8
Роза тутуш тоғрилиқ қоюлған соал вә үмүт бәргүчи җавап
1 Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң Зионға бағлиған отлуқ муһәббитим қайнап ташти; Мениң униңға бағлиған отлуқ муһәббитим түпәйлидин
униң дүшмәнлиригә ғәзивим қайнап ташти.
■ 3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Зионға қайтип кәлдим, Йерусалимниң оттурисида маканлишимән; Йерусалим «Һәқиқәт шәһири» дәп атилиду, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң теғи «Муқәддәс Тағ» дәп атилиду.
4 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қери бовай-момайлар йәнә Йерусалимниң кочилирида олтиридиған болиду; күнлири узун болуп, һәр бири һасисини қолида тутуп олтириду;
5 шәһәрниң кочилири ойнаватқан оғул-қиз балилар билән лиқ толиду.
6 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
□ 7 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өз хәлқимни шәрқий зиминлардин, ғәрбий зиминлардин қутқузимән; 8 Мән уларни елип келимән, улар Йерусалимда маканлишиду; улар Мениң хәлқим, Мән һәқиқәт вә һәққанийлиқта уларниң Худаси болимән».
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә һазир болған пәйғәмбәрләрниң ағзидин мошу күнләрдә баян қилиниватқан муну сөзләрни ишитиватисиләр, муқәддәс ибадәтханиниң қурулушиға қолуңлар күчлүк қилинсун!
□ 10 Чүнки шу күнләрдин илгири инсан үчүн иш һәққи йоқ, ат-улақ үчүнму иш һәққи йоқ еди; җәбир-зулум түпәйлидин чиққучи яки киргүчи үчүн аман-есәнлик йоқ еди; чүнки Мән һәр бир адәмни өз йеқиниға дүшмәнләштүрдүм;
11 бирақ Мән бу хәлиқниң қалдисиға бурунқи күнләрдикидәк болмаймән, дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
12 чүнки уруқ һосуллуқ болиду, үзүм тели мевиләйду, тупрақ үндүрмилирини бериду, асманлар шәбнәмлирини бериду; шуниң билән мән бу хәлиқниң қалдисиға мошуларниң һәммисини егә қилдуримән.
□ 13 Шундақ әмәлгә ашурулидуки, силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңларниң әксичә, и Йәһуда җәмәти вә Исраил җәмәти, Мән силәрни қутқузимән, силәр
уларға бәхит-бәрикәт болисиләр; қорқмаңлар, қоллириңлар күчлүк қилинсун!
□ 14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрниң ата-бовилириңлар Мениң ғәзивимни қозғиғанда Мениң силәргә яманлиқ йәткүзүш ойида болғиним вә шу
җаза йолидин янмиғинимдәк — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
15 Мән һазир, мошу күнләрдә йәнә Йерусалим вә Йәһуда җәмәтигә яхшилиқ йәткүзүш ойида болдум; қорқмаңлар.
16 Мошу ишларға әмәл қилиңлар: — Һәр бириңлар өз йеқиниңларға һәқиқәтни сөзләңлар; дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар;
□ ■ 17 һеч ким көңлидә өз йеқиниға яманлиқ ойлимисун; һеч қандақ ялған қәсәмгә шерик болмаңлар; чүнки Мән дәл буларниң һәммисигә нәпрәтлинимән, дәйду Пәрвәрдигар.
■ 18 Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
19 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду; шуңа һәқиқәт вә хатирҗәмлик-течлиқни сөйүңлар.
□ 20 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Нурғун қовмлар вә көп шәһәрләрниң аһалиси йәнә мошу йәргә келиду;
■ 21 бир шәһәрдә туруватқанлар башқа бир шәһәргә берип уларға: «Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә тез барайли; мәнму баримән!» — дәйдиған болиду.
22 Көп қовмлар вә күчлүк әлләр Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә Йерусалимға келиду.
23 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шу күнләрдә һәр хил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду.
□