«Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин сән көп ашнилар билән бузуқлуқ қилған болсаңму, йенимға қайтип кәл!». Худа төвәндики 4- вә -22-25-айәтләрдә уларни қайтишқа чақиришқа мошундақ рәһимлик билән өтүниду, бирақ 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худаниң сөзлирини мошу йәрдә тәрҗимимиздикидәк «реторик соал» дәп қараймиз. ■ Қан. 24:1-4
□3:1 «...биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду?» — «Қан.» 24:1-4-айәтләрни көрситиши мүмкин. Әгәр пәйғәмбәр мәзкур бешарәттә бу ишни көздә тутқан болса, ундақта бу 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худа мошундақ ишларни (аҗришиш андин қайта той қилиш) Йәһудийларға мәнъий қилғини билән, мошу йәрдә Худа «Мениң аялим болған Исраил»ниң Өз йенимға қайтип келидиған йоли бар, дегән охшайду (14-22-айәтләрдә, ахирқи заманларда Пәрвәрдигар мошундақ чәксиз рәһим-шәпқәтни Исраил һәм Йәһудаға көрситиду, дейилиду). «Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин сән көп ашнилар билән бузуқлуқ қилған болсаңму, йенимға қайтип кәл!». Худа төвәндики 4- вә -22-25-айәтләрдә уларни қайтишқа чақиришқа мошундақ рәһимлик билән өтүниду, бирақ 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худаниң сөзлирини мошу йәрдә тәрҗимимиздикидәк «реторик соал» дәп қараймиз.
□3:2 «бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ» — Йәһуда һәрдайим «жуқури җайлар»да бутпәрәслик өткөзгән еди. «сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк...» — «әрәб» мошу йәрдә бәлким йол бойида олтарған паһишә аялни көситиду. Бәзи алимлар бу сөз йолучиларни булаш үчүн марап турған қарақчини көрситиду, дәйду.
□3:3 «кейинки ямғур» — Қанаанда 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду.
□3:6 «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму?» — мошу айәттә «Исраил» шималий падишалиқ, йәни «он қәбилә»ни көрситиду. «Бузуқлуқ» асасән бутпәрәсликни көрситиду; 2:20дики изаһатниму көрүң.
□3:8 «лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп,...» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни мән көрдүм,...» дейилиду.
□3:12 «шималға қарап... мундақ дегин» — бу сөзләр бәлким Асурийә тәрипидин 100 жил илгири сүргүн қилинған Исраил (он қәбилиси)ға ейтилиду.
■3:12 Зәб. 85:15; 102:8, 9; 144:18
□3:14 «чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән» — ибраний тилида «чүнки Мән силәргә әрдурмән».
■3:15 Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Әф. 4:11
□3:16 «(силәр) уни һеч сеғинимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар уни издәп тавап қилмайду». «силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар қайтидин шундақ қилмайду». Демисәкму «әһдә сандуғи» ибадәтхана түзүминиң мәркизи болғачқа, бу айәт бәлким ибадәтхана вә униңға бағлиқ түзүмниң (қурбанлиқлар, каһинлар, нурғун қаидә-йосунлар) йеңи бир әһдә билән инавәтсиз қилинидиғанлиғини көрситиду. 31:31-34 вә изаһатларни көрүң.
□3:19 «Мән сени балилирим қатириға қоюп,.. әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — Пәрвәрдигар мошу айәттә Исраилға Өзигә садиқ болған аялиниң сүпитидә сөзләйду.
□3:23 «бутпәрәсликниң қийқас-сүрәнлири» — «бутпәрәслик» әйни тексттә йоқ, бирақ бизниңчә айәт буни көрситиду. Бутпәрәсликтә бутлардин «ярдәм сораш» үчүн қийқас-сүрән көтириш керәк еди.
□3:24 «әшу уят-номус» — мошу ибарә «Баал» дегән интайин жиркиничлик мәбудни көрситиду. 11-бап, 13-айәтни көрүң.
□3:25 «қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик» — бу сөзләр мошу йәрдә ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду.