42
42-күй •••• Сәргәрданниң дуаси •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
И Пәрвәрдигар, мән тоғрилиқ һөкүм чиқарғайсән,
Дәвайимни әқидисиз бир хәлиқ алдида сориғайсән;
Мени һейлигәр һәм қәбиһ адәмдин қутулдурғайсән. «Изаһат» — көп алимлар 42- һәм 43-күй әслидә бир күй еди, дәп қарайду.
Чүнки Сән панаһгаһим болған Худадурсән;
Немишкә мени ташлавәткәнсән?
Немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап,
Һемишә азап чекип жүриватимән?» — дәймән. Зәб. 34:11-17; 37:7; 41:11
Өз һәқиқитиң вә нуруңни әвәткин,
Улар мени йетәклигәй!
Мени муқәддәс теғиңға,
Маканиңға елип кәлгәй! «Маканиңға елип кәлгәй!» — ибраний тилида «Маканлириңға елип кәлгәй!».
Шуниң билән мән Худаниң қурбангаһи алдиға барай,
Йәни мениң чәксиз хушлуғум болған Тәңриниң йениға барай;
Бәрһәқ, чилтар челип Сени мәдһийиләймән, и Худа, мениң Худайим!
И җеним, сән немишкә бундақ қайғурисән?
Немишкә ичимдә бундақ беарам болуп кетисән?
Худаға үмүт бағла!
Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән,
Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән! «Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқ билән, мән Уни йәнила улуқлаймән, мениң Худайим!».   Зәб. 41:6,12
 
 

42:1 «Изаһат» — көп алимлар 42- һәм 43-күй әслидә бир күй еди, дәп қарайду.

42:2 Зәб. 34:11-17; 37:7; 41:11

42:3 «Маканиңға елип кәлгәй!» — ибраний тилида «Маканлириңға елип кәлгәй!».

42:5 «Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқ билән, мән Уни йәнила улуқлаймән, мениң Худайим!».

42:5 Зәб. 41:6,12