123
123-күй •••• Қутулуш үчүн рәхмәтләр
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Әгәр биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса,
— Аһ, Исраил шундақ десун —
Биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса,
Кишиләр бизгә һуҗумға қозғалғанда,
Уларниң ғәзиви бизгә туташқанда,
— Шу чағда улар бизни тирик жутуветәтти;
Шу чағда сулар бизни ғәриқ қиливетәтти;
Кәлкүн бешимиздин өтәтти;
Давалғуған сулар бешимиздин өтәтти!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай!
Уларниң чишлириға ов болушқа бизни қоюп бәрмиди.
Җенимиз тутқучиларниң басмиқидин қечип чиққан қуштәк қачти;
Басмақ сундурулуп, биз қачтуқ! Пәнд. 6:5
Еришкән ярдимимиз Пәрвәрдигарниң намидидур,
Асман-зимин Яратқучиниң намидидур! Зәб. 120:2
 
 

123:7 Пәнд. 6:5

123:8 Зәб. 120:2