28
Даналиқни издәш
— «Шүбһисизки, күмүч тепилидиған канлар бар,
Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур; «Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур» — яки «алтунниң чайқилидиған өз орни бардур».
Даналиқ тәвсийә қилинған 28-баптики бу гөзәл шеирни бәзи алимлар Аюпниң өз сөзи әмәс, бәлки китапниң язғучиси тексткә қистуруп қошқан бир шеир, дәп қарайду. Буниң мәхсити, оқурмәнләрниң һәқиқий даналиқни тәһлил қилишиға ярдәм болсун дегән сүпәттә шеирни оттуриға қойған. Биз бу пикиргә қайил болдуқ. Бу пикиргә бир испат, 29-бап: — «Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —» дегән сөзләр билән башлиниду, қариғанда 27:23-айәт билән бағлиқ.
Башқа алимлар бу баянлар Аюпниң өз ағзидин чиққан баянлардур, «1-айәтниң «шүбһисизки» (яки «чүнки») дегән бағлиғучи билән башлиниши буниңға испат болалайду», деп қарайду.
Қайси пикир тоғра болушидин қәтъийнәзәр, бу бабтики һәқиқәтләр шүбһисизки Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди.
Кейин биз мәзкур китапни язғучиниң ким екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчә беримиз.
Төмүр болса йәр астидин қезивелиниду,
Мис болса таштин еритилип елиниду.
Инсанлар йәр астидики қараңғулуққа чәк қойиду;
У йәр қәригичә чарлап жүрүп,
Қараңғулуққа тәвә, өлүмниң сайисидә турған ташларни издәйду. «Инсанлар йәр астидики қараңғулуққа чәк қойиду» — демәк, инсанлар яқутларни издәштә йәр астидики қараңғулуқни чирақлар билән йорутиду; 4-5-айәтләрдә уларниң арғамчиларға есилип йәр астиға чүшүп хәтәргә тәвәккүл қилғанлиғи тәсвирлиниду.
У йәр йүзидикиләрдин жирақ җайда тик болған қудуқни колайду;
Мана шундақ адәм аяқ басмайдиған, унтулған йәрләрдә улар арғамчини тутуп бошлуқта пулаңлап жүриду,
Кишиләрдин жирақта есилип туриду.
Ашлиқ чиқидиған йәр,
Тәкти коланғанда болсаялқундәк көрүниду;
Йәрдики ташлар арисидин көк яқутлар чиқиду,
Униңда алтун рудисиму бардур.
У йолни һеч қандақ алғур қуш билмәйду,
Һәтта сарниң көзиму униңға йәтмигән.
Һакавур житқучларму у йәрни һеч дәссәп бақмиған,
Әшәддий ширму у җайдин һеч қачан өтүп бақмиған.
Инсан балиси қолини чақмақ тешиниң үстигә тәккүзиду,
У тағларни йилтизидин қомуриветиду.
10  Ташлар арисидин у қаналларни чапиду;
Шундақ қилип униң көзи һәр хил қиммәтлик нәрсиләрни көриду; «Ташлар арисидин у қаналларни чапиду» — бу қаналлар бәлким йәр астидики суни тониллардин чиқириш үчүн коланған.
11  Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду;
Йошурун нәрсиләрни у ашкарилайду. «Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У еқинларниң мәнбилирини издәп тапиду».
12  Бирақ даналиқ нәдин тепилар?
Йорутулушниң макани нәдиду?
13  Инсан балилири униң қиммәтликлигини һеч билмәс,
У тирикләрниң зиминидин тепилмас.
14  Йәр теги: «Мәндә әмәс» дәйду,
Деңиз болса: «Мән биләнму биллә әмәстур» дәйду. Аюп 28:22
15  Даналиқни сап алтун билән сетивалғили болмайду,
Күмүчниму униң билән бир таразида тартқили болмас. Пәнд. 3:14; 8:11, 19; 16:16
16  Һәтта Офирда чиқидиған алтун, ақ һеқиқ яки көк яқут биләнму бир таразида тартқили болмайду. «Офирда чиқидиған алтун» — Офир дегән йәрдики алтун наһайити сап еди.
17  Алтун вә хрусталъниму униң билән селиштурғили болмайду,
Есил алтун қача-қучилар униң билән һеч алмаштурулмас.
18  У үнчә-марҗан, хрусталъни адәмниң есидин чиқириду;
Даналиқни елиш қизил яқутларни елиштин әвзәлдур.
19  Ефиопийәдики сериқ яқут униңға йәтмәс,
Сериқ алтунму униң билән бәслишәлмәйду.
20 Ундақта, даналиқ нәдин тепилиду?
Йорутулушниң макани нәдиду? Аюп 28:12
21  Чүнки у барлиқ һаят егилириниң көзидин йошурулған,
Асмандики учар-қанатлардинму йошурун туриду.
22  Һалакәт вә өлүм пәқәтла: «Униң шөһритидин хәвәр алдуқ» дәйду. Аюп 28:14
23  Униң маңған йолини чүшинидиған,
Туридиған йерини билидиған пәқәтла бир Худадур.
24  Чүнки Униң көзи йәрниң қәригичә йетиду,
У асманниң астидики барлиқ нәрсиләрни көриду.
25  У шамалларниң күчини таразиға салғанда,
Дунияниң сулирини өлчигәндә, Пәнд. 8:29
26  Ямғурларға қанунийәт чүшүргинидә,
Гүлдүрмаминиң чақмиқиға йолини бекиткинидә,
27 У чағда У даналиққа қарап уни баян қилған;
Уни нәмунә қилип бәлгүлигән;
Шундақ, У униң баш-айиғиға қарап чиқип, «У чағда Худа даналиққа қарап уни баян қилған» — буниң мәнаси бәлким Худаниң дунияниң яритилиши арқилиқ даналиқни баян қилғанлиғини өз ичигә алиду.
28 Инсанға: «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур;
Яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — дегән». «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур; яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — бу бабтики сөзләр инсан балилириниң йәр астида есил ташларни издишини тәнқид қилған әмәс, бәлки уларниң у ишта ишләткән параситигә һәм җүръитигә қайил болған. Бирақ мәйли адәмниң қанчә парасити, қанчә җүръити болсун, өзиниң бу хусусийәтлиригила таянса даналиққа еришмәйду; пәқәтла Рәб Пәрвәрдигардин әйминишкә башлисила, даналиққа еришишкиму башлайду; яманлиқтин товва қилип жирақлашсила, йорутулушқа башлайду. Бу шүбһисизки, Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди.   Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7; 9:10
 
