2
Мусаниң дунияға келиши
Лавийниң җәмәтидин болған бир киши берип, Лавийниң нәслидин болған бир қизни хотунлуққа алди. Мис. 6:20; Чөл. 26:59 Бу аял һамилдар болуп, бир оғул туғди. Ана униң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошуруп сақлиди. 1Тар. 23:13; Рос. 7:20; Ибр. 11:23 Уни йәнә йошурушқа амалсиз қалғанда, қомуштин бир севәт ясап, униңға ярйелим вә мом сугап, балини ичигә селип, дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди. «севәт» — ибраний тилида «сандуқ» — бу сөз «Яр.» 6:14дә Нуһ пәйғәмбәр ясиған «кемә»ниму билдүриду. «дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди» — мисирлиқлар Нил дәриясини илаһ дәп қариғачқа, мисирлиқ аялларниң Нил дәриясида дайим жуюнуш адити бар еди. Шүбһисизки, Мусаниң анисиниң шундақ қилиши мисирлиқ бир аялниң уни тепивелип, униңға рәһим қилип беқивалсун, дегәнни мәхсәт қилған еди. Андин балиниң һәдиси униңға немә боларкин дәп жирақтин қарап турди. У вақитта Пирәвнниң қизи суға чөмүлгили дәрия тәрәпкә кәлди; униң чөрилири дәрия бойида айлинип жүрди. Пирәвнниң қизи қомушлуқниң арисида турған севәтни көрүп, хас чөрисини уни елип чиқишқа әвәтти. «севәтни» — ибраний тилида «сандуқни». 3-айәттики изаһатни көрүң.   Рос. 7:21; Ибр. 11:23 У севәтни ечип қаривиди, мана, бир оғул балини көрди вә у бала жиғлап кәтти. Мәликә униңға ич ағритип: — Бу шүбһисизки ибранийларниң балилиридин бири екән, деди.
У чағда балиниң һәдиси Пирәвнниң қизидин: — Мән берип, сили үчүн балини емитип бақидиған бир ибраний иник ана тепип келәйму? — дәп сориди.
Пирәвнниң қизи униңға: — Барғин, деди. Қиз берип бовақниң анисини чақирип кәлди. Пирәвнниң қизи униңға: — Бу балини елип кетип мән үчүн емитип беқип бәр; һәққиңни беримән, деди. Шуниң билән аял балини елип кетип, уни емитип бақти.
10 Бала чоң болғанда уни Пирәвнниң қизиниң қешиға елип барди; у униңға оғул болди. У: «Мән уни судин чиқиривалған» дәп униңға Муса дегән исимни қойди. «Муса» — ибраний тилида «Муса» дегән сөз «тартип чиқириш» дегән сөз билән аһаңдаштур; қедимки Мисир тилида «суниң балиси» дегән мәнидә болуши мүмкин. Ахирида Мусаниң шәрәплик бурчи Исраилни «су (йәни, Қизил Деңиз)дин яки су арқилиқ қутқузуп чиқириштин ибарәт болиду.
Оқурмәнләр диққәт қилса, Пирәвнләрниң исимлириниң көпинчә «мос» яки «мосис» дегән қошумчә билән ахирлашқинини байқалайду.
 
