□46:2 «Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): — ....» — Мисир тоғрилиқ бу бешарәт Пирәвнниң қошуни битчит қилиништин илгири берилгән, мошу йәрдә кейинки вақитта хатириләнгән, әлвәттә. Оқурмәнләрниң диққитигә әрзийдуки, «Йәһуданиң падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили» Йәһуданиң кәлгүси үчүн һәм Йәрәмияниң бешарәтлири үчүн интайин муһим жил болған. Шу жил оттура шәриқтики «күч тәңпуңлуғи» Бабилниң падишаси Небоқаднәсарға өткән.
□46:7 «Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси кәлкүн кәби көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!? » — һәр жил Нил дәриясиға кәлкүндәк улуқ су келиду. Бу су Мисирниң пүткүл зиминини бесип суғириду, Мисирниң зиминини бақиду, десәкму болиду.
□46:9 «Ефиопийә».. «Ливийә»... «Лидийә» — «Ефиопийә» ибраний тилида «Куш» дейилиду, «Ливийә» («Либя») ибраний тилида «Пут» дейилиду, «Лидийә» (һазирқи Түркийәдә) ибраний тилида «Луд» дейилиду. Бу йәрләрдики адәмләрниң һәммиси «ялланма ләшкәрләр» еди.
□46:10 «(Пәрвәрдигар) Өз явлиридин қисас алидиған күни» — мүмкинчилиги барки, бешарәттики «қисас», Пәрвәрдигарниң өзигә садиқ болған падиша Йосияни (миладийәдин илгәрки 609-жили) өлтүрүвәткән Пирәвн-Нәко үстидин алған бир қисасни көрситиду («2Пад.» 23:29 вә 33-35ни көрүң). Униң үстигә «Пәрвәрдигарниң күни» адәттә ахирқи замандики қиямәт күнини көрситиду, шуңа бешарәтниң шу күни тоғрилиқ мәлуматлири бар болушиму мүмкин.
□46:14 «Мисирда ... Мигдол... Ноф ... Таһпанәс...» — бу шәһәрләрниң һәммиси Мисирда, әлвәттә. «Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду» — бешарәт берилгән вақти бәлким миладийәдин илгирки 604-жили болуши мүмкин. Шу чағда Небоқаднәсар Филистийәни ишғал қилип Мисирниң чегарисида таҗавуз қилишқа тәйяр туратти. Миладийәдин илгирки 568-жили Небоқаднәсар Мисирға таҗавуз қилған; бу вақиәдин илгири башқа бир таҗавузлуқ бар-йоқлуғи тоғрилиқ техи хәвәримиз йоқ.
□46:16 «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — бу сөзләрни бәлким Мисир қошунидики чәтәл «ялланма ләшкәрләр»и ейтиду (21ни көрүң).
□46:18 «Табор» вә «Кармәл» — тағлири бәк егиз болмисиму, улар әтрапидики йәрләргә қариғанда көккә тақашқандәк көрүниду. Мәнаси Небоқаднәсар қошуни билән бесип киргәндә, улар башқа падишалар вә уларниң қошунлиридин зор дәриҗидә күчлүк көрүниду.
□46:20 «көкүйүн» — мал-варанларни чақидиған бир хил чивин. Бу дәһшәтлик көкүйүн «чирайлиқ инәк» болған Мисир вә барлиқ «топақлири»ни (21-айәт) тар мар қилип һайдайду! Мисирлиқлар чоқунған бут «буқа илаһи» (Афис) болғачқа, мошу «инәк» вә «топақлар»ға нисбәтән 20-21-айәтләр интайин кинайилик, һәҗвий сөзләрдур.
□46:21 «униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду» — оттура шәриқтики бәзи көкүйүнләр интайин зәһәрлик, вәһший болуп, инәк-топақларни сәвдайи, тәлвә қилип, уян-буян жүгүртүп чечиветиду. «җазалиниш күни» — ибраний тилида «йоқлиниш күни».
□46:22 «Мисирниң авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду» — мәнаси бәлким Мисир қорқунучтин чекингән амалсиз қалған иландәк, униңға пәқәт «күш-күш» қилип хапалиқини билдүрүштин башқа һеч қандақ амал қилалмайду.
□46:23 «Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду» — Мисирда дәрәқләр аз болиду; шуңа бу селиштурма-охшитиш болуши керәк, бәлким «орман» нурғунлиған хәлиқ аһалисини көрситиду.
□46:25 «Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән» — Худа «Амон» дегән бут вә «Мисирниң илаһлири»ни қандақ җазалайду? Һеч болмиғанда, бу сөз Худаниң мошу бутларниң «нам-аброй»лирини пүтүнләй йоқитишини көрситиду. Бу тема тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
■46:27 Йәш. 41:13; 43:5; 44:1; Йәр. 30:10