9
Бәшинчи пәриштә канийини чалди; мән асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған қудуқниң ачқучи униңға берилди, Луқа 8:31; Вәһ. 17:8. У теги йоқ һаңниң қудуғини ачти. Қудуқтин йоған хумданниң исидәк түтүн өрләп чиқти. Һаңниң қудуғиниң түтүнидин қуяш вә көкни қараңғулуқ басти. Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға йәр йүзидики чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди. Уларға йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә зәрәр йәткүзмәңлар, пәқәт пешанисидә Худаниң мөһүри болмиған адәмләргила зәрәр қилиңлар, дәп ейтилди. Әз. 9:4; Вәһ. 6:6; 7:3. Уларға адәмләрни өлтүрүшкә әмәс, бәлки бәш айғичә қийнашқа йол қоюлди; улар йәткүзидиған азап адәмни чаян чаққандикидәк азап еди. Шу күнләрдә, инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду. Йәш. 2:19; Йәр. 8:3; Һош. 10:8; Луқа 23:30; Вәһ. 6:16.
 
Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшайтти. Башлирида болса алтун таҗқа охшайдиған бир нәрсә болуп, чирайи адәмниңкигә охшайтти. Мис. 10:4. Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшайтти. Уларниң көкригидики савути төмүр савутларға охшайтти; қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшайтти. 10 Чаянларниңкигә охшаш қуйруқлири вә нәштәрлири бар еди. Адәмни бәш ай азапқа салидиған күч болса қуйруқлирида еди. 11 Уларни идарә қилидиған падишаси, йәни теги йоқ һаңниң пәриштиси бар еди. Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди. «Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди» — бу икки исимниң мәнаси «һалак қилғучи».
12 Биринчи «вай» өтүп кәтти. Мана, буниңдин кейин йәнә икки «вай» келиду. Вәһ. 8:13.
 
Алтинчи канайниң челиниши; «иккинчи вай»ниң башлиниши
13-14 Алтинчи пәриштә канийини чалди; мән Худаниң алдидики алтун қурбангаһниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим, бу аваз канайни тутқан алтинчи пәриштигә:
— Чоң Әфрат дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт пәриштини бошат, деди. 15 Дәл шу саат, шу күн, шу ай, шу жил үчүн һазирлап қоюлған бу төрт пәриштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн бағлақтин бошитилди. 16 Буларниң атлиқ ләшкәрләр қошуниниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим. «буларниң атлиқ ләшкәрләр қошуниниң сани икки йүз миллион еди» — «икки йүз миллион» грек тилида «икки түмән һәссә түмән».
17 Ғайипанә көрүнүштә көзүмгә көрүнгән ат вә үстигә мингәнләр мана мундақ еди: атлиқларниң көкригидики савути чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешидәк еди; уларниң еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут чиқип туратти. «атлиқларниң көкригидики савути чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди» — «чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди» яки «от, көк яқут вә гуңгуттин еди». 18 Бу үч баладин, йәни атларниң ағзидин чиққан от вә түтүн вә гүнгүрттин инсанларниң үчтин бири өлтүрүлди. 19 Чүнки атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди; уларниң қуйруқлириниң иланларға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти.
20 Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин өлтүрүлмәй қалғанлар өз қоллириниң әмәллиригә товва қилмиди, йәни җинларға, көрәлмәс, аңлалмас вә маңалмас алтун, күмүч, туч вә яғач бутларға чоқунуштин ваз кәчмиди. Зәб. 113:12, 13, 14, 15; 134:15. 21 Улар қатиллиқ, сеһиргәрлик, җинсий бузуқлуқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.
 
 

9:1 Луқа 8:31; Вәһ. 17:8.

9:4 Әз. 9:4; Вәһ. 6:6; 7:3.

9:6 Йәш. 2:19; Йәр. 8:3; Һош. 10:8; Луқа 23:30; Вәһ. 6:16.

9:7 Мис. 10:4.

9:11 «Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди» — бу икки исимниң мәнаси «һалак қилғучи».

9:12 Вәһ. 8:13.

9:16 «буларниң атлиқ ләшкәрләр қошуниниң сани икки йүз миллион еди» — «икки йүз миллион» грек тилида «икки түмән һәссә түмән».

9:17 «атлиқларниң көкригидики савути чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди» — «чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди» яки «от, көк яқут вә гуңгуттин еди».

9:20 Зәб. 113:12, 13, 14, 15; 134:15.