□15:3 «Сән Худани һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти» — («Зәб.» 68:8-10).
■15:3 Зәб. 68:8-10; Йәш. 53:4, 5.
■15:4 Рим. 4:23, 24.
■15:5 Рим. 12:16; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.
□15:7 «Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһ силәрни қобул қилғандәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилип Худаға шан-шәрәп кәлтүрүңлар». Әмәлийәттә бу мәнасиму бизниң тәрҗимимиздин чиқиду.
□15:8-9 «Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн» — «Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилири» Худа Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп, Муса пәйғәмбәр вә башқа пәйғәмбәрләргә йәткүзгән вәдилири дегәнлик. «шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн...» — «әлләр» мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән...» — «әлләр» йәнә мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, вә Сениң намиңни күйләймән» — («Зәб.» 17:50. Бу бешарәттә Мәсиһ Өз Роһи арқилиқ Давут пәйғәмбәрниң ағзидин сөзләйду. Павлус бу муһим гәплири (8-9-айәтләр) арқилиқ Йәһудий әмәсләр вә Йәһудийларниң бир-бирини қобул қилишини дәвәт қилиду; чүнки Мәсиһ Әйса Өзи Йәһудийлар («хәтнә қилинғанлар»)ға хизмәткар тайинланди һәм шуниңдәк Йәһудий әмәсләр («ят әлләр»)ниң Худани мәдһийилишигә башламчилиқ қилиду; демәк, Мәсиһ икки тәрәпниң хизмитидә болғандин кейин, немишкә силәр Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр кичик пеиллиқ билән Униң улуқ үлгисигә әгишип бир-бириңларни қобул қилмайсиләр?
■15:8-9 2Сам. 22:50-51; Зәб. 17:50
□15:10 «Вә У йәнә: ... дәйду» — бу вә кейинки айәттики «У» Мәсиһдур. Мошу айәттики бешарәтләр Униң Өзиниң пәйғәмбәрләрниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзлиридур. 15-айәттики изаһатни көрүң. «Әй әлләр» — «әлләр» ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Әй әлләр, Худаниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — «Қан.» 32:43.
□15:11 «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — («Зәб.» 116:1) — бу айәт вә жуқуриқи нәқил кәлтүрүлгән икки айәттә, Мәсиһ (дунияға келиштин бурун) пәйғәмбәрләрниң ағзидин бешарәт берип, кәлгүсидә Йәһудий әмәсләр билән Өзи таллиған хәлқи биллә Худаға ибадәт қилишип, Униң хизмитидә биллә болушидиғанлиғини алдин-ала ейтиду.
□15:12 «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду» — («Йәш.» 11:10) Мәсиһ тоғрилиқ йәнә бир бешарәт. Йәссә болса, Давут пәйғәмбәрниң атиси еди. Бирақ униң әвлади Мәсиһ, йәни «униң йилтизи»дур.
■15:12 Йәш. 11:10; Вәһ. 5:5; 22:16.
□15:13 «үмүтниң Егиси Худа...» — әйни сөз «үмүтниң Худаси...».
□15:16 «бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип...» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити, Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур» — расул Павлус өзини каһинға охшитиду. Худаниң кона заманлардики ибадәтханиға каһинларни тәминләштики мәхсити хәлиқниң тоғра йолда Худаға ибадәт қилишидин ибарәт еди. Шуңа улар хәлиқниң өз қурбанлиқлирини тоғра, Худаниң қобул қилишиға лайиқ петидә сунушиға ярдәмчи вә хизмәткар еди. Павлус өзиниң хуш хәвәрни йәткүзүшниң ахирқи мәхсити Худаға һәқиқий, мәнилик, чин диллиқ ибадәтни барлиққа кәлтүрүштин ибарәттур, дәйду. Хәқниң бу ибадитини пак-муқәддәс қилиш Муқәддәс Роһниң иши, әлвәттә. Бу ибадәтму пәқәт җамаәт ибадәт сорунлирида әмәс, бәлки ишәнгүчиниң пүтүн һаяти арқилиқ ипадилиниду (12:1-2).
□15:21 «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, аңлимиғанлар аңлап чүшиниду» — «Йәш.» 52:15.
■15:23-24 Рим. 1:10; 15:32; 1Тес. 3:10; 2Тим. 1:4.
■15:25 Рос. 19:21; 24:17.
□15:27 «Чүнки әлләр Йәһудий қериндашларниң роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду» — «ярдәм бериш» дегән сөз грек тилида адәттә муқәддәс ибадәтханидики хизмәт билән мунасивәтликтур.
□15:28 «Йерусалимдики қериндашларниң җамаәтләрниң етиқатиниң бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин,...» — грек тилида «(Йерусалимдики) қериндашларға бу мевисини йәткүзүп мөһүрләндүргәндин кейин,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Расул Павлус Йәһудий қериндашларниң бу соғатни қобул қилишини интайин муһим дәп биләтти. Чүнки уни қобул қилиши соғат бәргәнләрни, йәни Йәһудий әмәс ишәнгүчиләрни «бизниң қериндашлиримиз» дәп қобул қилишиға баравәр болатти, шуңлашқа барлиқ җамаәтләрниң бирлиги вә муһәббитини мустәһкәмләп алға сүрәтти. Худаға тәшәккүр, Йәһудий қериндашлар уни қобул қилди («Рос.» 21:17).
□15:30 «мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр» — «күрәш қилғайсиләр» дегән сөзләр җин-шәйтанларниң Худаниң хизмитигә дайим қарши чиқидиғанлиғини көрситиду; шуңа бу хизмәт үчүн дуа қилиш (буларниң қарши чиққанлиғи түпәйлидин) бир хил күрәш, тәс бир иш болиду (мәсилән «Кол.» 2:1, 4:11ни көрүң).
□15:33 «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».