□32:2 «чаңқап кәткән зимин» — яки «чарчап кәткән зимин».
□32:7 «Йоқсулниң дәвасида гәп қилип уни вәйран қилишни пәмләп олтириду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «лилла-адил дәва қилған йоқсулни йоқитиш үчүн пәмләп олтириду».
□32:11 «Кийимиңларни селиветиңлар, өзүңларни ялаң қилиңлар, чатриқиңларға бөз бағлаңлар!» — булар болса әсиргә чүшүп қалғанларниң мәҗбурий қилидиған ишлири.
□32:15 «Роһ бизгә жуқуридин төкүлгичә,.....» — мошу йәрдә «Роһ» Худаниң Роһини билдүриду. Тексттә «кимниң роһи» екәнлиги дейилмигән әһвалда «Роһ» дегән сөз айрим көрүлсә, ундақта шүбһисизки Худаниң Роһини көрситиду. «Далалар мевилик бағ-етизлар болғичә, мевилик бағ-етизлар орманзар дәп һесапланғичә...» — демәк, йәр йүзидики боз йәрләр мунбәт болиду вә һазир мунбәт йәрләрму техиму шундақ болиду.
■32:15 Йәш. 29:17; Йо. 2:28, 29; Юһ. 7:37, 38; Рос. 2:17, 18
□32:20 «Орман кесилип жиқитилғанда мөлдүр яғсиму, шәһәр пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилсиму, су бойида уруқ териғучилар, кала вә ешәкләрни кәң далаға қоюветидиғанлар бәхитликтур!» — (19-20) демисәкму, бу наһайити сирлиқ бир сөздур. Бәлким бизни ахирқи заманлардики икки әһвал тоғрисида әслитиду. «Орман жиқилиду» — тәкәббурлар пәс қилиниду (10-бап, 18- вә 33-34-айәтни көрүң). «Шәһәр» бәлким жуқуриқи (24-баптики) «тәртипсиз шәһәр» болуп, Худа тәрипидин вәйран қилиниду. Бирақ кичик пеиллиқ турмушни таллиғанлар, мәсилән өз кала-ешәклиригә яхши муамилә қилғанлар бәхит-бәрикәт тапиду.