□24:2 «Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду» — мошу бап 1-12-айәттики «адәмләр» бәлким чөл-баяванда туруватқан мискин җинайәтчиләрни көрситиду (болупму 5-12-айәтләрни көрүң). «...ташларни йөткиветиду» — яки «ташларни йөткәп кетиду».
■24:2 Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 22:28; 23:10
□24:3 «Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду» — бу калиси бәлким һәм сүт үчүн һәм йәр һайдаш үчүнму ишлитилиду.
□24:5 «...улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк,...» — бу яман адәмләр шәһәр-йезилардин һайдиветилгән болуп, дәшт-баяванда җан беқиштин башқа амали йоқ еди.
□24:6 «Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду, униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду» — рошәнки, йәр егиси болған мошу рәзил адәм бу «чүпрәндиләр»гә өз ашлиқ һосулини елишта яки үзүм һосулини үзүштә һеч ишәнмәйду.
□24:9 «Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду» — яки «Улар мискинләрдин кепиллик алиду».
□24:12 «... Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду» — кейин Аюп бу сөзидин һәм мошуниңға охшаш башқа сөзлиридин товва қилип: «Несиһәтни тутуруқисиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» дәп сөзидин яниду (42-бап). Бирақ бу бабтики 1-12-айәтләрдин рошән чүшинимизки, у мундақ кишиләрниң, һәтта униңдин жирақ турған езилгүчиләрниң әһвалиға ичини ағритип көңүл бөләтти.
□24:14 «Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду» — бәлким таң сәһәрдики ғувалиқтин һәм кишиниң бехәстилигидин пайдилинип йошурун зәрбә қилип булап-талайду.
■24:14 Зәб. 9:29, 30
■24:15 Зәб. 9:31-32; Пәнд. 7:8, 9
□24:17 «Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду» — яки «Таң сәһәр улар үчүн қап-қараңғулуқ болиду».
□24:18 «Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун!» — 18-20-айәтләрдики пеилларни буйруқ шәклидә яки кәлгүси заман шәклидә тәрҗимә қилишқа болиду. Шуңа -18-20-айәтләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кетиду; уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинған, шуниң билән улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмайду... қатарлиқ» болиду. Бирақ биз тәрҗимимизни алди-кәйнидики айәтләргә маслаштуруп алдуқ.
□24:20 «Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!» — яки: «Қурут униң җориси болсун!».
□24:22 «...Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду» — бу айәттики әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
□24:23 «У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?» — Аюп мошу йәрдә Худаниң яманларниң йоллирини көздә тутқини билән уларни алаһидә җазалимайдиғанлиғини, бәлки уларни адәттикидәк өлүм күнигә сақлайдиғанлиғини көрсәтмәкчи болуши мүмкин.
□24:24 «Улар , йәни яманлар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду» — Аюп йәнила, яманларниң һеч җазаланмай һаятниң пәйзини сүрүп андин пишқан сәрхил буғдайдәк һеч азапланмай бу дуниядин кетидиғанлиғини көрсәтсә керәк.