Һазир Мәсиһ әслидә Өзини «мәсиһ қилғучи Роһ»ни, йәни Худаниң Муқәддәс Роһини Өзигә етиқат қилғучиларға ата қилиду; шуниң билән Инҗил дәвридә Тәвраттики «мәсиһләш мейи»ниң адәмниң бешиға қуюлушиниң орниға, «Мәсиһлигүчи Роһ», йәни Муқәддәс Роһ адәмниң роһ-қәлбиниң үстигә келип шу йәрдә макан тутиду. «Мәсиһлигүчи Роһтин несип болдуңлар вә шуниң үчүн силәр һәммә ишни билисиләр» — «силәр һәммә ишни билисиләр» яки «силәр һәммә адәмни билисиләр» яки «һәммиңлар һәқиқәтни билисиләр». ■ Зәб. 44:8; 132:2; 2Кор. 1:21; Ибр. 1:9. 21 Силәргә бу хәтни йизишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини билгәнлигиңлар үчүндур. 22 Әмисә, ким ялғанчи? Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини инкар қилғучи киши булса, у ялғанчидур. Ата вә Оғулни инкар қилғучи киши өзи бир дәҗҗалдур. 23 Кимдәким Оғулни рәт қилса униңда Ата болмайду. Лекин Оғулни етирап қилса, униңда Ата болиду.□ «Кимдәким Оғулни рәт қилса униңда Ата болмайду. Лекин Оғулни етирап қилса, униңда Ата болиду» — грек тилида «Кимдәким Оғулни рәт қилса, у Атиға егә болмайду; лекин Оғулни етирап қилса, у Атиғиму егә болиду» дегән сөзләр билән ипадилиниду. ■ Луқа 12:9; 2Тим. 2:12.
□2:1 «И әзиз балилирим,...» — «әзиз балилирим» грек тилида «кичик балилирим». «Мабада бириси гуна садир қилса, Атиниң йенида бир ярдәмчи вәкилимиз, йәни Һәққаний Болғучи Әйса Мәсиһ бардур» — «ярдәмчи вәкил» грек тилида «параклетос» дейилиду, бу сөз «Юһ.» 14:16, 26, 15:26, 16:7дә «ярдәмчи» дәп тәрҗимә қилиниду. «Параклетос» шу йәрләрдә Муқәддәс Роһни көрситиду. Шу йәрләрдики бу сөзниң толуқ мәнаси тоғрилиқ изаһатларни көрүң.
□2:2 «У Өзи гуналиримиз үчүн җазани көтәргүчи кафарәттур; мошу кафарәт пәқәт бизниң гуналиримиз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үчүндур» — «җазани көтәргүчи кафарәт» — 4:18, «Рим.» 3:25, «Ибр.» 9:5дә мошуниңға йеқин бир сөз тепилиду. Тәвратта бу сөз (ибраний тилида) «кафарәт тәхти» яки «рәһим тәхти» («Мис.» 25:17) һәм бәзидә «гуна тиләш қурбанлиғи» яки «гунани япқучи қурбанлиқ» дегән мәнидә көрүлиду. Инҗилда униң асасий уқуми Худаниң ғәзивини өз үстигә елиш вә шундақла гуналардин пак қилиштур.
■2:2 Юһ. 4:42; Рим. 3:25; 2Кор. 5:18; Кол. 1:20; 1Юһа. 4:10, 14.
■2:4 1Юһа. 4:20.
□2:5 «Лекин кимки униң сөзигә әмәл қилса, әнди униңда Худаниң меһир-муһәббити һәқиқәтән камаләткә йәткән болиду» — Инҗил бойичә инсанлар бир-биримизни сөйүш үчүн вә Худаниң Өзини сөйүш үчүн қәлбимизгә «Худаниң меһир-муһәббити» Муқәддәс Роһ арқилиқ төкүлүши керәк («Рим.» 5:5) андин бизниң Худаға вә инсаларға меһир-муһәббәт көрситишимиз мүмкин болиду. Шуңа «Худаниң меһир-муһәббити» Худадин кәлгән һәм биздин Худаға һәм инсанларға қаритилған муһәббитимизниң һәммисини көрситиду. «Биз өзимизниң Униңда болғанлиғимизни әнә шуниңдин билимиз» — «Униңда болғанлиғимиз»: — демәк, Униң билән йеқин алақидә болғанлиқтур. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздики «Мәсиһдә» «Худада» вә «Роһта» тоғрилиқ баянлиримизниму көрүң.
□2:6 ««Худада туруп яшаймән» дегүчи болса...» — «Худада» грек тилида «униңда». «Әйсаниң маңғинидәк охшаш меңиши керәк» — грек тилида «Униң маңғинидәк охшаш меңиши керәк».
