7
Пәйғәмбәрниң азаплинишлири
Мениң һалимға вай! Чүнки мән худди яздики мевиләр жиғилип,
Үзүм һосулидин кейинки васаңдин кейин ач қалған бирисигә охшаймән,
Йегидәк сапақ йоқтур;
Җеним тәшна болған тунҗа әнҗир йоқтур!
Ихласмән киши зиминдин йоқап кәтти,
Адәмләр арисида дурус бирисиму йоқтур;
Уларниң һәммиси қан төкүшкә пайлимақта,
Һәр бири өз қериндишини тор билән овлайду. Зәб. 11:1-3; Һош. 4:1
Рәзилликни пухта қилиш үчүн,
Икки қоли униңға тәйярланған;
Әмир «инъам»ни сорайду,
Сорақчиму шундақ;
Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду;
Улар җәм болуп рәзилликни тоқушмақта. «Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду» — «мөтивәр җабаб» бәлким падишани васитилик көрситиду.   Мик. 2:1; 3:11
Уларниң әң есили худди җиғандәк,
Әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур.
Әнди күзәтчилириң қорқуп күткән күн,
Йәни Худа саңа йеқинлап җазалайдиған күни йетип кәлди;
Уларниң алақзадә болуп кетидиған вақти һазир кәлди. «Уларниң әң есили худди җиғандәк, әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур» — «әң есили» адаләтни бурмилимайду, пәқәт униңға тосалғу болиду! «Худа саңа йеқинлап җазалайдиған күни...» — ибраний тилида «сениң йоқлинидиған күнүң» дейилиду.
Үлпитиңгә ишәнмә,
Җан достуңға таянма;
Ағзиңниң ишигини қучиғиңда ятқучидин йепип жүр.
Чүнки оғул атисиға беһөрмәтлик қилиду,
Қиз анисиға,
Келин қейн анисиға қарши қозғилиду;
Кишиниң дүшмәнлири өз өйидики адәмлиридин ибарәт болиду. Әз. 22:7; Мат. 10:21, 35, 36; Луқа 12:53
Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигарға қарап үмүт бағлаймән;
Ниҗатимни бәргүчи Худани күтимән;
Мениң Худайим маңа қулақ салиду.
 
Ахирқи заман тоғрилиқ үмүт — Худаниң «қалдиси» сөз қилиду
Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим;
Гәрчә мән жиқилип кәтсәмму, йәнә қопимән;
Қараңғулуқта олтарсам, Пәрвәрдигар маңа йоруқлуқ болиду. «Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим;...» — мошу йәрдики «дүшминим» һәм 10-айәттики «у» дегәнләр «аялчә род»та кәлгән болғачқа, бешарәт Йерусалимниң Асурийәгә гәп қилғанлиғини, яки болмиса ахирқи замандики дүшмини Бабилға гәп қилидиғанлиғини көрсәтсә керәк.
Мән Пәрвәрдигарниң ғәзивигә чидап туримән —
Чүнки мән Униң алдида гуна садир қилдим —
У мениң дәвайимни сорап, мән үчүн һөкүм чиқирип жүргүзгичә күтимән;
У мени йоруқлуққа чиқириду;
Мән Униң һәққанийлиғини көримән. Зәб. 9:6-8; Зәб. 42:1-2; Йәр. 50:34
10 Вә мениң дүшминим буни көриду,
Шуниң билән маңа: «Пәрвәрдигар Худайиң қени» дегән аялни шәрмәндилик басиду;
Мениң көзүм униң мәғлубийитини көриду;
У кочидики патқақтәк дәссәп чәйлиниду. Зәб. 78:10; 113:10; Йо. 2:17
 
Худаниң җавави
11 — Сениң там-сепиллириң қурулидиған күнидә,
Шу күнидә саңа бекитилгән пасилиң жирақларға йөткилиду.
12 Шу күнидә улар йениңға келиду;
— Асурийәдин, Мисир шәһәрлиридин,
Мисирдин Әфрат дәриясиғичә, деңиздин деңизғичә вә тағдин тағғичә улар йениңға келиду.
13 Бирақ йәр йүзи болса өзиниң үстидә туруватқанлар түпәйлидин,
Йәни уларниң қилмишлириниң мевиси түпәйлидин харабә болиду. Йәр. 21:14
 
