□9:1 «өзи турған шәһәр» — Кәпәрнаһумни демәкчи.
■9:1 Мар. 2:3; Луқа 5:18; Рос. 9:33.
□9:10 «меһман болуп дәстиханда олтарғанда...» — грек тилида «меһман болуп дәстиханда ятқанда». Шу чағдиларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалишатти. «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.
□9:13 «Силәр берип муқәддәс язмилардики: «... » дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар — «Силәр берип: «палани-палани сөзләр»ни үгиниңлар» дегән сөзләр Йәһудий Тәврат устазлириниң башқиларға йолйоруқ көрсәткәндә әң яхши көридиған ибарилириниң бири. Мәсиһниң буни ишлитиши чоқум уларни рәнҗитти. Худаниң бу бешарити Тәвратта, «Һош.» 6:6дә тепилиду. «...һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим» — Мәсиһниң мошу сөзидә «гунакарлар» дегини өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти.
■9:13 Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 12:7; Мар. 2:17; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.
□9:15 «Той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду. «Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң өз «меһманлардин елип кетилиши», йәни униң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғи тоғрилиқ бир бешаритидур.
□9:16 «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду» — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә.
□9:18 «мана бир һөкүмдар келип..» — бу «һөкүмдар» синагогниң чоңи еди («Мар.» 5:22ни көрүң). «Мениң қизим һазирла өлүп кәтти» — башқа бир тәрҗимиси: «Қизим бу ваққичә өлгән болса керәк,...».
■9:20 Лав. 15:25; Мар. 5:25; Луқа 8:43.
□9:22 «Қизим, жүрәклик бол» — Мәсиһниң «жүрәклик бол» дегинигә қариғанда, аял бәк қорққан. Немишкә? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (йәни, униңға тегип кәткәнләр ибадәтханиға киришкә, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.
□9:27 «И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз!» — пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә, Қутқузғучи-Мәсиһ «Давутниң әвлади» болуши керәк. Шуңа Йәһудийлар арисида «Давутниң оғли» дегән бу нам Мәсиһни көрситәтти.
■9:34 Мат. 12:24; Мар. 3:22; Луқа 11:15.
■9:36 Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мар. 6:34.