Мусаниң Исраилни қутқузмақчи болуши вә Мидиян дөлитигә қечип кетишкә мәҗбур болуши
11 Муса чоң болғандин кейинки күнләрдә шундақ болдики, у өз қериндашлириниң йениға барди вә уларниң еғир әмгәккә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида, бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрди. Рос. 7:23; Ибр. 11:24,25 12 У төрт әтрапиға қарап, адәм йоқлуғини көрүп, һелиқи мисирлиқни уруп өлтүрүп, қумға көмүп йошуруп қойди. 13 Әтиси у йәнә чиқип қаривиди, мана икки ибраний бир-бири билән соқушувататти; у йолсизлиқ қиливатқан кишигә: — Өз қериндишиңни немишкә урисән? — деди.
14 Һелиқи киши җавап берип: — Ким сени бизгә һаким вә сорақчи қилип қойди? Һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрмәкчимусән? — деди.
Муса бу гәпни аңлап қорқуп өз ичидә: «Мән қилған иш җәзмән ашкарә болуп қапту!» дәп ойлиди. Рос. 7:27
15 Пирәвн һәм бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди; лекин Муса Пирәвнниң алдидин қечип, Мидиян зиминиға берип олтирақлашти. Бир күни, у қудуқниң йениға келип олтарди. Рос. 7:29 16 Мидиянниң каһининиң йәттә қизи бар еди; улар келип, атисиниң қойлирини суғиришқа су тартип оқурларға қуюп толдурушқа башлиди. 17 У вақитта йәрлик падичилар келип, уларни һайдиди, Муса қопуп қизларға ярдәм берип, қойлирини суғиришип бәрди.
18 Улар атиси Реуәлниң қешиға йенип кәлгәндә, улардин: — Немишкә бүгүн шунчә тез йенип кәлдиңлар? — дәп сориди.
19 Улар җавап берип: — Бир мисирлиқ адәм бизни падичиларниң қолидин қутқузди һәмдә биз үчүн су тартип, қой падимизни суғирипму бәрди! — деди.
20 У қизлириға: — Ундақта у киши һазир нәдә?! Уни немишкә сиртта ташлап кәлдиңлар? Уни тамаққа чақириңлар, — деди.
21 Муса у киши билән биллә турушқа мақул болди. У қизи Зиппораһни униңға хотунлуққа бәрди.
22 У аял униңға бир оғул туғуп бәрди; Муса «Мән яқа жутта мусапирдурмән» дәп, униң исмини Гәршом дәп қойди. «Гәршом» — мошу исим «яқа жутлуқ» дегән сөз билән аһаңдаш. Мусаниң тунҗа балисиға бу исимни қоюши бәлким Худа униңға тапшурмақчи болған хизмәт орниниң шу йәрдә әмәслигини билдүрүш үчүн болуши мүмкин.   Мис. 18:2, 3
23 Нурғун күнләр өтүп, Мисирниң падишаси өлди. Исраиллар өз қуллуқ һалити түпәйлидин аһ-зар уруп, налә-пәряд көтәрди; қуллуқтин болған пәряди Худаниң һозуриға берип йәтти. 24 Худа уларниң аһ-зарлирини аңлап, Өзиниң Ибраһим билән, Исһақ билән вә Яқуп билән түзгән әһдисини есигә алди. Яр. 15:14 25 Шуниң билән Худа Исраилларниң һал-әһвалини көрди вә Худа уларға көңүл бөлди.
 
 

2:1 Мис. 6:20; Чөл. 26:59

2:2 1Тар. 23:13; Рос. 7:20; Ибр. 11:23

2:3 «севәт» — ибраний тилида «сандуқ» — бу сөз «Яр.» 6:14дә Нуһ пәйғәмбәр ясиған «кемә»ниму билдүриду. «дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди» — мисирлиқлар Нил дәриясини илаһ дәп қариғачқа, мисирлиқ аялларниң Нил дәриясида дайим жуюнуш адити бар еди. Шүбһисизки, Мусаниң анисиниң шундақ қилиши мисирлиқ бир аялниң уни тепивелип, униңға рәһим қилип беқивалсун, дегәнни мәхсәт қилған еди.

2:5 «севәтни» — ибраний тилида «сандуқни». 3-айәттики изаһатни көрүң.

2:5 Рос. 7:21; Ибр. 11:23

2:10 «Муса» — ибраний тилида «Муса» дегән сөз «тартип чиқириш» дегән сөз билән аһаңдаштур; қедимки Мисир тилида «суниң балиси» дегән мәнидә болуши мүмкин. Ахирида Мусаниң шәрәплик бурчи Исраилни «су (йәни, Қизил Деңиз)дин яки су арқилиқ қутқузуп чиқириштин ибарәт болиду. Оқурмәнләр диққәт қилса, Пирәвнләрниң исимлириниң көпинчә «мос» яки «мосис» дегән қошумчә билән ахирлашқинини байқалайду.

2:11 Рос. 7:23; Ибр. 11:24,25

2:14 Рос. 7:27

2:15 Рос. 7:29

2:22 «Гәршом» — мошу исим «яқа жутлуқ» дегән сөз билән аһаңдаш. Мусаниң тунҗа балисиға бу исимни қоюши бәлким Худа униңға тапшурмақчи болған хизмәт орниниң шу йәрдә әмәслигини билдүрүш үчүн болуши мүмкин.

2:22 Мис. 18:2, 3

2:24 Яр. 15:14