Исраилдики «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. ■ Йәр. 15:13 4 Өзүңниң шори, Мән саңа тәқдим қилған мирасиң қолуңдин кетиду; Мән сән тонумайдиған бир зиминда сени дүшмәнлириңниң қуллуғиға тапшуримән; чүнки силәр ғәзивимгә от йеқип уни қозғиғансиләр; у мәңгүгә көйиду.■ Қан. 28:68; Йәр. 15:14; 16:13
□17:2 ««Ашәраһ»лар — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.
□17:3 «Мән тағлириңларда вә етизлириңларда, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни... тапшуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Далида турған мениң теғимни болса, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни... тапшуримән». Исраилдики «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди.
■17:4 Қан. 28:68; Йәр. 15:14; 16:13
■17:7 Зәб. 2:12; 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18
□17:10 «инсан виҗданини синаймән» — «виҗдан» ибраний тилида «бөрәк» дегән билән ипадилиниду.
□17:11 «Худди өзи туғмиған тухумларни бесивалған кәкликтәк...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Худди тухумларни бесип лекин төрәлдүрмәйдиған бир кәкликтәк...».
■17:13 Зәб. 72:27; Йәш. 1:28; Йәр. 2:13; Юһ. 8:8
□17:14 «мени қутқузғин, шуниң билән җәзмән қутқузулимән!» — бу айәттики «қутқузуш» һәргиз Йәрәмияниң өз һаятиниң аман-есән сақлинишини тилишила әмәс. Муһим иш шуки, у бу айәттики гәп билән 1-11-айәтләрдики бешарәткә, болупму: «Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур» дегәнгә болған инкаси. У биринчидин өзиниң, иккинчидин хәлқиниң қәлбиниң гунайиниң толуқ түгитилиши (сақайтилиши)ни тиләйду. «Даваси йоқ» қәлбни болса пәқәт һәммигә қадир бир Худа сақайталайду. Бу иш дәл «йеңи әһдә»дин ибарәт — 31:31-34ни көрүң.
□17:16 «пада баққучи» — шүбһисизки, пәйғәмбәрниң хәлиққә болған рольини көрситиду. «Лекин мән болсам, Саңа әгәшкинимдә «пада баққучи» болуштин һеч қачқан әмәсмән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән болсам, балаю-апәтни чүшүрүш үчүн Саңа есилмидим!»
■17:18 Зәб. 34:4-5; 39:15-16; Йәр. 15:15
□17:19 «шабат күни» — бу бешарәт (19-27-айәт)ниң темиси «шабат күни», йәни шәмбә күни, йәни дәм елиш күни. Худа мошу йәрдә бу күн арқилиқ хәлқигә меһри-шәпқитини көрсәтмәкчи.
□17:22 «шабат күнлиридә өйлириңлардин һеч жүкни көтирип елип чиқмаңлар, вә һеч қандақ әмгәк қилмаңлар... шабат күнини Өзүмгә аталған муқәддәс бир күн дәп қараңлар» — оқурмәнкәргә аянки, Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Йәһудийларға, «шабат күни» (шәмбә күни)ни Өзини сеғинишқа, һеч қандақ меһнәт қилмай һәр адәм вә мал-варанниң дәм алидиған күни болсун дәп буйруған.
■17:22 Мис. 20:8; 23:12; 31:13; Әз. 20:12
■17:23 Йәр. 11:10; 13:10; 16:12
□17:27 «Лекин силәр Маңа қулақ салмисаңлар, йәни шабат күнини Өзүмгә пак-муқәддәс һесаплимай, ... әнди Мән дәрвазиларға бир от яқимән, у Йерусалимдики ордиларни йәветиду...» — бу 19-27-айәтләрниң интайин муһим бир алаһидилиги вә әһмийити бар. Пәрвәрдигар Исраилға меһри-шәпқитини билдүрүш үчүн, Өз Тәврат-қануниниң тәләплирини пәқәт бирла пәрманға, йәни «шабат күнини һөрмәтләңлар» дегәнгә жиғинчақлайду; улар пәқәт мошу аддий тәләпкила әмәл қилса, У уларниң пәс әһвалини пүтүнләй өзгәртәләйтти. Шундақ болсиму, улар бәрибир йәнила бу кичик пәрманға әмәл қилалмиған. Адәмләрниң инсаний гуна тәбиити һәрдайим шундақтур!