 

28:1 «Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур» — яки «алтунниң чайқилидиған өз орни бардур». Даналиқ тәвсийә қилинған 28-баптики бу гөзәл шеирни бәзи алимлар Аюпниң өз сөзи әмәс, бәлки китапниң язғучиси тексткә қистуруп қошқан бир шеир, дәп қарайду. Буниң мәхсити, оқурмәнләрниң һәқиқий даналиқни тәһлил қилишиға ярдәм болсун дегән сүпәттә шеирни оттуриға қойған. Биз бу пикиргә қайил болдуқ. Бу пикиргә бир испат, 29-бап: — «Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —» дегән сөзләр билән башлиниду, қариғанда 27:23-айәт билән бағлиқ. Башқа алимлар бу баянлар Аюпниң өз ағзидин чиққан баянлардур, «1-айәтниң «шүбһисизки» (яки «чүнки») дегән бағлиғучи билән башлиниши буниңға испат болалайду», деп қарайду. Қайси пикир тоғра болушидин қәтъийнәзәр, бу бабтики һәқиқәтләр шүбһисизки Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди. Кейин биз мәзкур китапни язғучиниң ким екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчә беримиз.

28:3 «Инсанлар йәр астидики қараңғулуққа чәк қойиду» — демәк, инсанлар яқутларни издәштә йәр астидики қараңғулуқни чирақлар билән йорутиду; 4-5-айәтләрдә уларниң арғамчиларға есилип йәр астиға чүшүп хәтәргә тәвәккүл қилғанлиғи тәсвирлиниду.

28:10 «Ташлар арисидин у қаналларни чапиду» — бу қаналлар бәлким йәр астидики суни тониллардин чиқириш үчүн коланған.

28:11 «Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У еқинларниң мәнбилирини издәп тапиду».

28:14 Аюп 28:22

28:15 Пәнд. 3:14; 8:11, 19; 16:16

28:16 «Офирда чиқидиған алтун» — Офир дегән йәрдики алтун наһайити сап еди.

28:20 Аюп 28:12

28:22 Аюп 28:14

28:25 Пәнд. 8:29

28:27 «У чағда Худа даналиққа қарап уни баян қилған» — буниң мәнаси бәлким Худаниң дунияниң яритилиши арқилиқ даналиқни баян қилғанлиғини өз ичигә алиду.

28:28 «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур; яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — бу бабтики сөзләр инсан балилириниң йәр астида есил ташларни издишини тәнқид қилған әмәс, бәлки уларниң у ишта ишләткән параситигә һәм җүръитигә қайил болған. Бирақ мәйли адәмниң қанчә парасити, қанчә җүръити болсун, өзиниң бу хусусийәтлиригила таянса даналиққа еришмәйду; пәқәтла Рәб Пәрвәрдигардин әйминишкә башлисила, даналиққа еришишкиму башлайду; яманлиқтин товва қилип жирақлашсила, йорутулушқа башлайду. Бу шүбһисизки, Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди.

28:28 Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7; 9:10