3
Лекин мән, и қериндашлар, Роһқа тәвә кишиләргә сөз қилғандәк силәргә сөз қилалмай келиватимән; әксичә силәрни әткә тәвә кишиләр, Мәсиһдә болған бовақ һесаплап силәргә сөзләшкә мәҗбур болдум. «әткә тәвә кишиләр» — (яки «әтлик кишиләр») тоғрилиқ «Римлиқларға»ға бәргән «кириш сөз»дики «әт» тоғрилиқ сөзимизни көрүң. «Әтлик киши» асасән хуш хәвәрни қобул қилғини билән техи өз гуналириниң күчидин азат болмиған кишидур. Мән силәргә сүт ичкүздүм, гөшни йегүзмидим; чүнки силәр гөшни һәзим қилалмайттиңлар, шундақла һазирму техи һәзим қилалмайсиләр; Ибр. 5:12; 1Пет. 2:2. Чүнки силәр йәнила әткә тәвәдурсиләр. Араңларда һәсәтхорлуқ вә талаш-тартишлар бар болғачқа, силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр? «силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр?» — «инсанларчә» Худаниң йолида әмәс, инсанийәтниң йолида.   1Кор. 1:11; Гал. 5:19; Яқ. 3:16. Чүнки бириси «Мән Павлус тәрәпдари», башқа бириси «Мән Аполлос тәрәпдари» десә, силәр пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр? «пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр?» — демәк, Худани тонумиған, Роһтин туғулмиған, техичә Адәм атимизниң аилисигә тәвә болған, адәттики гунакар инсанларға охшаш.   1Кор. 1:12.
Аполлос дегән ким? Павлус ким еди? Биз пәқәт силәрниң етиқатиңларға васитичи болдуқ, халас; һәр биримиз пәқәт Рәб бизгә тәқсим қилғини бойичә вәзипә ада қилидиған хизмәткарлар, халас, шундақ әмәсму? Рос. 18:24; 1Кор. 1:12; 16:12. Мән тиктим, Аполлос суғарди; амма өстүргүчи болса Худадур. «... Аполлос суғарди» — Коринт шәһиридики җамаәт Павлусниң сөзлири арқилиқ етиқат қилған еди; кейин Аполлос Коринт шәһиригә берип ишәнгүчиләрни Тәврат-Зәбур тоғрисидики билимлири арқилиқ зор дәриҗидә риғбәтләндүргән еди («Рос.» 18-бап).   Рос. 18:26; 19:1. Шуңа тиккүчи һеч немигә һесап әмәс, суғарғучиму һеч немигә һесап әмәс, пәқәт өстүргүчи Худа Өзи һәммидур. Амма тиккүчи вә оса қилғучи болса бир мәхсәттидур; шундақтиму һәр бири өз әҗри бойичә инъамини қобул қилиду. «бир мәхсәттидур» — грек тилида «бирдур».   Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12. Чүнки биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз; силәр болсаңлар Худаниң бағ-етизи, Худаниң қурулушисиләр. «биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз» — башқа бир хил чүшәндүрүлүши: «биз Худа билән меһнәтдаштурмиз» («2Кор.» 5:20, 6:1ниму көрүң).   2Кор. 6:1; Әф. 2:20; Кол. 2:7; 1Пет. 2:5.
10 Худаниң маңа тәқсим қилған меһри-шәпқити бойичә, худди уста мемардәк һул салдим, андин башқа бириси униң үстигә қуруватиду. Амма һәр бир қурғучи қандақ қуруватқанлиғиға еһтият қилсун.
11 Чүнки селинған һулни, йәни Әйса Мәсиһдин башқа һеч қандақ һулни селишқа болмайду. Йәш. 28:16; Мат. 16:18. 12 Әнди бириси бу һул үстигә алтун, күмүч, қиммәтлик ташлар, яғач, чөпләр, саман салса, «бириси бу һул үстигә... қиммәтлик ташлар .. салса» — «қиммәтлик ташлар» дегән охшитишниң мошу йәрдә умумий көрсәткини бәлким яқут-гөһәрләрни әмәс, бәлки оюлған, бенани пухта қилидиған қаттиқ чидамлиқ ташларни көрсәтсә керәк. Павлус буниң көчмә мәнасини оқурмәнләрниң ойлинишиға қалдуриду! 13 һәр бириниң сиңдүргән әҗриниң қандақлиғи көрүниду; чүнки шу күни уни ашкарә қилиду, чүнки униң маһийити отта көрүлиду; от һәр бир кишиниң әҗрини, қандақ маһийәттин болғанлиғини синайду. «шу күни уни ашкарә қилиду» — «шу күни» Мәсиһ Әйса зиминға қайтидиған күнидур.   Йәш. 8:20; 48:10; Йәр. 23:29; 1Пет. 1:7; 4:12. 14 Бирисиниң һул үстигә қурған иши пухта сақлинип қалса, у инъамға еришиду; «Бирисиниң һул үстигә қурған Иши пухта сақлинип қалса...» — демәк, «бир кишиниң һул үстигә қойған материяллири отқа бәрдашлиқ берәлисә,...». 15 Бирисиниң қурғини көйүп кәтсә, у зиян тартиду; у өзи қутулиду, амма гоя оттин өтүп қутулған бирисигә охшап қалиду. 16 Әҗәба, өзүңларниң Худаниң ибадәтханиси екәнлигиңларни вә Худаниң Роһиниң силәрдә турғанлиғини билмәмсиләр? 1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5. 17 Бириси Худаниң ибадәтханисини харап қилса, Худа уни харап қилиду; чүнки Худаниң ибадәтханиси пак-муқәддәстур, силәр дәл шундақсиләр.
18 Һеч ким өз-өзини алдимисун; бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун; шуниң билән у дана болиду. «бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун» — Мәсиһниң «Мат.» 18:1-4дә вә «Мар.» 10:13-16дә ейтқан сөзлирини көрүң.   Пәнд. 3:7; Йәш. 5:21. 19-20 Чүнки бу дуниядики даналиқ Худаға нисбәтән ахмақлиқтур; чүнки: — «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду», дәп вә йәнә: «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» дәп пүтүклүктур. «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду» — «Аюп» 5:13. «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» — «Зәб.» 93:11.   Аюп 5:13; Зәб. 93:11.
21 Шуңа һеч ким инсан дегәнләрни пәхирлинип даңлимисун; чүнки һәммә мәвҗудатлар силәргә тәвәдур; 22 Павлус болсун, Аполлос болсун, Кефас болсун, дуния-җаһан болсун, һаят болсун, өлүм болсун, һазирқи ишлар болсун, кәлгүси ишлар болсун, һәммиси силәргә мәнсуптур; 23 силәр болсаңлар Мәсиһниң, Мәсиһ болса Худаниңкидур.
 
