□13:1 ««қара» дәпму атилидиған Шимеон» — грек тилида ««негир» дәпму атилидиған Шимеон». «Негир» дегән мәнаси «қара». «Һерод хан» — мошу айәттә «хан» грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «Тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «Тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән; шуниң үчүн Һеродлар Понтий Пилатусқа бойсунуши керәк еди.
■13:2 Мат. 9:38; Рос. 9:15; 22:21; Рим. 1:1; 10:15; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11; Ибр. 5:4.
□13:5 «Юһанна уларниң ярдәмчиси еди» — йәни Маркус дәпму аталған Юһанна.
□13:9 «Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду)...» — «Павлус» латинчә исим болуп, мәнаси бәлким «кичик». Саул Муқәддәс Роһ тәрипидин Йәһудий әмәсләрниң хизмитидә болушқа чақирилғачқа, у мошу йәрдин башлап өзи үчүн бу латинчә исим ишлитишкә башлайду.
□13:13 «У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти» — мошу «Юһанна» болса Юһанна Маркус еди.
□13:16 «Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар... » — «Худадин қорққанлар» дегән турақлиқ ибарә Тәврат етиқатида болған «ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ни көрситиду. Хәтнә қобул қилмиған болсиму, уларға синагогқа қатнишишқа рухсәт берилгән .
■13:16 Рос. 12:17; 19:33; 21:40.
■13:18 Мис. 16:35; Чөл. 14:34; Зәб. 94:10.
■13:20 Һак. 2:16; 3:9.
■13:21 1Сам. 8:5; 9:15; 10:15; Һош. 13:11.
■13:22 1Сам. 13:14; 16:12; Зәб. 88:20-30; Рос. 7:45.
■13:24 Мат. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 3:2; Юһ. 3:23.
□13:25 «Мән силәр күткән зат әмәсмән» — грек тилида: «Мән «у» әмәсмән» яки «Мән «шу зат» әмәсмән».
□13:26 «... Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар...» — «Худадин қорққанлар» — 16-айәт вә изаһатниң көрүң.
■13:26 Мат. 10:6; Рос. 3:26; 13:46.
□13:27 «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай...» — грек тилида: «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири уни тонумай...».
■13:27 Юһ. 16:3; Рос. 3:17; 1Кор. 2:8; 1Тим. 1:13.
■13:28 Мат. 27:20; Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 19:6.
■13:30 Мат. 28:6; Мар. 16:6; Луқа 24:6.
■13:31 Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; Рос. 1:3; 1Кор. 15:5.
□13:32-33 «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум» — «Зәб.» 2:7. Бәзи алимлар, бу бешарәттики «тикләш» дегән сөз униң өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини көрситиду, дәп «тирилдүрүп» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин униң тирилишини көрситидиған бешарәтләрни нәқил кәлтүридиған айәтләр 34-35-айәтләрдур. Шуңа Зәбурдики бу бешарәт («Зәб.» 2:7) униң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.
■13:32-33 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24,25; Зәб. 2:7.
□13:34 «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!» — «Йәш.» 55:2.
□13:35 «И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән» — «Зәб.» 15:10. «Сениң муқәддәс Болғучуң» Мәсиһни көрситиду.
□13:36 «Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип,...» — яки «Давут дәрвәқә өз дәвридә Худаниң муддиа-мәхсәтлири үчүн хизмәт қилип,...». «униң тени чирип кәткән еди» — грек тилида «чиришләрни көрди». 35-айәтни көрүң.
□13:37 «Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди» — «Худа өлүмдин тирилдүргүчи» Әйсани көрситиду, әлвәттә.
□13:38 «һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду» — «дәл шу киши арқилиқ» Әйса арқилиқ, демәк.
■13:38 Луқа 24:47; 1Юһа. 2:12
□13:39 «Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлар» — «халас болалмайдиған ишлар» һәртүрлүк ишларни көрситиду; гунаниң илкидин халас болушни өз ичигә елипла қалмай, бәлки Тәврат қанунида бекитилгән түрлүк қурбанлиқ қилиш вә рәсим-қаидиләрдин халас болушни өз ичигә алиду.
■13:39 Рим. 3:28; 8:3; 10:4; Гал. 2:16; Ибр. 7:19.
□13:41 «қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!» — Тәврат, «Һаб.» 1:5.
■13:43 Рос. 11:23; 14:22.
□13:46 «мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз!» — «әлләргә йүзлинимиз» — йәни «Йәһудий әмәсләргә йүзлинимиз». Демәк, Худаниң сөз-каламини уларға йәткүзимиз.
■13:46 Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12; 10:6; 21:43; Рос. 3:26; 13:26; Рим. 10:19.
□13:47 «Мән Сени ят әлләргә нур болушқа, йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим» — «Йәш.» 42:6 вә 49:6ни көрүң: мошу айәтләрдики «Сени» Мәсиһни көрситиду. Барнабас вә Павлус «Пәрвәрдигарниң қули»ниң ишлирини давамлаштуруп жүргүзмәктә (1-бап, 1-айәт).
■13:47 Йәш. 42:6; 49:6; Луқа 2:32.
□13:48 «бекитилгәнләр» — яки «бәл бағлиғанлар» яки «майил қилинғанлар».
□13:50 «Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип...» — «Худадин қорққан аяллар» болса Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий болмиған, синагогтики ибадәткә қатнишидиған аяллар. Гәрчә улар «Худадин қорққан» болсиму, мошу йәрдә Йәһудийларниң қутритиши билән аздурулған.
□13:51 «Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип,...» — «аяқлиридики топини қеқиштуруветиш» дегән һәрикәт «мунасивитимиз пүтүнләй үзүлди» дегән агаһниң ипадиси еди. «Мат.» 10:14, «Мар.» 6:11, «Луқа» 5:9ни көрүң. «Коня шәһири» — һазирқи нам. Кона грекчә исми «Икониум» яки «Иконион». У һазирқи Түркийәдә.