8
Тәвратшунас Әзраниң Тәврат-қанун китавини оқуп бериши
Йәттинчи айға кәлгәндә, Исраилларниң һәммиси өз шәһәрлиригә келип орунлишип болди. Бу чағда пүтүн халайиқ худди бир адәмдәк болуп «Су қовуқи» алдидики мәйданға жиғилип, тәвратшунас Әзрадин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Исраилға тапилиған Тәврат-қанун китавини кәлтүрүшни тәләп қилди. Йәттинчи айниң биринчи күни каһин Әзра Тәврат-қанун китавини җамаәткә, йәни әр-аяллар, шундақла аңлап чүшинәләйдиған барлиқ кишиләрниң алдиға елип чиқти; «йәттинчи айниң биринчи күни» — бу күн «канайлар челиш һейти» еди. Адәттә шү һейт үчүн барлиқ хәлиқниң Йерусалимға жиғилишиниң зөрүрийити болмайтти; лекин йәттинчи айниң онинчи күнидики «кафарәт күни» вә кейинки «кәпиләр һейти»да (14-21-күни) жиғилиши муқәддәс қанунда тәләп қилинған еди. «Су қовуқи»ниң алдидики мәйданда, әтигәндин чүшкичә, әр-аялларға, шундақла аңлап чүшинәләйдиған кишиләргә оқуп бәрди. Пүткүл җамаәтниң қулақлири Тәврат-қанун китавидики сөзләрдә еди. Тәвратшунас Әзра мәхсус мошу ишқа һазирланған яғач мунбәргә чиқип турди; униң оң тәрипидә турғини Маттития, Шема, Анаяһ, Урия, Һилқия билән Маасеяһлар еди; сол тәрипидә турғини Пидая, Мишаәл, Малкия, Һашом, Һашбаддана, Зәкәрия билән Мәшуллам еди. Әзра пүткүл халайиқниң көз алдида китапни ачти, чүнки у пүтүн халайиқтин егиздә туратти; у китапни ачқанда, барлиқ халайиқ орнидин қопти. Әзра улуқ Худа болған Пәрвәрдигарға мәдһийәләр оқувиди, барлиқ халайиқ қоллирини көтирип җававән: «Амин! Амин!» дейишти; андин тизлинип, пишанисини йәргә йеқип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди. Андин кейин Лавийлардин Йәшуя, Бани, Шәрәбия, Ямин, Аккуб, Шаббитай, Ходия, Маасеяһ, Келита, Азария, Йозабад, Һанан вә Пелаялар халайиққа Тәврат қанунини чүшәндүрди; җамаәт өрә туратти. Улар җамаәткә китаптин Худаниң Тәврат-қанунини җараңлиқ оқуп бәрди вә оқулғанни чүшинивелиши үчүн униң мәнаси вә әһмийити тоғрисида ениқ тәбир бәрди. «Улар ... китаптин Худаниң Тәврат-қанунини җараңлиқ оқуп ... чүшинивелиши үчүн униң мәнаси вә әһмийити тоғрисида ениқ тәбир бәрди» — бу чүшәндүрүш җәряни, шүбһисизки, арамий тилиға вә бәлким башқа бир нәччә тилларға тәрҗимә қилишниму өз ичигә алған.
Валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзра вә хәлиққә қанунниң мәнасини үгитидиған Лавийлар пүткүл җамаәткә: — Бүгүн Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күндур, жиға-зерә қилмаңлар! — деди. Чүнки халайиқниң һәммиси Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап жиға-зерә қилип кетишкән еди. 10 Андин Нәһәмия уларға: — Силәр берип назу-немәтләрни йәп, шәрбәтләрни ичиңлар, өзигә йимәк-ичмәк тәйярлалмиғанларға йемәк-ичмәк бөлүп бериңлар; чүнки бүгүн Рәббимизгә аталған муқәддәс бир күндур. Ғәмкин болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигарниң шатлиғи силәрниң күчүңлардур, деди. 11 Лавийларму: — Бүгүн муқәддәс күн болғачқа, тиничлиниңлар, ғәмкин болмаңлар! — дәп җамаәтни тиничландурди. 12 Җамаәт қайтип берип, йәп-ичишти, башқиларғиму йимәк-ичмәк үләштүрүп бәрди, шат-хурамлиққа чөмди; чүнки улар берилгән тәлим сөзлирини чүшәнгән еди.
 