□2:7 «И сөйүмлүклирим, силәргә бурун аңлап бақмиған йеңи бир әмирни әмәс, бәлки дәсләптин тартип силәр тапшурувалған кона әмирни йезиватимән. Ушбу әмир силәр бурундинла аңлап келиватқан сөз-каламдур» — Юһанна көрсәткән әмир, шүбһисизки, «бир-бириңларға меһир-муһәббәтни көрситиңлар». 3:11, 4:21, «Юһ.» 13:34, 15:12ни көрүң.
■2:7 2Юһа. 5.
□2:8 «Лекин йәнә келип мән силәргә йезиватқинимни йеңи әмир десәкму болиду; бу әмир Мәсиһдә һәм силәрдиму әмәл қилинмақта, чүнки қараңғулуқ өтүп кәтмәктә, вә һәқиқий нур аллиқачан чечилишқа башлиди» — бу сирлиқ амма бәк муһим 7-8-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. Бизниңчә асасий мәнаси шуки, «роһий һаят» кәлгәндин кейин инсанларда «бир-бириңларға муһәббәт көрситиш» һәқиқәтән мүмкин болиду, шуңа бу әмирму «йеңи» болиду.
□2:12 «и әзиз балилирим» — грек тилида «и кичик балилирим». «мән буларни силәргә йезиватимән, и әзиз балилирим, чүнки гуналириңлар униң нами үчүн кәчүрүм қилинди» — «Униң нами» дегәнлик Әйса Мәсиһниң намидур. Оқурмәнләрниң есидә барки, «Әйса» дегән нам «Пәрвәрдигарниң ниҗати» дегән мәнидә.
■2:12 Луқа 24:47; Рос. 4:12; 13:38.
□2:13 «мән буни силәргә йезиватимән, и жигитләр, чүнки силәр у рәзил үстидин ғәлибә қилдиңлар» — «у рәзил» Шәйтанни көрситиду.
□2:15 «Һәр ким бу дунияни сөйсә, Атиниң сөйгүси униңда йоқтур» — Атиниң сөйгүси» Худадин кәлгән муһәббәт, демәк. 2:5 вә униңдики «Худаниң меһир-муһәббити» тоғрилиқ изаһатни көрүң.
□2:16 «Чүнки бу дуниядики барлиқ ишлар, йәни әттики һәвәс...» — «әттики һәвәс»: Инҗилда «әт» яки «әтләр» көп вақитларда инсанлардики гунайиниң тәбиитини көрситиду. «Римлиқларға»дики кириш сөзниң инсанлардики «әт» вә «әтләр» тоғрилиқ баянларни көрүң. «Чүнки бу дуниядики барлиқ ишлар, йәни әттики һәвәс, көзләрдики һәвәс вә һаятиға болған мәғрурлуқниң һәммиси атидин кәлгән әмәс, бәлки бу дуниядин болғандур, халас» — оқурмәнләр дуниядики ишларниң бу үч амилиниң (1) Шәйтанниң Һава-анимизниң алдиға қойған үч хил езитқу амилиға охшаш екәнлигини («Яр.» 3:6); (2) Шәйтанниң чөл баяванда Әйса Мәсиһни синиғандики үч хил вәсвәсисигә охшаш екәнлигини байқалайду («Мат.» 4:1-11, «Луқа» 4:1-13ни көрүң).
■2:17 Зәб. 89:9-10; Йәш. 40:6; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 4:14; 1Пет. 1:24.
□2:18 «Әзиз балилирим, заманниң ахирқи саити йетип кәлди; вә силәр дәҗҗалниң ахир заманда келидиғанлиғини аңлиғиниңлардәк, әмәлийәттә болса һазирниң өзидила нурғун дәҗҗаллар мәйданға чиқти; буниңдин заманниң ахирқи саити болуп қалғанлиғи бизгә мәлум» — «дәҗҗал» грек тилида «антихристос». Дәҗҗал тоғрилиқ «Дан.» 9-баптики изаһатларни, «Мат.» 24-бап вә изаһатлирини вә «2Тес.» 2-бап вә изаһатларни, «Вәһий» 13-бап вә «қошумчә сөз»ни (дәҗҗал тоғрилиқ) көрүң. Бу айәттә тилға елинған «нурғун дәҗҗаллар» Мәсиһ вә Униң тәлимигә қарши чиққанларниң һәммисини көрситиду (19- вә -22-айәтни көрүң).
