96
96-күй •••• Пәрвәрдигарниң сәлтәнити келиду!
1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Йәр-зимин хуш болсун,
Көплигән араллар шатлансун!■ Зәб. 92:1; 95:10
2 Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур,
Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур;
3 Униң алдида от ялқуни жүриду,
Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду;
4 Униң чақмақлири җаһанни йорутти,
Йәр буни көрүп титрәп кәтти;■ Зәб. 76:17-19; Вәһ. 4:5
5 Пәрвәрдигарниң алдида,
Пүткүл зиминниң егисиниң алдида,
Тағлар момдәк ерип кетиду.
6 Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду,
Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду.■ Зәб. 18:1-2; 49:6
7 Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар,
Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду.
Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар!□ «Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, бутлар билән махтинип жүргүчиләр...» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр». «барлиқ илаһлар, униңға сәҗдә қилиңлар!» — «илаһлар» бу йәрдә, шундақла 86-, 95-, 96- вә 97-күйдә көрситилгәндәк, пәриштиләрни, яки болмиса бутларниң кәйнидики җин-шәйтанларни көрситиду. 94:3 вә изаһатини көрүң.
8 Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар,
Зион аңлап шатланди,
Йәһуда қизлири хуш болди.
9 Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән;
Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
10 Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар!
У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду,
Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду.■ Ам. 5:15; Рим. 12:9
11 Һәққанийлар үчүн нур,
Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур;
12 Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар,
Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!
□96:7 «Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, бутлар билән махтинип жүргүчиләр...» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр». «барлиқ илаһлар, униңға сәҗдә қилиңлар!» — «илаһлар» бу йәрдә, шундақла 86-, 95-, 96- вә 97-күйдә көрситилгәндәк, пәриштиләрни, яки болмиса бутларниң кәйнидики җин-шәйтанларни көрситиду. 94:3 вә изаһатини көрүң.