□4:2 «Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди» — «чөлдики Исраилларға» грек тилида «уларға» дейилиду. Бу айәттики «хуш хәвәр» Худаниң арамлиғини алаһидә көздә тутиду.
□4:4 «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди» — «Яр.» 2:2.
■4:4 Яр. 2:2; Мис. 20:11; 31:17.
□4:5 «Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди» — муәллип, гәрчә чөлдә кәзгән Исраиллар итаәтсизлиги түпәйлидин «Худаниң арамлиғи»ға кирмигән болсиму, кириш йоли техичә очуқ екәнлигини көрситиду.
□4:6 «униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар» — демәк, Худаниң арамлиғи тоғрилиқ хуш хәвәр аңлиғанлар; чөл-баяванда кезип жүргән Исраилларни көрситиду.
□4:8 «Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти» — Йәшуа пәйғәмбәр Муса пәйғәмбәрниң избасари болуп, у Исраил хәлқини Худа вәдә бәргән зиминға башлап барған. «Қан.» 3:20, 25:19, «Йәшуа» 1:15ниму көрүң.
□4:9 «Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә» — «шабат күни» йәттинчи күни, йәни Худа арам алған күни вә Өз Йәһудий хәлқигә бекиткән «дәм елиш күни» еди.
□4:10 «Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду» — бу интайин муһим айәт үстидә һәм «Худаниң арамлиғи» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■4:12 Топ. 12:11; Йәш. 49:2; Әф. 6:17.
■4:14 Ибр. 3:1; 6:20; 8:1; 9:11.
■4:15 Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; Фил. 2:7; Ибр. 2:18; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5.
□4:16 «ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн...» — грек тилида «ярдәм» «адәмниң (қутқузғин! дегән) нидасиға жүгүрүш» дегән уқумни билдүриду. «меһри-шәпқәт аян қилинғучи тәхт» — Худаниң тәхти, әлвәттә.