«Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған» грек тилида «Худа нәпәси билән киргүзүп йезилған» дегән шәкилдә ипадилиниду. Грек тилида һәм ибраний тилида «Роһ» вә «нәпәс» бир сөз. ■ 2Пет. 1:21. 17 Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду.
□3:1 «Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду» — «еғир күнләр» грек тилида йәнә «хәтәрлик күнләр»ниму билдүриду.
■3:1 1Тим. 4:1; 2Пет. 2:3; Йәһ. 18.
□3:5 «...сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур» — 1-5-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.
■3:5 Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; Тит. 3:10; 2Юһа. 10.
□3:6 «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аяллар...» — яки «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған аҗиз аяллар...».
□3:8 «Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду» — «Мис.» 7:11, 22, 8:7, 18ни көрүң. Исраиллар Мисирдин чиқиштин бурун, Мисир падишасиниң сеһиргәрлири Муса пәйғәмбәргә қарши турған. Уларниң исимлири (Яннис билән Ямбрис) Тәвратта дейилгән әмәс, бәлки Йәһудийларниң башқа тарихий китаплирида тепилиду.
□3:10-11 «җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң...» — «Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләр»: — бу бир-биригә йеқин үч жутта болған вақиәләр тоғрилиқ мәлуматлар «Рос.» 13-14-бапта тепилиду. Тимотий өзи Листралиқ еди; Павлус дуч кәлгән бу зиянкәшликләр Тимотийниң Мәсиһгә етиқат қилишиға тәсир қилған болуши мүмкин еди.
■3:10-11 Зәб. 33:20; Рос. 13:50; 14:19; 2Кор. 1:10.
■3:12 Мат. 16:24; Луқа 24:26; Юһ. 17:14; Рос. 14:22; 1Тес. 3:3.
□3:14 «чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән» — бәзи кона көчүрмиләрдә «кимләр» дәп дейилиду. Лекин бизниңчә «ким» дәп оқуш тоғра, чүнки Павлус бу айәтләрдә өзиниң үлгә болғанлиғи тоғрилиқ көп сөзләйду. Төвәндики 15-айәттә у башқа кишиләр (Тимотийниң чоң ана вә аниси)ниң тәсирини тилға алиду.
□3:16 «Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп...» — грек тилида «пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси» дегән ибарә язмилардики һәр бир сөз-айәтниң Худадин кәлгәнлигини тәкитләйду. «Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған» грек тилида «Худа нәпәси билән киргүзүп йезилған» дегән шәкилдә ипадилиниду. Грек тилида һәм ибраний тилида «Роһ» вә «нәпәс» бир сөз.