20
Мәрйәмниң вапат болуши
Биринчи айниң ичидә Исраиллар, йәни пүткүл Исраил җамаити Зин чөлигә йетип келип, Қадәштә туруп қалди; Мәрйәм шу йәрдә вапат болди вә шу йәргә дәпнә қилинди.
 
Мәрибаһ сүйи — хәлиқниң йәнә қақшиши
Җамаәткә ичидиғанға су йоқ еди, улар жиғилип Муса билән Һарунға һуҗум қилғили турди. Хәлиқ Муса билән тәгишип: — Қериндашлиримиз Пәрвәрдигарниң алдида өлгән чағда бизму биллә өлсәк боптикән! Чөл. 16:32, 49 Силәр немә үчүн биз вә чарпайлиримизни бу йәрдә өлүп кәтсун дәп, Пәрвәрдигарниң җамаитини бу чөл-җәзиригә башлап кәлдиңлар? Силәр немә үчүн бизни Мисирдин елип чиқип бундақ дәһшәтлик йәргә әкәлдиңлар? Бу йәрдә я териқчилиқ қилғили йәр болмиса, я әнҗир, үзүм, анар болмиса, ичидиғанға суму болмиса, — дейишти.
Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәттин айрилип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип дүм жиқиливиди, Пәрвәрдигарниң җуласи у иккисигә аян болди. Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Һасини қолуңға ал, андин сән акаң Һарун билән бирликтә җамаәтни жиғип, уларниң көз алдидила қорам ташқа буйруқ қил; шундақ қилсаң қорам таш өз сүйини чиқириду; шу йол билән сән уларға су чиқирип, җамаәт вә чарпайлири ичидиғанға су берисән. «һасини қолуңға ал» — Мусаниң шу һасиси көп қетим Худаниң йолида ишлитилип келингән. Биринчи қетимқиси «Мис.» 4:2дә тепилиду.   Нәһ. 9:15; Зәб. 77:15, 16; 104:41; 113:8
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң һозуридин һасини алди. 10 Муса билән Һарун иккиси җамаәтни қорам ташниң алдиға жиғди вә Муса уларға: — Гепимгә қулақ селиңлар, и асийлар! Биз силәргә бу қорам таштин су чиқирип берәйлиму?! — деди. Қан. 32:51; Зәб. 105:32,33 11 Андин Муса һасиси билән қорам ташни икки қетим урувиди, наһайити көп су еқип чиқти, судин җамаәтму, чарпайларму ичишти. Зәб. 77:15-16; 104:41; Йәш. 43:20; 48:21; 1Кор. 10:4 12 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: —
Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн, иккиңларниң бу җамаәтни Мән уларға тәқдим қилип бәргән зиминға башлап киришиңларға йол қоймаймән, — деди. «Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн» — Муса билән Һарунниң «Исраиллар алдида Худани муқәддәс дәп һөрмәтлимәслик» гунайи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «Қорам таш» тоғрилиқ «1Кор.» 10:4ни вә изаһатини көрүң.   Чөл. 27:14; Қан. 1:37 13 Су чиқирилған җай «Мәрибаһ сулири» дәп аталған; Исраиллар шу йәрдә Пәрвәрдигар билән такаллашқанлиғи үчүн, У уларниң оттурисида Өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти. «Мәрибаһ» — «такаллишиш» дегән мәнидә. «Пәрвәрдигар уларниң оттурисида өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти» — Худа Муса вә Һарунниң Өзини һөрмәтлимигини үчүн, уларни җазалап, Мусаниң хәлиқ алдида қилған беһөрмәтлик сөзлириниң Өзигә вәкиллик қилмайдиғанлиғини ипадиләп, хәлиқ алдида Өзиниң пак-муқәддәслигини көрсәтти.
 
Едомларниң Исраилларниң чегаридин өтүшигә йол қоймаслиғи
14 Муса Қадәштин Едом падишаси билән көрүшүшкә әлчи әвәтип униңға: «Қериндашлири Исраил мундақ дәйду: — Биз тартиватқан җәбр-җапаларниң қандақлиғи өзлиригә мәлум, Қан. 23:6; Об. 10; Оb. 12 15 бизниң ата-бовилиримиз Мисирға чүшкән болуп, биз Мисирда узақ заман туруп кәттуқ; мисирлиқлар бизгиму, бизниң ата-бовилиримизғиму яман муамилә қилди; 16 биз Пәрвәрдигарға йелиниведуқ, У бизниң заримизға қулақ селип, Пәриштә әвәтип бизни Мисирдин елип чиқти. Һазир мана, биз өзлириниң чегарисиға җайлашқан Қадәш дегән бир шәһәрдә туруватимиз. «Пәриштә» — бәзиләр «Әлчи» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин «Мис.» 23:20, 23, 34:32дин қариғанда, мәнаси дәрвәқә «Пәриштә»дур.   Мис. 2:23; 14:19 17 Әнди бизниң зиминлиридин өтүшимизгә рухсәт қилған болсила, биз етиз-ериқ вә үзүмзарлиқлардин өтмәймиз, қудуқлириңладин суму ичмәймиз; «Хан йоли» билән меңип чегарилиридин өтүп кәткичә оң-солға бурулмаймиз» — деди.
18 Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди. «... бизниң зиминимиздин ... силәргә җәңгә чиқимиз» — ибраний тилида «... мениң зиминимдин... силәргә җәңгә чиқимән» дейилиду.
19 Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди, «биз» — ибраний тилида «мән». 20 Едом падишаси: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом падишаси наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти. «Едом падишаси» — ибраний тилида «Едом». 21 Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти. Һак. 11:18
 
