19
Павлус Әфәсус шәһиридә
Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди. У йәрдә бәзи мухлислар билән учришип, «ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди» — яки «егизликләр арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди».   1Кор. 1:12 улардин:
— Силәр етиқат қилғиниңларда, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди.
— Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар. «Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму?» — грек тилида: «Муқәддәс Роһни қобул қилдиңларму?». «Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз» — мошу җавапниң мәнаси бәлким «Муқәддәс Роһниң ата қилинғини яки Муқәддәс Роһниң инсанларға кәлгинини аңлимаптикәнмиз» дегәндәк болса керәк.
Павлус йәнә:
— Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр? — дәп сориди.
— Биз Йәһя пәйғәмбәр йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ, — деди улар. «Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр?» — яки «Ундақта, силәр немә дәп чүмүлдүрүлгәнсиләр?».
Ениқки, шу кишиләр Әйса Мәсиһниң намиға чүмүлдүрүлгән болса, ундақта уларни чүмүлдүргүзчи етиқатчи уларға «Худа Мәсиһкә етиқат қилғучиларниң һәммисигә Муқәддәс Роһини соғат қилип ата қилиду» дәп чүшәндүргән болуши керәк еди. Чүнки Мәсиһдә болған хуш хәвәр дәл шуки: (1) Мәсиһниң қурбанлиғи билән етиқатчи инсанларниң гуналири кәчүрүм қилиниду; (2) Мәсиһниң қурбанлиғи билән Худа етиқатчи инсанларға йеңи бир һаят ата қилиду; мошу һаят Муқәддәс Роһниң инсанниң қәлбидә макан қилиши билән башлиниду. Расул Петрусниң сөзлиригә қараң (2:38-39), «1Пет.» 3:21 вә бу айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имиздики изаһатларни көрүң. «Биз Йәһя пәйғәмбәр йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ» — уларниң җававиға қариғанда, улар мәрһум Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири еди; мүмкинчилиги барки, улар Йәһя пәйғәмбәрниң товва қилиши вә суға чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ тәлимлирини Аполлостин аңлиған еди.
Павлус: — Йәһя пәйғәмбәр хәлиққә йәткүзгән чөмүлдүлүрүш болса гуналарға товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүлүш болуп, уларға өзидин кейин кәлгүчигә, йәни Әйсаға етиқат қилиш керәклигини тапилиған еди, — деди. Мат. 3:11; Мар. 1:4; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16.
Улар буни аңлап, Рәб Әйсаниң намида чөмүлдүрүлүшни қобул қилди. Павлус қолини уларниң үстигә тәккүзүп туруши билән, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди. «...Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди» — Муқәддәс Роһниң уларға ата қилған «намәлум (карамәт) тилларда сөзләш» илтипати билән кишиләр өз сөзлирини чүшәнмигән һалда Худаға мәдһийә оқуп, униң сирлирини җакалайду («1Кор.» 14:2ни көрүң).   Рос. 8:17; 11:15.
Улар тәхминән он икки әркәк киши еди.
Павлус үч ай давамида Әфәсус шәһиридики синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишалиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти. Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди. «халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә...» — мошу йәрдә «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дегән сөз билән ипадилиниду (чүнки етиқатниң нәзиридә пәқәт бир йолла бардур. 9:2ниму көрүң). «Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди» — «лексийихана» яки «мәктәп»: Бу бәлким пәлсәпә үгитидиған бир мәктәп болса керәк. «Муназирә-музакирә өткүзүш» — бәлким ишәнмигәнләр билән муназирә қилиш (10-айәтни көрүң) вә ишәнгәнләргә көпрәк тәлим бериш.   2Тим. 1:15. 10 Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди. «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун...» — демәк, «Йәһудийлар болсун, Йәһудий әмәсләр болсун...».
 
