2
Ахирқи заманлардики Йерусалим
Булар Амозниң оғли Йәшая Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида көргән каламдур: —
Ахир заманларда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду,
Һәммә дөң-егизлктин үстүн қилип көтирилиду;
Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду. Ахир заманларда» — ибраний тилида «Күнләрниң ахирида». «Пәрвәрдигарниң өйи» — Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини көрситиду. «Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. «Йәшая» дегән китапта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду.   Мик. 4:1
Нурғун хәлиқ-милләтләр чиқип бир-биригә: —
«Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға,
Яқупниң Худасиниң өйигә чиққайли;
У Өз йоллиридин бизгә үгитиду,
Биз Униң тәриқилиридә маңимиз» — дейишиду.
— Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин,
Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду. Зәб. 109:2
У әлләр арисида һөкүм чиқириду,
Нурғун хәлиқләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду;
Буниң билән улар қиличлирини сапан чишлири,
Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду;
Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду,
Улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду. Йо. 3:10; Мик. 4:3
— «И Яқуп җәмәтидикиләр,
Келиңлар, Пәрвәрдигарниң нурида маңайли!».
 
Һазирқи Йерусалим
— Сән Өз хәлқиң болған Яқуп җәмәтини ташлап қойдуң;
Чүнки улар шәриқтики хурапатлар билән толдурулди;
Улар Филистийләрдәк пал салиду;
Улар чәт әлликләр билән қол тутушиду; «Улар (Исраиллар) Филистийләрдәк пал салиду» — мошу йәрдә Йәшая кинайилик сөз ишлитип, өз хәлқиниң хурапийлиқни һәр тәрәптин, йәни шәриқтин һәм ғәриптин (Филистийләрдин) қобул қилғанлиғини көрситиду.
Зимини болса алтун-күмүчкә толуп кәтти;
Байлиқлири түгимәс;
Йәр-зимини атларғиму толуп кәтти,
Җәң һарвулири һәм түгимәс; «алтун-күмүчкә толуп кәтти... байлиқлири түгимәс... йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, җәң һарвулири һәм түгимәс» — мошу 6-8-айәттә, Йәшая уларниң Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанун — Тәвраттики «Қанун шәрһи» 17-18-баплар көздә тутулиду. Мошу ишлар Тәвраттики шу пәрманларға хилап.
Зимини бутлар биләнму лиқ болуп кәтти;
Улар өз қоллири билән ясиғанлириға,
Бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә сәҗдә қилишиду.
Шуниң билән пухралар егилдүрүлиду,
Мөтивәрләрму төвән қилиниду;
Сән уларниң қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән. «... пухралар егилдүрүлиду... تөвән қилиниду» — бу пеилниң иккиси икки бислиқ сөз болуп, уларниң бутларға баш уридиғанлиғини һәмдә кәлгүсидә улар шүбһисизки охшашла Худаниң ғәзиви алдида йәргә жиқилидиғанлиғини билдүриду. «... қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән» — мошу икки ибарә ибраний тилида икки бислиқ бирла сөз билән ипадилниду.
 
