Бәзи алимлар : «Пәйғәмбәрләр мәңгү яшамду?» дегән соални хәлиқниң Зәкәрия пәйғәмбәрниң сөзигә рәддийә бәрмәкчи болуп имансизлик билән бәргән җававидур, дәп қарайду. 6 Лекин Мениң пәйғәмбәрләргә буйруған сөзлирим вә бәлгүлимилирим, ата-бовилириңларниң бешиғиму чүшкән әмәсмиди?».
□1:1 «Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда...» — «Дариус падиша» йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жили). «сәккизинчи айда...» — китапта ейтилған айлар Йәһудийларниң кона календари бойичә еди. Бу ай миладийәдин илгәрки 520-жили Өктәбргә тоғра келиду.
□1:3 «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «...» дәйду», — дегин» — әсли шәкли: «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — «Мән силәрниң йениңларға йенип келимән» — сәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!».
■1:4 Йәш. 31:6; Йәр. 3:12; 18:11; Әз. 18:30; Һош. 14:2
□1:5 «Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду?» — мәзкур реторик соал бәлким хәлиқниң диққитини пәйғәмбәрләргә мәркәзләштүрүш үчүн әмәс, бәлки уларниң йәткүзгән хәвәрлиригә мәркәзләштүрүш үчүн ейтилған. Һәтта пәйғәмбәрләрму дуниядин кетиду, бирақ уларниң сөзлири, йәни Худаниң сөзлири йәнила инавәтлик, шундақла әмәлгә ашурулмақта (6-айәтни көрүң). Бәзи алимлар : «Пәйғәмбәрләр мәңгү яшамду?» дегән соални хәлиқниң Зәкәрия пәйғәмбәрниң сөзигә рәддийә бәрмәкчи болуп имансизлик билән бәргән җававидур, дәп қарайду.
□1:6 «Шуниң билән улар йолидин йенип: — ... Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән» — «улар» бәлким нәқ мәйданда Зәкәрияға қулақ селип товва қилған хәлиқ.
□1:7 «Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни...» — миладийәдин илгәрки 519-жили, 15-Феврал.
□1:8 «чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида » — «хадас дәриғи» пакар өсидиған, хуш пурақлиқ, дарчиндәк бир дәрәқ. «ала-тағил» — яки «җәдә рәңлик», «қоңур рәңлик».
□1:9 «Мән билән сөзлишиватқан пәриштә» — изаһат: «хадас дәрәқлири арисида турған адәм» (8-, 10-айәттә) болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси». «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» әмәс. Тәвраттики башқа қисимлардин билимизки, «Пәрвәрдигарниң Пәришитиси» Худаниң вәкили болупла қалмай, йәнә Худаниң тәбиитидә болған бир Шәхс; ишинимизки, у Мәсиһ-Қутқузғучи болуп, инсанлар дуниясида туғулуштин илгири, «адәм» қияпитидә дунияда көрүнгән. Кейинки текстләтдин қариғанда, «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «аддий бир пәриштә» еди (у 2-бап, 3-4-айәттә башқа пәриштә тәрипидин ишқа буйрулған). У бәлким Зәкәрияға аламәт көрүнүштә йолбашчи һәм чүшәндүргүчи рольида болған.
□1:12 «...сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлири...» — оқурмәнләрниң есидә бар болуши керәкки, Исраил Худаниң җазаси билән Бабил империйәсидә 70 жил сүргүн болған («Йәр.» 25:11-12, «Дан.» 9:2ни көрүң).
□1:15 «Шуниң билән мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. Тәвратта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду. «чүнки мән хәлқимгә сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип хәлқимгә зор азар қилди» — Худа Исраилдин (бутпәрәслиги түпәйлидин) ғәзәплинип уларға «ят әлләр» арқилиқ азар бәргүзүп җазалап, Бабил империйәсигә 70 жил сүргүн қилдурған. Бирақ «ят әлләр» бу ишта Худаниң җазасиниң даирисидин чиқип толиму рәһимсизлик қилған.
□1:16 ««өлчәм таниси тартилиду» — демәк, өлчәм танисида шәһәрни өлчәш Йерусалим шәһириниң қайтидин толуқ қурулидиғанлиғидин дерәк бериду.
□1:21 «Мән: «бу (һүнәрвәнләр) немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим...» — әнди бу «төрт мүңгүз» вә «төрт һүнәрвән» немини көрситидиғанлиғи үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ пикирлишимиз.