3
Биз үчүн дуа қилиңлар
Ахирида, и қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун; «... биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, (һәр қандақ йәрдә) тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун» — «тез тарқалсун» грек тилида «жүгүрсун» дегән сөз билән ипадилиниду.   Мат. 9:38; Әф. 6:19; Кол. 4:3. шуниңдәк бизниң қәбиһ вә рәзил адәмләрдин қутулушимиз үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм ишәш-етиқатлиқ болувәрмәйду. Юһ. 6:44; Рим. 15:31. Амма Рәб Өзи ишәшликтур; У силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду. «У (Рәб) силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду» — «рәзил болғучи» Шәйтан, Иблис.
Башқа бир хил тәрҗимиси «У (Рәб) силәрни рәзилликтин сақлайду».
   Юһ. 17:15; 1Тес. 5:24.
Амма Рәбдә, силәргә тапилиғинимизни қиливатисиләр, шундақла давамлиқ қиливериду, дәп хатирҗәммиз. Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй. «Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй» — «Худаниң меһир-муһәббити» авал Униң бизгә болған муһәббити, андин бизниң Униңға болған муһәббитимиз; «Мәсиһниң сәвир-чидамлиғи» авал Мәсиһниң Өзиниң сәвир-чидамлиғи, андин бизниң Униңда вә Униң үчүн сәвир-чидамлиқ болушимиз.
 
Ишлигән чишләйду
Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар. «Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар» — «тәртипсиз жүргәнләр» кейинки айәтләрдин ениқки, «бекар тәләпләр»ни көрситиду.   1Кор. 5:11; 2Тес. 2:15; 3:14; Тит. 3:10. Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзүңлар билисиләр; чүнки биз силәр билән биллә болғанда тәртипсиз жүрмигән едуқ. 1Кор. 11:1; 1Тес. 1:6, 7; 2Тес. 2:10. Һеч кимниң ненини бекарға йемәйттуқ; бәлки биз һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн, кечә-күндүзләп тиришип-тирмишип җапалиқ ишләйттуқ. Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9. Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм күтүшкә һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки өзимизни силәргә биздин яхши үлгә қалдуруп, силәрниң бизгә әгишишиңлар үчүн еди. 1Кор. 4:16; 9:3, 6; 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2:9. 10 Чүнки биз силәрниң йениңларда болғинимизда силәргә: «Бириси ишлимәймән десә, у йемисун!» дәп тапилиған едуқ. 11 Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ. «Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ» — грек тилида расул Павлус чақчақ қилип: «... һеч иш қилмайдә, лекин һәртәрәптә башқиларниң ишлирида болғанлиғини аңлидуқ» дәйду. 12 Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, тинич яшап, әмгигиңлар билән өз нениңларни тепип йәңлар. «Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки...» — «мошундақлар» — демәк, 11-айәттики «тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлар». «Кириш сөз»имизниму көрүң.   Әф. 4:28; 1Тес. 4:11. 13 Лекин силәр, и қериндашлар, яхши ишларни қилиштин еринмәңлар. Гал. 6:9.
14 Амма әгәр ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайдиған бириси болса, униңдин һәзәр әйләңлар вә уни хиҗаләткә қалдуруш үчүн униң билән барди-кәлди қилмаңлар. Мат. 18:17; 1Кор. 5:9; 2Тес. 3:6. 15 Бирақ, уни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә униңға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
 
Тиләкләр
16 Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай. Рәб һәммиңлар билән биллә болғай! «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай» — «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб» грек тилида: «Хатирҗәмликниң Рәбби» яки «Хатирҗәмлик бәргүчи Рәб» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Рәбдур.   Рим. 15:33; 16:20; 1Кор. 14:33; 2Кор. 13:11; Фил. 4:9; 1Тес. 5:23.
17 Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим; бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур. «Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур» — Павлусниң һәр бир хетидики бир нәччә қурни өз қәлими билән йезиш адити бар еди; бу, башқиларниң өзиниң намида сахта хәтләрни йезишниң алдини елиши үчүн еди. Өзиниң көзи аҗиз болғачқа, хәтлирини адәттә катипқа яздуратти. («Галатиялиқларға»дики «кириш сөз»имизни һәм 6:11дики изаһатни көрүң.   1Кор. 16:21; Кол. 4:18. 18 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

3:1 «... биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, (һәр қандақ йәрдә) тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун» — «тез тарқалсун» грек тилида «жүгүрсун» дегән сөз билән ипадилиниду.

3:1 Мат. 9:38; Әф. 6:19; Кол. 4:3.

3:2 Юһ. 6:44; Рим. 15:31.

3:3 «У (Рәб) силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду» — «рәзил болғучи» Шәйтан, Иблис. Башқа бир хил тәрҗимиси «У (Рәб) силәрни рәзилликтин сақлайду».

3:3 Юһ. 17:15; 1Тес. 5:24.

3:5 «Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй» — «Худаниң меһир-муһәббити» авал Униң бизгә болған муһәббити, андин бизниң Униңға болған муһәббитимиз; «Мәсиһниң сәвир-чидамлиғи» авал Мәсиһниң Өзиниң сәвир-чидамлиғи, андин бизниң Униңда вә Униң үчүн сәвир-чидамлиқ болушимиз.

3:6 «Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар» — «тәртипсиз жүргәнләр» кейинки айәтләрдин ениқки, «бекар тәләпләр»ни көрситиду.

3:6 1Кор. 5:11; 2Тес. 2:15; 3:14; Тит. 3:10.

3:7 1Кор. 11:1; 1Тес. 1:6, 7; 2Тес. 2:10.

3:8 Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9.

3:9 1Кор. 4:16; 9:3, 6; 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2:9.

3:11 «Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ» — грек тилида расул Павлус чақчақ қилип: «... һеч иш қилмайдә, лекин һәртәрәптә башқиларниң ишлирида болғанлиғини аңлидуқ» дәйду.

3:12 «Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки...» — «мошундақлар» — демәк, 11-айәттики «тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлар». «Кириш сөз»имизниму көрүң.

3:12 Әф. 4:28; 1Тес. 4:11.

3:13 Гал. 6:9.

3:14 Мат. 18:17; 1Кор. 5:9; 2Тес. 3:6.

3:16 «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай» — «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб» грек тилида: «Хатирҗәмликниң Рәбби» яки «Хатирҗәмлик бәргүчи Рәб» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Рәбдур.

3:16 Рим. 15:33; 16:20; 1Кор. 14:33; 2Кор. 13:11; Фил. 4:9; 1Тес. 5:23.

3:17 «Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур» — Павлусниң һәр бир хетидики бир нәччә қурни өз қәлими билән йезиш адити бар еди; бу, башқиларниң өзиниң намида сахта хәтләрни йезишниң алдини елиши үчүн еди. Өзиниң көзи аҗиз болғачқа, хәтлирини адәттә катипқа яздуратти. («Галатиялиқларға»дики «кириш сөз»имизни һәм 6:11дики изаһатни көрүң.

3:17 1Кор. 16:21; Кол. 4:18.