124
124-күй •••• Худаниң зор һимайиси
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур;
Уни тәврәткили болмайду,
У мәңгүлүк туриду.
Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған,
Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду.
Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду;
Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин.
Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән;
Көңли дурусларғиму шундақ болсун.
Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса,
Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду.
Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!