120
120-күй •••• Рәб һимайә қилғучимдур
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән;
Мениң ярдимим қәйәрдин келур?
Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур;
Асман-зиминни Яратқучидиндур.
У путуңни һеч тейилдурмайду;
Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду!
Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду!
Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур;
Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур.
Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду;
Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду;
У җениңни сақлайду;
Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни,
Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.