144
144-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллирини кейинки әвлатқа баян қилиш •••• «Елипбә тәртивилик» күй
1 Мәдһийә: Давут язған күй: —
|א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ;
Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.
2 |ב| һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән,
Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән!
3 |ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур!
Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас;■ Аюп 5:9; Зәб. 47:1-2; 95:4; 150:2
4 |ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду;
Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду;■ Қан. 4:9; 6:7
5 |ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини,
Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;
6 |ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду;
Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!
7 |ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду,
Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду.■ Зәб. 118:171-172
8 |ח| Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур;
Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур;■ Мис. 34:6, 7; Чөл. 14:18; Зәб. 85:15; 102:8
9 |ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур;
Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;
10 |י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар,
Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.
11 |כ| Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду,
Күч-қудритиңни сөзләйду;
12 |ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң,
Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.
13 |מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур,
Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур.□ «изаһат» — йеқинда бәзи кона көчүрүлмиләрдин 13- вә 14-айәтниң арилиғида: —
« נ Пәрвәрдигар вәдисидә чиң туриду; барлиқ яратқанлириға меһривандур» дегән мәзмун болған йәнә бир нусхиси тепилған (ибраний тилида «Нун» билән башлиниду).
« נ Пәрвәрдигар вәдисидә чиң туриду; барлиқ яратқанлириға меһривандур» дегән мәзмун болған йәнә бир нусхиси тепилған (ибраний тилида «Нун» билән башлиниду).
14 |ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду,
Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.
15 |ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду;
Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән;■ Зәб. 103:27
16 |פ| Қолуңни ечишиң биләнла,
Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.
17 |צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур,
Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.
18 |ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур,
Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;
19 |ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду;
Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.
20 |ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду;
Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.
21 |ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду;
Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!
■144:3 Аюп 5:9; Зәб. 47:1-2; 95:4; 150:2
■144:8 Мис. 34:6, 7; Чөл. 14:18; Зәб. 85:15; 102:8
□144:13 «изаһат» — йеқинда бәзи кона көчүрүлмиләрдин 13- вә 14-айәтниң арилиғида: — « נ Пәрвәрдигар вәдисидә чиң туриду; барлиқ яратқанлириға меһривандур» дегән мәзмун болған йәнә бир нусхиси тепилған (ибраний тилида «Нун» билән башлиниду).