□2:19 «Улар аримиздин чиқти, лекин улар әслидә бизләрдин әмәс еди. Чүнки әгәр бизләрдин болған болса, аримизда туривәргән болатти. Лекин уларниң һеч қайсисиниң әслидә биздикиләрдин болмиғанлиғи паш қилинғанлиғи үчүн улар аримиздин чиқип кәтти» — «... әслидә биздикиләрдин болмиғанлиғи паш қилинғанлиғи үчүн» — демәк, Худа тәрпидин бекитилгән иш; шубһисизки, мошу «дәҗҗаллар» қериндашларниң кичик пеиллиғиға, шундақла мәғрурлуққа болған өчмәнлигигә чидимиған болуп, шу чағда Худа уларни җамаәткә паш қилиш үчүн уларни өз мәғрур тәбиийитиниң кәйнигә киришкә қозғиған; шуниң билән «улар аримиздин чиқип кәтти».
■2:19 Зәб. 40:10; Рос. 20:30; 1Кор. 11:19.
□2:20 «Муқәддәс Болғучи» —Әйса Мәсиһни көрситиду. «Муқәддәс Болғучидин кәлгән мәсиһлигүчи Роһтин несип болдуңлар» — «мәсиһлигүчи Роһ» дегән бу сөз мошу йәрдә Муқәддәс Роһни көрситиду; бу сөз әслидә Тәврат дәвридә падишаларни, каһинларни вә бәзидә пәйғәмбәрләрни өз мәнсивигә бекитиш вә тәстиқлаш үчүн уларниң бешиға қуюлған «муқәддәс май»ни көрситәтти («мәсиһлигүчи май»); бу иш Тәвратта «мәсиһ қилиш» яки «мәсиһләш» дәп атилатти. Инҗил дәвридә Насарәтлик Әйса май билән әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинған» («Мат.» 3:16, «Луқа» 3:22, 4:18, «Рос.» 10:38ни көрүң). Һазир Мәсиһ әслидә Өзини «мәсиһ қилғучи Роһ»ни, йәни Худаниң Муқәддәс Роһини Өзигә етиқат қилғучиларға ата қилиду; шуниң билән Инҗил дәвридә Тәвраттики «мәсиһләш мейи»ниң адәмниң бешиға қуюлушиниң орниға, «Мәсиһлигүчи Роһ», йәни Муқәддәс Роһ адәмниң роһ-қәлбиниң үстигә келип шу йәрдә макан тутиду. «Мәсиһлигүчи Роһтин несип болдуңлар вә шуниң үчүн силәр һәммә ишни билисиләр» — «силәр һәммә ишни билисиләр» яки «силәр һәммә адәмни билисиләр» яки «һәммиңлар һәқиқәтни билисиләр».
■2:20 Зәб. 44:8; 132:2; 2Кор. 1:21; Ибр. 1:9.
□2:23 «Кимдәким Оғулни рәт қилса униңда Ата болмайду. Лекин Оғулни етирап қилса, униңда Ата болиду» — грек тилида «Кимдәким Оғулни рәт қилса, у Атиға егә болмайду; лекин Оғулни етирап қилса, у Атиғиму егә болиду» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
□2:25 «вә Униң бизгә қилған вәдиси болса дәл шу — мәңгү һаятлиқтур» — «Униң қилған вәдиси болса» — Худаниң Өзиниң вәдиси яки Әйсаниң вәдисини көрситиду; бизниңчә «У» 20-айәттә тилға елинған «Муқәддәс Болғучи»ни, йәни Әйсани көрсәтсә керәк.
□2:27 «силәр болсаңлар, силәр Униңдин қобул қилған мәсиһлигүчи Роһ силәрдә туривериду» — «Униңдин» мошу йәрдә Худаниң Өзини яки Әйсани көрситиду; бизниңчә «У» йәнә 20-айәттә тилға елинған «Муқәддәс Болғучи»ни, йәни Әйсани көрсәтсә керәк. «Мәсиһлигүчи Роһ» — 20-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.
□2:28 «у һәр қачан қайтидин аян болғанда қорқмас болимиз һәм у кәлгинидә униң алдида һеч хиҗаләт болуп қалмаймиз» — «қорқмас» яки «жүрәклик».
□2:29 «Худаниң һәққаний екәнлигини билгән екәнсиләр» — грек тилида «Униң һәққаний екәнлигини билгән екәнсиләр». Мошу айәттә Худани көрситиши керәк, чүнки айәтниң кейинки қисмида «Униңдин (Худадин) туғулуш» тилға елиниду. «һәққанийлиққа әмәл қилғучиларниң һәр бириниң Униң тәрипидин туғулғучи екәнлигиниму билсәңлар керәк» — «Униң тәрипидин туғулғучи»: — демәк, Худаниң пәрзәнти, «қайтидин, жуқуридин туғулған» кишини көрситиду. «Юһ.» 3:1-21ни көрүң.