 

3:1 «әткә тәвә кишиләр» — (яки «әтлик кишиләр») тоғрилиқ «Римлиқларға»ға бәргән «кириш сөз»дики «әт» тоғрилиқ сөзимизни көрүң. «Әтлик киши» асасән хуш хәвәрни қобул қилғини билән техи өз гуналириниң күчидин азат болмиған кишидур.

3:2 Ибр. 5:12; 1Пет. 2:2.

3:3 «силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр?» — «инсанларчә» Худаниң йолида әмәс, инсанийәтниң йолида.

3:3 1Кор. 1:11; Гал. 5:19; Яқ. 3:16.

3:4 «пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр?» — демәк, Худани тонумиған, Роһтин туғулмиған, техичә Адәм атимизниң аилисигә тәвә болған, адәттики гунакар инсанларға охшаш.

3:4 1Кор. 1:12.

3:5 Рос. 18:24; 1Кор. 1:12; 16:12.

3:6 «... Аполлос суғарди» — Коринт шәһиридики җамаәт Павлусниң сөзлири арқилиқ етиқат қилған еди; кейин Аполлос Коринт шәһиригә берип ишәнгүчиләрни Тәврат-Зәбур тоғрисидики билимлири арқилиқ зор дәриҗидә риғбәтләндүргән еди («Рос.» 18-бап).

3:6 Рос. 18:26; 19:1.

3:8 «бир мәхсәттидур» — грек тилида «бирдур».

3:8 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.

3:9 «биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз» — башқа бир хил чүшәндүрүлүши: «биз Худа билән меһнәтдаштурмиз» («2Кор.» 5:20, 6:1ниму көрүң).

3:9 2Кор. 6:1; Әф. 2:20; Кол. 2:7; 1Пет. 2:5.

3:11 Йәш. 28:16; Мат. 16:18.

3:12 «бириси бу һул үстигә... қиммәтлик ташлар .. салса» — «қиммәтлик ташлар» дегән охшитишниң мошу йәрдә умумий көрсәткини бәлким яқут-гөһәрләрни әмәс, бәлки оюлған, бенани пухта қилидиған қаттиқ чидамлиқ ташларни көрсәтсә керәк. Павлус буниң көчмә мәнасини оқурмәнләрниң ойлинишиға қалдуриду!

3:13 «шу күни уни ашкарә қилиду» — «шу күни» Мәсиһ Әйса зиминға қайтидиған күнидур.

3:13 Йәш. 8:20; 48:10; Йәр. 23:29; 1Пет. 1:7; 4:12.

3:14 «Бирисиниң һул үстигә қурған Иши пухта сақлинип қалса...» — демәк, «бир кишиниң һул үстигә қойған материяллири отқа бәрдашлиқ берәлисә,...».

3:16 1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5.

3:18 «бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун» — Мәсиһниң «Мат.» 18:1-4дә вә «Мар.» 10:13-16дә ейтқан сөзлирини көрүң.

3:18 Пәнд. 3:7; Йәш. 5:21.

3:19-20 «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду» — «Аюп» 5:13. «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» — «Зәб.» 93:11.

3:19-20 Аюп 5:13; Зәб. 93:11.