□28:1 «Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур» — яки «алтунниң чайқилидиған өз орни бардур». Даналиқ тәвсийә қилинған 28-баптики бу гөзәл шеирни бәзи алимлар Аюпниң өз сөзи әмәс, бәлки китапниң язғучиси тексткә қистуруп қошқан бир шеир, дәп қарайду. Буниң мәхсити, оқурмәнләрниң һәқиқий даналиқни тәһлил қилишиға ярдәм болсун дегән сүпәттә шеирни оттуриға қойған. Биз бу пикиргә қайил болдуқ. Бу пикиргә бир испат, 29-бап: — «Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —» дегән сөзләр билән башлиниду, қариғанда 27:23-айәт билән бағлиқ. Башқа алимлар бу баянлар Аюпниң өз ағзидин чиққан баянлардур, «1-айәтниң «шүбһисизки» (яки «чүнки») дегән бағлиғучи билән башлиниши буниңға испат болалайду», деп қарайду. Қайси пикир тоғра болушидин қәтъийнәзәр, бу бабтики һәқиқәтләр шүбһисизки Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди. Кейин биз мәзкур китапни язғучиниң ким екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчә беримиз.
□28:3 «Инсанлар йәр астидики қараңғулуққа чәк қойиду» — демәк, инсанлар яқутларни издәштә йәр астидики қараңғулуқни чирақлар билән йорутиду; 4-5-айәтләрдә уларниң арғамчиларға есилип йәр астиға чүшүп хәтәргә тәвәккүл қилғанлиғи тәсвирлиниду.
□28:10 «Ташлар арисидин у қаналларни чапиду» — бу қаналлар бәлким йәр астидики суни тониллардин чиқириш үчүн коланған.
□28:11 «Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У еқинларниң мәнбилирини издәп тапиду».
■28:15 Пәнд. 3:14; 8:11, 19; 16:16
□28:16 «Офирда чиқидиған алтун» — Офир дегән йәрдики алтун наһайити сап еди.
□28:27 «У чағда Худа даналиққа қарап уни баян қилған» — буниң мәнаси бәлким Худаниң дунияниң яритилиши арқилиқ даналиқни баян қилғанлиғини өз ичигә алиду.
□28:28 «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур; яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — бу бабтики сөзләр инсан балилириниң йәр астида есил ташларни издишини тәнқид қилған әмәс, бәлки уларниң у ишта ишләткән параситигә һәм җүръитигә қайил болған. Бирақ мәйли адәмниң қанчә парасити, қанчә җүръити болсун, өзиниң бу хусусийәтлиригила таянса даналиққа еришмәйду; пәқәтла Рәб Пәрвәрдигардин әйминишкә башлисила, даналиққа еришишкиму башлайду; яманлиқтин товва қилип жирақлашсила, йорутулушқа башлайду. Бу шүбһисизки, Аюпниң етиқатиниң һәм у муйәссәр болған вәһийлириниң теги һәм ули болған еди.
■28:28 Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7; 9:10