Худа авал Муса пәйғәмбәргә: «Мән Яқуп җәмәтидикиләрни (йәни Исраилни) Мисирдин қутқузимән, андин улар Маңа тәвә бир хәлиқ болиду» — дәп «җакалиған». У ишләтмәкчи болған қутқузуш йолини авал Мусаға уқтуруп «баян қилған»; андин һәммә баянлириға әмәл қилип уларни йеңи бир хәлиқ болушқа «тикләп бекиткән».
Буни: «...қедимки хәлқимни тиклигинимдин тартип...» дәп тәрҗимә қилиш мүмкинчилигиму бар, бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси алди-кәйнидики гәпләргә мас келиду. «қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!» — мәбудлар ундақ қилалайдиған болса өзиниң «илаһ» екәнлигини испатлиған болатти, әлвәттә.
Бәзиләр дәрвәқә «бутпәрәсләр хеч билмәйду, хеч чүшәнмәйду» дәп етирап қилсиму, йәнила тилтумар қатарлиқларни ишлитип Худани һақарәтләйду.
■44:1 Йәш. 41:8; 43:5; Йәр. 30:10; 46:27
□44:2 «Йәшурун» — Худа Исраилға қойған бир «ләқәм». Мәнаси «Мениң дурус болғучим».
■44:3 Йәш. 35:7; Йо. 2:28,29; Юһ. 7:38; Рос. 2:18
□44:5 «Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду... Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду...» — һазир Худаниң «сүкүт қилған» гувачилириниң тили чиқип, гәп қилишқа башлайду. Уларниң һәммиси бир-бирләп Худаниң меһир-муһәббитини бешидин өткүзгән болуши мүмкин.
■44:6 Йәш. 41:4; 48:12; Вәһ. 1:8,17; 22:13
□44:7 «Мениң қедимки хәлқим» — Худаниң хәлқи Исраилдур. Худа авал Муса пәйғәмбәргә: «Мән Яқуп җәмәтидикиләрни (йәни Исраилни) Мисирдин қутқузимән, андин улар Маңа тәвә бир хәлиқ болиду» — дәп «җакалиған». У ишләтмәкчи болған қутқузуш йолини авал Мусаға уқтуруп «баян қилған»; андин һәммә баянлириға әмәл қилип уларни йеңи бир хәлиқ болушқа «тикләп бекиткән». Буни: «...қедимки хәлқимни тиклигинимдин тартип...» дәп тәрҗимә қилиш мүмкинчилигиму бар, бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси алди-кәйнидики гәпләргә мас келиду. «қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!» — мәбудлар ундақ қилалайдиған болса өзиниң «илаһ» екәнлигини испатлиған болатти, әлвәттә.
□44:8 «Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип...» —Ибраний тилида «Мән илгири мошуларни саңа аңлитип...».
■44:8 Қан. 4:35,39; 32:39; 1Сам. 2:2; Йәш. 45:21
□44:11 «Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун, улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду» — Йәшая пәйғәмбәрниң сөзиниң икки мәнаси бар болуши мүмкин: — (а) улар пәқәт мошу мәбудни бирликтә убдан көрүп бақсила, өзлириниң ахмақлиғини һес қилип Худадин қорқуп шәрмәндә болиду; (ә) қиямәт күнидә улар орнидин туруп һесавини тапшуруши керәк; шу чағда улар қорқуп шәрмәндә болиду.
■44:11 Зәб. 96:7; Йәш. 1:29; 42:17; 45:16
□44:17 «Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду; бу униң мәбуди болиду» — әслидә бу киши бутни ясаш койида әмәс еди. Тәсадипийлиқтин яғачтин ешип қалғинини ишлитип бут ясайду. Әң ғәлитә иш шуки, у Йәшая тәсвирлигәндәк, өзиниң ойлимайла қилған бир нәрсисигә, йәни «тәсадипийлиқтин» болған бир нәрсисигә ишиниду.
□44:18 «Бу кишиләр һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду; чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән» — бу айәттики «у» болса, яки Худаниң Өзи яки мошу бутни көрситиду. Бутни көрсәтсә, бутниң кәйнидә бир җин-шәйтан бар демәкчи. Бизниңчә мошу мәнаси еһтималға йеқин. Бәзиләр дәрвәқә «бутпәрәсләр хеч билмәйду, хеч чүшәнмәйду» дәп етирап қилсиму, йәнила тилтумар қатарлиқларни ишлитип Худани һақарәтләйду.
□44:20 «мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — «бир сахтилиқ» мәбудиниң өзини көрситиши мүмкин.
■44:24 Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 42:5; 45:12
□44:26 «Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи,...» — «Өз қули» мошу йәрдә бәлким Йәшая пәйғәмбәрниң өзи; болмиса 42-баптики «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули». «Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән», Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи» — Худа мошу гәплиридә, Йәшая пәйғәмбәр өзидин кейинки бир дәвир, йәни Йерусалим вә Йәһуда шәһәрлири харабилик болған бир дәвиргә қарап сөз қилиду. Мошу йәрдә Худа Йерусалимға: «Сени қайтидин қурғузимән» дәп вәдә қилиду. Шу йеңи дәвир болса Йәшаядин кейин 170 жил әтрапида болған.
□44:27 «...Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол», «дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;...» — мошу сөзләр Худаниң «Қизил Деңиз»ни һәм кейинрәк Иордан дәриясини қурутуп Исраилни Мисирдин қутқузғанлиғини, шундақла ахирқи заманда болидиған, охшап кетидиған бир вақиәни көрситиду.
□44:28 «Қорәш тоғрисида:...» — ахирида, Йәшая пәйғәмбәр жуқуриқи 41-бап, 1-7-айәттә дейилгән «таҗавузчи»ниң исминиң «Қорәш» екәнлигини ейтиду. Оқурмәнләргә мәлумки, Қорәш падиша Парс империйәсиниң асасчиси болуп, миладийәдин илгәрки 540-529-жиллирида тәхткә олтарған. У Йәшаяниң дәвридин тәхминән 150 жил кейин яшиған. «У Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур» — мошу бешарәт бойичә Қорәш падиша Бабил империйәси вәйран қилған Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини қайтидин қурушқа пәрман чүшүриду. Қорәш Бабил шәһирини ишғал қилғандин кейин, адәмни интайин һәйран қалдуридиған иши шуки, у Бабилдики барлиқ сүргүн болғанларни өз жутлириға қайтишқа рухсәт бәргән. Адәмни техиму һәйран қалдуридиған шуки, у Исраилларға ибадәтханисидики алтун-күмүч, қача-буюмлирини қайтуруп, һәтта ибадәтханиниң өзини қайтидин қурушқа пул бәргән (миладийәдин илгәрки 536-жили). Тәвраттики «Әзра» 1- һәм 6-бапни көрүң.