□3:3 «Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?» — Павлус бәлким Худаниң Исраилға қилған әһдә-вәдилирини көрситиду. Худа: «Силәр Мениң хәлқим болисиләр» дәп вәдә қилғандин кейин, бәзи Йәһудийларниң қилмишлири өзлириниң Униң хәлқи екәнлигини инкар қилған болсиму, бу қилмишлири Худаниң вәдисини йоққа чиқириветәмду?
■3:3 Чөл. 23:19; Рим. 9:6; 2Тим. 2:13.
□3:4 «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» — «Зәб.» 50:5. «Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Һөкүм чиқарғиниңда ғәлибә қилғайсән». Зәбурдики бу күйдә Давут пәйғәмбәр еғир гунайини Худа вә хәлиқ алдида иқрар қилиду; у бу сөзләрни, Худа мени җазалиғанда, хәлиқ бешимға чүшидиған күлпәтниң Худадин адил җазасини билсун дәп ейтиду. Гунайини очуқ иқрар қилмиған болса бәлким хәлиқ: «Немишкә сөйүмлүк Давут падишасимиз күлпәткә учриғанду, Худа униңға адаләтсиз муамилә қилғанмиду?» дейиши мүмкин. Униң дегини Павлусниң дегинигә опму-охшаш; Худа һәқтур һәм аләм алдида Униң һәқлиғи испатлансун; Униң һәр иштики дуруслуғи испатлансун (вә испатлиниду!), хаталиқ яки ялғанчилиқниң болса биздила екәнлиги испатлансун (вә испатлиниду!).
■3:4 Зәб. 50:6; 115:2; Юһ. 3:33.
□3:5 «мән инсанчә сөзләймән!» — демәк, пәқәт исанниң көз-қариши бойичә сөзләймән. Бу ибаридин көргили болидуки, һәр қандақ адәм товва қилмиса, гунайи түпәйлидин униң көзқарашлири туманлишип кетиду, өзи елишип қалиду.
□3:7 «Мениң ялғанчилиғим арқилиқ Худаниң һәқиқити техиму очуқ қилиниду...» — Худа пәйғәмбәрләр арқилиқ Өз хәлқиниң бәзилири Өзигә асийлиқ қилидиғанлиғи, һәтта мәсилән Өз Мәсиһигә сатқунлуқ қилидиғанлиғи тоғрилиқ көп бешарәт бәргән еди. Шуңа «мениң ялғанчилиғим» Худаниң тоғра ейтқанлиғини испатлайду.
□3:9 «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ» — «Греклар» мошу йәрдә барлиқ «Йәһудий әмәсләр»гә вәкиллик қилиду.
□3:12 «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур, ... Һәммә адәм йолдин чәтниди, уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур» — (10-13-айәт) «Зәб.» 13:1-3 (йәнә 52:2-5); «Топ.» 7:20.
■3:12 Зәб. 14:1-3; 52:2-4; Топ. 7:20
□3:13 «Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, тиллири каззаплиқ қилмақта; кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду» — «Зәб.» 5:10 вә 139:4.
□3:14 «Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған» — «Зәб.» 9:28.
□3:17 «Путлири қан токүшкә алдирайду; барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур. Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс. Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — (15-17-айәт) «Йәш.» 59:7-8.
□3:18 «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — «Зәб.» 35:2.
□3:19 «Тәврат қануни астида яшайдиғанлар» —Йәһудий хәлқини көрситиду. «Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун» — «Тәвраттики барлиқ сөзләр» мошу йәрдә бәлким жуқурида нәқил кәлтүрүлгән, барлиқ инсанниң гунакар екәнлигини испатлиған (Тәвраттики) айәтләрни алаһидә тәкитләйду.
■3:20 Рим. 7:7; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.
□3:22 «Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучилар...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әйса Мәсиһкә бағлиған итиқади арқилиқ етиқат қилғучилар...». Грек тилида «ишәш, етиқат» вә «садақәтлик, ишәшлик» бирла сөз билән ипадилиниду.
□3:23 «Чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди» — буниң икки тәрипи бар; (1) Худа әслидә адәмни «Өз сүрити бойичә», йәни «Өз шан-шәриви болуши үчүн» яратқан еди. Гуна садир қилғинида инсан бу шан-шәрәпкә йетәлмиди, шуңлашқа Худаға вәкил болуштики имтияздин мәһрум болди. (2) гунайи түпәйлидин инсан Худаниң падишалиғида униң шан-шәривини көрәлмәйдиған болди.
□3:24 «Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ...» — яки «Мәсиһ Әйсаниң гунадин һөр қилиш хизмити арқилиқ...».
□3:25 «гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи» — грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду. «Кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң. «Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; (инсанларниң) Униң (қурбанлиқ) қениға ишәш бағлиши билән (қурбанлиқ) инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти» — бу толуқ айәт интайин муһим. Худа бурунқи замандики товва қилған етиқатчи кишиләрниң гуналирини җазалимай кәчүрүм қилғанлириниң һәммиси Мәсиһниң кәлгүси заманда қурбанлиқ болуп, шу гуналириниң җазасини көтиридиғанлиғиға асасланған еди, шуңлашқа пүтүнләй адиллиқ еди. «Гуналарға ... өткүзүветиш» дегән ибарә бәлким бурунқи дәвирдики барлиқ гуналарниму өз ичигә алиду; бирақ Худа бу гуналарни җазалимай өткүзүвәткән болсиму, хәқләр товва қилмиса бәрибир ахир берип өзлири җазалирини тартиду. Һазирқи замандиму шундақ.
■3:25 Мис. 25:17; 2Кор. 5:19; Кол. 1:20; Ибр. 4:16; 1Юһа. 4:10.
□3:26 «Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди» — Мәсиһ Әйса һәр замандики барлиқ кишиләрниң һәммә гунайиниң тегишлик җазаси (Худаниң гуна үстигә чүшүридиған ғәзиви)ни қобул қилғандин кейин Худа толиму һәққанийлиқ билән товва қилған кишиләрни кәчүрүм қилип уларни һәққаний қилғучи болиду.
□3:28 «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс...» — мошу ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән әмәс...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән әмәс...» яки «қанундин чиққан әмәлләр билән әмәс...» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:28, «Гал.» 2:16, 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас.
■3:28 Рос. 13:38; Рим. 8:3; Гал. 2:16; Ибр. 7:25.
□3:30 «Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду» — бу айәттики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнә қилинмиғанлар» барлиқ Йәһудий әмәсләрни билдүриду.