Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнидә чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.
□2:5 «Чүнки бирла Худа бардур» — яки «чүнки Худа бирдур» — «Қан.» 6:4 («Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур») вә изаһатни көрүң.
■2:5 Юһ. 17:3; Рим. 3:30; Гал. 3:19; Ибр. 9:15.
□2:6 «У (Мәсиһ) барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди» — бу «һөр қилиш» гунаниң вә Шәйтанниң илкидин. «шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу улуқ ишқа (йәни Мәсиһниң өлүми вә тирилиши) бекитилгән вақти-саитидә гувалиқ берилди». Лекин бизниңчә Әйсаниң өлүминиң өзи шу «гувалиқ»тур — демәк, Әйсаниң қурбанлиғи Худаниң чәксиз муһәббәт вә ниҗатлиқ плани тоғрилиқ бәлгүләнгән вақтида ашкариланди.
■2:6 Мат. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14.
■2:7 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Рим. 1:9; 9:1; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 2Тим. 1:11.
□2:11 «Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун» — Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә аял кишиләр Худаниң сөзлирини үгәнмәслик керәк еди, шуңа расулниң бу сөзи чоң бир йеңилиқ еди.
□2:12 «Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән» — бу тәлим тоғрилиқ, шундақла ача-сиңилларға ата қилинған илтипатлар тоғрилиқ «1Кор.» 14:34-35 вә «Коринтлиқлар (1)»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
■2:12 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:24.
□2:15 «Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду» — демәк, «Аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду». Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнидә чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.