Бу айәттики бешарәт бәлким Һәзәкия падишани чоңқур тәсирләндүргән болуши мүмкин. Йүз жилдин кейин ордидики әмирләр бешарәтниң Һәзәкияға болған тәсирини тилға елип, өз падишаси Йәһоакимға бешарәтни нәқил кәлтүриду («Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду»), шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр өлүм җазасидин қутулуп қалған (Тәврат, «Йәрәмия» 26-бап).
«Жуқири җайлар» дегини кинайилик гәптур. Чүнки Йәһудадикиләр һәрдайим «жуқури җайлар»да бутханиларни селип шу йәрдә бутларға чоқунған. Лекин шу чағларда Йерусалим бутқа чоқунған җайдәк «һарам» болуп қалиду, шуниңдәк орманлиқниң кишиләрниң көзигә аз-паз челиғидиған бир қисмидин ибарәт болиду, халас! ■ Мик. 3:12
□3:1 «Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! ... » — 1-4-айәттә сөзлигүчи бәлким пәйғәмбәр өзи. «Яқуп» вә «Исраил» мошу йәрдә шүбһисизки, икки падишалиқни тәң көрситиду. Мошу айәткә қариғанда, чириклишиш мәмликәтләрниң әң жуқури орунлириға вә сотханилириға сиңип киргән еди; бирақ у падишаси Һәзәкияни тилға алмайду; Һәзәкия ихласмән адәм болуп, у өзи мошу гуналардин халий болған.
□3:5 «Кимәрким уларниң гелини майлимиса, ...» — ибраний тилида «кимәрким уларниң ағзиға бир нәрсә салмиса,..».
■3:6 Йәр. 15:9; Йо. Yо. 2:10, 31; 3:15; Ам. 8:9
□3:7 «Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду...» — калпукларни тосуш адәттә хиҗиллиқни билдүрәтти. Униң үстигә, Муса пәйғәмбәргә берилгән муқәддәс қанун бойичә жуқумлуқ кесәл болған адәмләр өзиниң кәлгәнлигини агаһландуруш үчүн калпуклирини тосуп «Напак, напак!» дәп вақириши керәк еди. Бу айәт бу сахта пәйғәмбәрләрниң напак сөзлирини етирап қилиши керәк болидиғанлиғини билдүриду.
□3:10 «Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!» — шүбһисизки, Йерусалимда нурғун һәйвәтлик имарәтләр пәйда болған еди. Бирақ һәммиси адаләтсизликкә тайинип ясалған.
□3:11 ««Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду;...» — Худаниң пәйғәмбәрлири һәргиз палчилиқ ишлирини қилмайду, әлвәттә. Һәқиқий пәйғәмбәрләрниң хизмәтлири билән «палчилиқ»ниң оттурисидики чоң пәриқләр тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.
□3:12 ««Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас» — Микаһ өз дәвридики «муқәддәс өй» яки «ибадәтхана» демәйду — Уларниң гуналири түпәйлидин у пәқәт аддий бир «өй» болуп қалди. Бу айәттики бешарәт бәлким Һәзәкия падишани чоңқур тәсирләндүргән болуши мүмкин. Йүз жилдин кейин ордидики әмирләр бешарәтниң Һәзәкияға болған тәсирини тилға елип, өз падишаси Йәһоакимға бешарәтни нәқил кәлтүриду («Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду»), шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр өлүм җазасидин қутулуп қалған (Тәврат, «Йәрәмия» 26-бап). «Жуқири җайлар» дегини кинайилик гәптур. Чүнки Йәһудадикиләр һәрдайим «жуқури җайлар»да бутханиларни селип шу йәрдә бутларға чоқунған. Лекин шу чағларда Йерусалим бутқа чоқунған җайдәк «һарам» болуп қалиду, шуниңдәк орманлиқниң кишиләрниң көзигә аз-паз челиғидиған бир қисмидин ибарәт болиду, халас!