□2:1 «Әлләр немишкә чуқан салиду?» — Зәбурдики күйләрдә, «әлләр» яки «ят әлләр» болса, Исраил хәлқидин башқа һәр бир хәлиқ-милләтни көрситиду.
□2:2 «Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи» — «Мәсиһ» мошу йәрдә, кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ зәйтун мейи қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» («мәсиһләш») дәп аталған. «Йәшая» китап, 61-бапта «мәсиһ қилиш» дегән сөз болса, келидиған Қутқузғучиниң вуҗудиға май әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлидиғанлиғини көрситиду. Мошу айәттиму охшашла, «Мәсиһ» Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинған адәм»ни көрситиду.
□2:3 «Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — «Улар» «Худа вә Униң Мәсиһи»ни көрситиду.
□2:6 «Зион.., йәни муқәддәс теғим..» — «Зион теғи» Йерусалим вә муқәддәс ибадәтхана бу тағ үстигә қурулған. «Зион» (яки «Сион») әслидә «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғанлиғиға символ қилиниду. «Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим» — жуқуридики 2-айәттики, «Мәсиһ» тоғрисидики изаһатни көрүң.
■2:7 Рос. 13:33; Ибр. 1:5; 5:5
□2:9 «Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән» — яки: «Сән төмүр таяқ билән уларни башқурисән».
□2:11 «Титрәк ичидә хошаллиниңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «титрәк ичидә яшаңлар!».
□2:12 «Уни (Оғулни) сөйүңлар» — буниң мәнаси бәлким «Худаниң оғли билән әплишивелиңлар». «Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса...» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Чүнки униң ғәзиви тезла қозғилиду...».
■2:12 Зәб. 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7; Рим. 9:33; 10:11; 1Пет. 2:6