Скеваниң оғуллири
11 Худа Павлусниң қоллири арқилиқ карамәт мөҗизиләрни яратти. Мар. 16:20; Рос. 14:3. 12 Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти.
13 Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди. ««җинкәш» Йәһудийлар» — мәхсус аталмиш «җин һайдаш қәспи» арқилиқ пул тапидиғанлар. «Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» — грек тилида: «... Әйсаниң намидин саңа қәсәм астида буйруймән!». 14 Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди. «Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди» — яки «Бу ишни қилғучилар Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғли еди». 15 Лекин улар қоғливәтмәкчи болған яман Роһ уларға җававән:
— Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди, 16 яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
17 Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди. 18 Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти. Мат. 3:6. 19 Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип бир йәргә догилап, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти. «җәмий әллик миң күмүч тәңгә» — бир тәңгигә бир қой келәтти. Шуңа һазирқи бойичә җәмий икки йерим миллион долларға баравәр еди (2006). 20 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти. Йәш. 55:11.
 
Әфәсус шәһиридә топилаң көтирилиду
21 Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди. «Павлус көңлидә... нийәт бағлиди» — грек тилида «Павлус роһта... нийәт бағлиди».   Рим. 15:25; Гал. 2:1.
22 Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди. «у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип...» — Павлусниң шуниң мәхсити уларниң бәлким өзини кутүш үчүн вә бәлким өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн еди (20:1-3ни көрүң).
23 Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди. «Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди» — «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дейилиду.   2Кор. 1:8. 24 Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти. Рос. 16:16. 25 Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға:
— Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр; 26 һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду. Зәб. 113:12; Йәр. 10:3. 27 Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди. «пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду!» — Димитрийниң «аял илаһимизниң шан-шәриви» дегән сөзи бәлким Артемисниң һәйвәтлик бутханисиниму көрсәтмәкчи болуши мүмкин.
28 Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта:
— Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
29 Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди. «Халайиқ ... Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди» — Артемисниң «бүйүк бутханиси» йоқап кәтти, амма бу серк мәйдани бүгүнгә қәдәр мәвҗут, униңға 25000 киши сиғиду.   Рос. 20:4; 27:2; Кол. 4:10. 30 Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди. 31 Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
32 Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти. 33 Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, Йәһудийларни ақлимақчи болди. «көпчилик уни алдиға турғузди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «көпчилик бу иш униңға бағлиқ дәп ойлиди» дейилиду. 34 Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла:
— Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти. «Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти» — халайиқ Искәндәрни Павлус билән мунасивәтлик адәм, немила болмисун Йәһудий болғачқа, бутпәрәсликкә қарши болса керәк, дегән ойда болған болса керәк. 35 Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди:
— Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар! «Артемисниң ... асмандин чүшкән сүрити...» — яки «Артемисниң ... асмандин чүшкән теши...». 36 Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк. 37 Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә сораққа тартишқа елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс. 38 Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун; 39 вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим. 40 Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
40b Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.
 
 

19:1 «ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди» — яки «егизликләр арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди».

19:1 1Кор. 1:12

19:2 «Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму?» — грек тилида: «Муқәддәс Роһни қобул қилдиңларму?». «Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз» — мошу җавапниң мәнаси бәлким «Муқәддәс Роһниң ата қилинғини яки Муқәддәс Роһниң инсанларға кәлгинини аңлимаптикәнмиз» дегәндәк болса керәк.

19:3 «Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр?» — яки «Ундақта, силәр немә дәп чүмүлдүрүлгәнсиләр?». Ениқки, шу кишиләр Әйса Мәсиһниң намиға чүмүлдүрүлгән болса, ундақта уларни чүмүлдүргүзчи етиқатчи уларға «Худа Мәсиһкә етиқат қилғучиларниң һәммисигә Муқәддәс Роһини соғат қилип ата қилиду» дәп чүшәндүргән болуши керәк еди. Чүнки Мәсиһдә болған хуш хәвәр дәл шуки: (1) Мәсиһниң қурбанлиғи билән етиқатчи инсанларниң гуналири кәчүрүм қилиниду; (2) Мәсиһниң қурбанлиғи билән Худа етиқатчи инсанларға йеңи бир һаят ата қилиду; мошу һаят Муқәддәс Роһниң инсанниң қәлбидә макан қилиши билән башлиниду. Расул Петрусниң сөзлиригә қараң (2:38-39), «1Пет.» 3:21 вә бу айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имиздики изаһатларни көрүң. «Биз Йәһя пәйғәмбәр йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ» — уларниң җававиға қариғанда, улар мәрһум Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири еди; мүмкинчилиги барки, улар Йәһя пәйғәмбәрниң товва қилиши вә суға чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ тәлимлирини Аполлостин аңлиған еди.

