3
3-күй •••• Сәһәрдики дуа
1-2 Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә язған күй: —
 
И Пәрвәрдигар, мени қиставатқанлар нәқәдәр көпийип кәткән,
Мән билән қаршилишиватқанлар немидегән көп! «Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә...» — мошу вақиә, «2Сам.» 15-18-бапта хатириләнгән.   2Сам. 15,16,17,18
Нурғунлар мән тоғрилиқ: —
«Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» дейишиватиду.
Селаһ! «Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» — демисәкму, «ниҗат» «(Худадин кәлгән) қутқузуш» дегәнни билдүриду. «Селаһ» — мошу сөз бәлким күй чалған вақтида музикидики бир «пауза»ни көрситиши мүмкин; шуниң билән униң: — «Тохта, ойлан!» дегән имаси болуши мүмкин.
Бирақ Сән, и Пәрвәрдигар, әтрапимдики қалқандурсән;
Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән! «Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!» — «мениң шан-шәривим» дегән ибарә икки бислиқ сөз болуп, бәлким: (1) Давутниң мәдһийисиниң темиси Худа Өзидур; (2) Худаниң Давутниң өз Худаси болғанлиғи, бу наһайити пәхирлик, шәрәплик иштур, дегән икки мәнини билдүрүши мүмкин.
Авазим билән мән Пәрвәрдигарға нида қилимән,
У муқәддәс теғидин иҗабәт бериду.
Селаһ.
Мән болсам яттим, ухлидим;
Ойғандим, чүнки Пәрвәрдигар маңа яр-йөләк болиду. Зәб. 4:9
Мени қоршап сәп түзгән түмәнлигән адәмләр болсиму,
Мән улардин қорқмаймән! Зәб. 26:3
И Пәрвәрдигар, орнуңдин тур!
Мени қутқуз, и Худайим!
Мениң барлиқ дүшмәнлиримниң тәстикигә салғайсән;
Рәзилләрниң чишлирини чеқивәткәйсән!
Ниҗатлиқ болса Пәрвәрдигардиндур;
Бәрикитиң Өз хәлқиңдә болсун!
Селаһ! Пәнд. 21:31; Йәш. 43:11; Йәр. 3:23; Һош. 13:4; Вәһ. 7:10; 19:1
 
 

3:1-2 «Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә...» — мошу вақиә, «2Сам.» 15-18-бапта хатириләнгән.

3:1-2 2Сам. 15,16,17,18

3:3 «Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» — демисәкму, «ниҗат» «(Худадин кәлгән) қутқузуш» дегәнни билдүриду. «Селаһ» — мошу сөз бәлким күй чалған вақтида музикидики бир «пауза»ни көрситиши мүмкин; шуниң билән униң: — «Тохта, ойлан!» дегән имаси болуши мүмкин.

3:4 «Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!» — «мениң шан-шәривим» дегән ибарә икки бислиқ сөз болуп, бәлким: (1) Давутниң мәдһийисиниң темиси Худа Өзидур; (2) Худаниң Давутниң өз Худаси болғанлиғи, бу наһайити пәхирлик, шәрәплик иштур, дегән икки мәнини билдүрүши мүмкин.

3:6 Зәб. 4:9

3:7 Зәб. 26:3

3:9 Пәнд. 21:31; Йәш. 43:11; Йәр. 3:23; Һош. 13:4; Вәһ. 7:10; 19:1