Худаниң «қалдиси»ниң дуаси
14 — Өз хәлқиңни, йәни орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан Өз мирасиң болған падини,
Таяқ-һасаң билән озуқландурғайсән;
Қедимки күнләрдикидәк,
Улар Башан һәм Гилеад чимәнзарлирида қайтидин озуқлансун! «... орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан өз мирасиң болған пада...» — «Кармәл» болса Исраилниң әң барақсан, әң есил орманлиқ райони.   Мик. 5:3
 
Худаниң җавави
15 — Сән Мисир зиминидин чиққан күнләрдә болғандәк,
Мән уларға карамәт ишларни көрситип беримән. Йо. 2:26
16 Әлләр буни көрүп барлиқ һәйвисидин хиҗил болиду;
Қолини ағзи үстигә япиду,
Қулақлири гас болиду;
17 Улар иландәк топа-чаңни ялайду;
Йәр йүзидики өмилигүчиләрдәк өз төшүклиридин титригән пети чиқиду;
Улар қорқуп Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға келиду,
Вә сениң түпәйлиңдинму қорқиду. Зәб. 71:9; Йәш. 49:32
18 Қәбиһликни кәчүридиған,
Өз мираси болғанларниң қалдисиниң итаәтсизлигидин өтидиған Тәңридурсән,
У аччиғини мәңгүгә сақлавәрмәйду,
Чүнки У меһир-муһәббәтни хошаллиқ дәп билиду.
Ким саңа тәңдаш илаһдур? «Ким Саңа тәңдаш Илаһдур?» — «Микаһ» дегән исим, ибраний тилида «ким Худаға тәңдаш?» дегән мәнидә.   Мис. 34:6, 7; Зәб. 102:9
19 — У йәнә бизгә қарап ичини ағритиду;
Қәбиһликлиримизни У дәссәп чәйләйду;
Сән уларниң барлиқ гуналирини деңиз тәглиригә ташлайсән.
20 — Сән қедимки күнләрдин бери ата-бовилиримизға қәсәм қилған һәқиқәт-садақәтни Яқупқа,
Өзгәрмәс муһәббәтни Ибраһимға йәткүзүп көрситисән.

7:2 Зәб. 11:1-3; Һош. 4:1

7:3 «Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду» — «мөтивәр җабаб» бәлким падишани васитилик көрситиду.

7:3 Мик. 2:1; 3:11

7:4 «Уларниң әң есили худди җиғандәк, әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур» — «әң есили» адаләтни бурмилимайду, пәқәт униңға тосалғу болиду! «Худа саңа йеқинлап җазалайдиған күни...» — ибраний тилида «сениң йоқлинидиған күнүң» дейилиду.

7:6 Әз. 22:7; Мат. 10:21, 35, 36; Луқа 12:53

7:8 «Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим;...» — мошу йәрдики «дүшминим» һәм 10-айәттики «у» дегәнләр «аялчә род»та кәлгән болғачқа, бешарәт Йерусалимниң Асурийәгә гәп қилғанлиғини, яки болмиса ахирқи замандики дүшмини Бабилға гәп қилидиғанлиғини көрсәтсә керәк.

7:9 Зәб. 9:6-8; Зәб. 42:1-2; Йәр. 50:34

7:10 Зәб. 78:10; 113:10; Йо. 2:17

7:13 Йәр. 21:14

7:14 «... орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан өз мирасиң болған пада...» — «Кармәл» болса Исраилниң әң барақсан, әң есил орманлиқ райони.

7:14 Мик. 5:3

7:15 Йо. 2:26

7:17 Зәб. 71:9; Йәш. 49:32

7:18 «Ким Саңа тәңдаш Илаһдур?» — «Микаһ» дегән исим, ибраний тилида «ким Худаға тәңдаш?» дегән мәнидә.

7:18 Мис. 34:6, 7; Зәб. 102:9