19:4 Мат. 3:11; Мар. 1:4; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16.

19:6 «...Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди» — Муқәддәс Роһниң уларға ата қилған «намәлум (карамәт) тилларда сөзләш» илтипати билән кишиләр өз сөзлирини чүшәнмигән һалда Худаға мәдһийә оқуп, униң сирлирини җакалайду («1Кор.» 14:2ни көрүң).

19:6 Рос. 8:17; 11:15.

19:9 «халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә...» — мошу йәрдә «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дегән сөз билән ипадилиниду (чүнки етиқатниң нәзиридә пәқәт бир йолла бардур. 9:2ниму көрүң). «Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди» — «лексийихана» яки «мәктәп»: Бу бәлким пәлсәпә үгитидиған бир мәктәп болса керәк. «Муназирә-музакирә өткүзүш» — бәлким ишәнмигәнләр билән муназирә қилиш (10-айәтни көрүң) вә ишәнгәнләргә көпрәк тәлим бериш.

19:9 2Тим. 1:15.

19:10 «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун...» — демәк, «Йәһудийлар болсун, Йәһудий әмәсләр болсун...».

19:11 Мар. 16:20; Рос. 14:3.

19:13 ««җинкәш» Йәһудийлар» — мәхсус аталмиш «җин һайдаш қәспи» арқилиқ пул тапидиғанлар. «Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» — грек тилида: «... Әйсаниң намидин саңа қәсәм астида буйруймән!».

19:14 «Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди» — яки «Бу ишни қилғучилар Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғли еди».

19:18 Мат. 3:6.

19:19 «җәмий әллик миң күмүч тәңгә» — бир тәңгигә бир қой келәтти. Шуңа һазирқи бойичә җәмий икки йерим миллион долларға баравәр еди (2006).

19:20 Йәш. 55:11.

19:21 «Павлус көңлидә... нийәт бағлиди» — грек тилида «Павлус роһта... нийәт бағлиди».

19:21 Рим. 15:25; Гал. 2:1.

19:22 «у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип...» — Павлусниң шуниң мәхсити уларниң бәлким өзини кутүш үчүн вә бәлким өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн еди (20:1-3ни көрүң).

19:23 «Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди» — «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дейилиду.

19:23 2Кор. 1:8.

19:24 Рос. 16:16.

19:26 Зәб. 113:12; Йәр. 10:3.

19:27 «пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду!» — Димитрийниң «аял илаһимизниң шан-шәриви» дегән сөзи бәлким Артемисниң һәйвәтлик бутханисиниму көрсәтмәкчи болуши мүмкин.

19:29 «Халайиқ ... Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди» — Артемисниң «бүйүк бутханиси» йоқап кәтти, амма бу серк мәйдани бүгүнгә қәдәр мәвҗут, униңға 25000 киши сиғиду.

19:29 Рос. 20:4; 27:2; Кол. 4:10.

19:33 «көпчилик уни алдиға турғузди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «көпчилик бу иш униңға бағлиқ дәп ойлиди» дейилиду.

19:34 «Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти» — халайиқ Искәндәрни Павлус билән мунасивәтлик адәм, немила болмисун Йәһудий болғачқа, бутпәрәсликкә қарши болса керәк, дегән ойда болған болса керәк.

19:35 «Артемисниң ... асмандин чүшкән сүрити...» — яки «Артемисниң ... асмандин чүшкән теши...».