Һарунниң вапат болғанлиғи
22 Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди. Чөл. 33:37 23 Пәрвәрдигар Едомниң чегарисидики Һор теғида Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
24 Һарун өз хәлиқлиригә қошулуп кетиду; иккиңлар Мәрибаһ сулири дегән җайда Мениң әмримгә хилаплиқ қилғиниңлар үчүн, униң Мән Исраилларға тәқдим қилип бәргән зиминға киришигә болмайду. «өз хәлиқлиригә қошулуш» — мошу ибарә тоғрилиқ «Яр.» 25:8 вә изаһатини көрүң. Шүбһисизки, бу ибарә адәм өлгәндин кейин, роһиниң йәнила һаят болидиғанлиғини көрситиду. 25 Сән Һарун билән оғли Әлиазарни елип Һор теғиға чиққин; Чөл. 33:38; Қан. 32:50 26 Һарунниң кийимлирини салдуруп, оғли Әлиазарға кийдүрүп қой; Һарун шу йәрдә өлүп, өз хәлиқлиригә қошулиду.
27 Муса Пәрвәрдигарниң дегинидәк қилди, үчәйлән пүткүл җамаәтниң көз алдида Һор теғиға чиқти. 28 Муса Һарунниң кийимлирини салдуруп униң оғли Әлиазарға кийдүрүп қойди; Һарун тағниң чоққисида өлди. Андин Муса билән Әлиазар тағдин чүшүп кәлди. Қан. 10:6; 32:50 29 Пүткүл җамаәт Һарунниң өлгәнлигини билди; шуниң билән пүтүн Исраил җәмәти Һарун үчүн оттуз күн матәм тутти.
 
 

20:3 Чөл. 16:32, 49

20:8 «һасини қолуңға ал» — Мусаниң шу һасиси көп қетим Худаниң йолида ишлитилип келингән. Биринчи қетимқиси «Мис.» 4:2дә тепилиду.

20:8 Нәһ. 9:15; Зәб. 77:15, 16; 104:41; 113:8

20:10 Қан. 32:51; Зәб. 105:32,33

20:11 Зәб. 77:15-16; 104:41; Йәш. 43:20; 48:21; 1Кор. 10:4

20:12 «Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн» — Муса билән Һарунниң «Исраиллар алдида Худани муқәддәс дәп һөрмәтлимәслик» гунайи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «Қорам таш» тоғрилиқ «1Кор.» 10:4ни вә изаһатини көрүң.

20:12 Чөл. 27:14; Қан. 1:37

20:13 «Мәрибаһ» — «такаллишиш» дегән мәнидә. «Пәрвәрдигар уларниң оттурисида өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти» — Худа Муса вә Һарунниң Өзини һөрмәтлимигини үчүн, уларни җазалап, Мусаниң хәлиқ алдида қилған беһөрмәтлик сөзлириниң Өзигә вәкиллик қилмайдиғанлиғини ипадиләп, хәлиқ алдида Өзиниң пак-муқәддәслигини көрсәтти.

20:14 Қан. 23:6; Об. 10; Оb. 12

20:16 «Пәриштә» — бәзиләр «Әлчи» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин «Мис.» 23:20, 23, 34:32дин қариғанда, мәнаси дәрвәқә «Пәриштә»дур.

20:16 Мис. 2:23; 14:19

20:18 «... бизниң зиминимиздин ... силәргә җәңгә чиқимиз» — ибраний тилида «... мениң зиминимдин... силәргә җәңгә чиқимән» дейилиду.

20:19 «биз» — ибраний тилида «мән».

20:20 «Едом падишаси» — ибраний тилида «Едом».

20:21 Һак. 11:18

20:22 Чөл. 33:37

20:24 «өз хәлиқлиригә қошулуш» — мошу ибарә тоғрилиқ «Яр.» 25:8 вә изаһатини көрүң. Шүбһисизки, бу ибарә адәм өлгәндин кейин, роһиниң йәнила һаят болидиғанлиғини көрситиду.

20:25 Чөл. 33:38; Қан. 32:50

20:28 Қан. 10:6; 32:50