«Кәпиләр һейти» өткүзүш
13 Әтиси халайиқ ичидики қәбилә каттивашлири, каһинлар вә Лавийлар тәвратшунас Әзраниң йениға жиғилип, Тәврат қанунидики сөзләрни техиму чүшинип пәм-парасәткә еришмәкчи болди. 14 Улар Тәврат қанунида Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға йәттинчи айдики һейтта кәпиләрдә туруши керәклиги пүтүлгәнлигини уқти, Мис. 23:16; Лав. 23:34; Чөл. 29:12-39; Қан. 16:13, 14, 15 15 шундақла өзлири туруватқан барлиқ шәһәрләрдә вә Йерусалимда: «Силәр таққа чиқип, зәйтун шехи билән явайи зәйтун шахлирини, хадас өҗмә шахлирини, хорма дәрәқлириниң шахлирини вә йопурмақлири барақсан дәрәқ шахлирини әкилип, Тәвратта йезилғинидәк кәпиләрни ясаңлар» дегәнлигини тарқитип җаркалашни буйруғанлиғини уқти. «...Тәвратта йезилғинидәк кәпиләрни ясаңлар» дегәнлигини тарқитип җаркалашни буйруғанлиғини уқти» — бәлгүлимә «Лав.» 23:34-44, «Қан.» 16:13-17ни көрүң. 16 Шуниң билән халайиқ чиқип шах әкилип өзлири үчүн, һәр бири өйлириниң өгүзлиридә, һойлилирида, Худаниң өйидики һойлиларда, «Су қовуқи»ниң чоң мәйданида вә «Әфраим дәрвазиси»ниң чоң мәйданида кәпиләрни ясап тикти. 17 Сүргүнлүктин қайтип кәлгән пүткүл җамаәт кәпиләрни ясап тикти вә шундақла кәпиләргә җайлашти; Нунниң оғли Йәшуаниң күнлиридин тартип шу күнгичә Исраиллар ундақ қилип бақмиған еди. Һәммәйлән қаттиқ хошал болушти. 18 Биринчи күндин ахирқи күнгичә Әзра һәр күни Худаниң Тәврат-қанун китавини оқуди. Улар йәттә күн һейт өткүзди; сәккизинчи күни бәлгүлимә бойичә тәнтәнилик ибадәт жиғилиши өткүзүлди.
 
 

8:2 «йәттинчи айниң биринчи күни» — бу күн «канайлар челиш һейти» еди. Адәттә шү һейт үчүн барлиқ хәлиқниң Йерусалимға жиғилишиниң зөрүрийити болмайтти; лекин йәттинчи айниң онинчи күнидики «кафарәт күни» вә кейинки «кәпиләр һейти»да (14-21-күни) жиғилиши муқәддәс қанунда тәләп қилинған еди.

8:8 «Улар ... китаптин Худаниң Тәврат-қанунини җараңлиқ оқуп ... чүшинивелиши үчүн униң мәнаси вә әһмийити тоғрисида ениқ тәбир бәрди» — бу чүшәндүрүш җәряни, шүбһисизки, арамий тилиға вә бәлким башқа бир нәччә тилларға тәрҗимә қилишниму өз ичигә алған.

8:14 Мис. 23:16; Лав. 23:34; Чөл. 29:12-39; Қан. 16:13, 14, 15

8:15 «...Тәвратта йезилғинидәк кәпиләрни ясаңлар» дегәнлигини тарқитип җаркалашни буйруғанлиғини уқти» — бәлгүлимә «Лав.» 23:34-44, «Қан.» 16:13-17ни көрүң.