«Пәрвәрдигарниң күни»
10 Әнди Пәрвәрдигарниң вәһшитидин,
Һәйвисиниң шан-шәривидин өзүңни қачур,
Хада ташлар ичигә киривал,
Топа-чаңлар ичигә мөкүвал!
11 Чүнки адәмниң тәкәббур көзлири йәргә қаритилиду,
Инсанларниң һакавурлуғи пәс қилиниду;
Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду. Йәш. 5:15
12 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шундақ бир күни тәйяр туриду: —
Шу күни һәр бир тәкәббур вә мәмәданларниң үстигә,
Өзини жуқури саниғанларниң үстигә чүшиду
(Шуниң билән уларниң һәммиси пәс қилиниду!), Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
13 Шуниңдәк Ливанниң егиз, пәләккә йетидиған барлиқ кедир дәрәқлириниң үстигә,
Башандики барлиқ дуб дәрәқлириниң үстигә,
14 Егиз тағларниң һәммисигә,
Жуқири көтирилгән барлиқ дөңләрниң үстигә,
15 Һәр бир һәйвәтлик мунарниң үстигә,
Һәр бир мустәһкәм сепилниң үстигә,
16 Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә,
Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә шу күни чүшүшкә тәйяр туриду. «Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә,...» — қедимки заманларда деңиз содиси билән даңқи чиққан «Таршиш» дәйдиған үч жут бар еди. Бириси шималий Африқида, бириси Испанийәдә, йәнә бириси Әнглийәдә болуши мүмкин еди. Таршиштики кемиләр барлиқ башқа әлләрниң кемилиридин чоң вә һәйвәтлик еди. «Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Шундақла һәр бир гөзәл рәсим-һәйкәлләрниң үстигә...»
17 Адәмләрниң көрәңлиги төвән қилинип чүшүрүлүп,
Инсанларниң тәкәббурлиғи пәс қилиниду,
Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
18 Бутлар болса һәммиси көздин йоқилиду. «Бутлар» — ибраний тилида: — «Әрзимәсләр...»
19 Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда,
Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп,
Хада таш ғарлириниң ичигә,
Йәр йүзидики өңкүрләргә киривалиду;
20 Шу күнидә кишиләр өзигә чоқунушқа ясиған күмүч бутлири вә алтун бутлирини қариғу чашқанларға вә шәпәрәңләргә ташлап бериду;
21 Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда,
Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп,
Хада таш чаклириниң ичигә,
Ярларниң йериқлириға киривалиду;
22 Үмүтүңларни нәпәси димиғидила туридиған инсандин үзүңлар,
Чүнки инсан зади немә еди?!
 
 

2:2 Ахир заманларда» — ибраний тилида «Күнләрниң ахирида». «Пәрвәрдигарниң өйи» — Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини көрситиду. «Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. «Йәшая» дегән китапта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду.

2:2 Мик. 4:1

2:3 Зәб. 109:2

2:4 Йо. 3:10; Мик. 4:3

2:6 «Улар (Исраиллар) Филистийләрдәк пал салиду» — мошу йәрдә Йәшая кинайилик сөз ишлитип, өз хәлқиниң хурапийлиқни һәр тәрәптин, йәни шәриқтин һәм ғәриптин (Филистийләрдин) қобул қилғанлиғини көрситиду.

2:7 «алтун-күмүчкә толуп кәтти... байлиқлири түгимәс... йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, җәң һарвулири һәм түгимәс» — мошу 6-8-айәттә, Йәшая уларниң Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанун — Тәвраттики «Қанун шәрһи» 17-18-баплар көздә тутулиду. Мошу ишлар Тәвраттики шу пәрманларға хилап.

2:9 «... пухралар егилдүрүлиду... تөвән қилиниду» — бу пеилниң иккиси икки бислиқ сөз болуп, уларниң бутларға баш уридиғанлиғини һәмдә кәлгүсидә улар шүбһисизки охшашла Худаниң ғәзиви алдида йәргә жиқилидиғанлиғини билдүриду. «... қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән» — мошу икки ибарә ибраний тилида икки бислиқ бирла сөз билән ипадилниду.

2:11 Йәш. 5:15

2:12 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13

2:16 «Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә,...» — қедимки заманларда деңиз содиси билән даңқи чиққан «Таршиш» дәйдиған үч жут бар еди. Бириси шималий Африқида, бириси Испанийәдә, йәнә бириси Әнглийәдә болуши мүмкин еди. Таршиштики кемиләр барлиқ башқа әлләрниң кемилиридин чоң вә һәйвәтлик еди. «Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Шундақла һәр бир гөзәл рәсим-һәйкәлләрниң үстигә...»

2:18 «Бутлар» — ибраний тилида: — «Әрзимәсләр...»