14
Исраилларниң тапа-тәнә қилиши
1 Шуниң билән барлиқ җамаәт дад-пәряд көтирип жиғлиди; улар кечичә жиға-зерә қилишип чиқти. 2 Исраиллар Муса билән Һарунға тапа-тәнә қилип: — Биз балдурла Мисирда өлүп кәтсәк боптикән! Мошу чөл-җәзиридә өлүп кәтсәк боптикән! 3 Пәрвәрдигар немишкә бизни қилич астида өлсун, хотун бала-җақилиримиз булинип, дүшмәнниң олҗиси болсун дәп бизни бу йәргә башлап кәлгәнду? Униңдин көрә, Мисирға қайтип кәткинимиз яхши әмәсму? — дәп ғотулдашти. 4 Шуниң билән улар бир-биригә: — Башқидин бир башлиқ тикләп Мисирға қайтип кетәйли, — дейишти.
5 Муса билән Һарун пүтүн Исраил җамаити алдида жиқилип дүм ятти. 6 Шу йәрни чарлап кәлгәнләр ичидики Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләб кийимлирини житип, 7 пүтүн Исраил җамаәтчилигигә: — Биз чарлап келишкә өтүп барған зимин интайин бәк яхши зимин екән. 8 Әгәр Пәрвәрдигар биздин сөйүнсә, бизни шу зиминға, йәни һәсәл билән сүт еқип туридиған шу зиминға башлап берип, уни бизгә бериду. 9 Силәр пәқәт Пәрвәрдигарға асийлиқ қилмаңлар! У зиминидикиләрдин қорқмаңлар, чүнки улар бизгә нисбәтән бир ғизадур; уларниң панаһдарлири улардин кәтти, Пәрвәрдигар болса биз билән биллә; улардин қорқмаңлар, — деди.■ Қан. 20:3
10 Һалбуки, пүткүл җамаәт тәрәп-тәрәптин: — У иккисини чалма-кесәк қилип өлтүрүветәйли, дейишти. Лекин Пәрвәрдигарниң җуласи җамаәт чедирида Исраилларға аян болди.
Худаниң җазаси, Мусаниң хелқ үчүн нида қилғанлиғи
11 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу хәлиқ Мени қачанғичә мәнситмәйду? Гәрчә уларниң оттурисида шунчә мөҗизилик аламәтләрни яратқан болсамму, лекин улар Маңа қачанғичә ишинишмәйдикән? 12 Мән уларни ваба билән уруп йоқитимән, шуниң билән сени улардин техиму чоң вә қудрәтлик бир әл қилимән, — деди.
13 Муса болса Пәрвәрдигарға мундақ деди: —
«Бундақ болидиған болса бу ишни мисирлиқлар аңлап қалиду, чүнки Сән улуқ қудритиң билән бу хәлиқни уларниң арисидин елип чиққан едиң;■ Мис. 32:12 14 вә Мисирлиқлар бу ишни шу зиминдики хәлиқләргиму ейтиду. У зиминдики аһалиму Сән Пәрвәрдигарниң бу хәлиқниң арисида екәнлигиңни, Сән Пәрвәрдигарниң уларниң алдида йүзму-йүз көрүнгәнлигиңни, Сениң булутиң дайим уларға сайә чүшүрүп кәлгәнлигини, шундақла Сениң күндүзи булут түврүгидә, кечиси от түврүгидә уларниң алдида маңғанлиғиңни аңлиған еди.■ Мис. 13:21; 40:38 15 Әнди Сән бу хәлиқни худди бир адәмни өлтүргәндәк өлтүрүвәтсәң, Сениң нам-шөһритиңни аңлиған әлләрниң һәммиси: 16 «Пәрвәрдигар бу хәлиқни Өзи уларға беришкә қәсәм қилған зиминға башлап баралмайдиғанлиғи үчүн, шуңа уларни әшу чөл-җәзиридә өлтүрүветипту» дәп қалиду.■ Қан. 9:28 17 Әнди өтүнимәнки, Рәббим қудритиңни җари қилдурғайсән, Өзүңниң: 18 «Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду; У гуна вә итаәтсизликни кәчүриду, лекин гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайду, атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» дегиниңдәк қилғайсән.□ «атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» — бу муһим сөз тоғрилиқ «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң. ■ Мис. 20:5; 34:6; Қан. 5:9; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8; Юн. 4:2 19 Меһрий-шәпқитиңниң кәңрилиги бойичә, Мисирдики чағдин таки һазирғичә дайим кәчүрүп кәлгиниңдәк, бу хәлиқниң қәбиһлигини кәчүргәйсән!».
20 Пәрвәрдигар: — «Бопту, сән дегәндәк уларни кәчүрдүм. 21 Лекин Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, пүткүл йәр йүзи Мән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви билән толиду.
22 Һалбуки, Мениң җулайимни, Мисирда вә чөл-җәзиридә көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни көрүп турупму Мени мошундақ он қетимлап синап йәнә авазимға қулақ салмиғанлар, 23 Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилип беримән дегән у зиминни һәргиз көрәлмәйду; Мени мәнситмигәнләрдин бириму у жутни көрәлмәйду.■ Қан. 1:35, 36 24 Лекин өзидә башқичә бир роһниң болғини, пүтүн қәлби билән Маңа әгәшкини үчүн қулум Каләбни у киргән йәргә башлап киримән; униң әвлатлириму у йәргә мирасхор болиду.■ Йә. 14:8, 9 25 (шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар тағлиқ җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди.
Пәрвәрдигарниң Исраилларни җазалиши
26 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди:
27 — Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу тохтавсиз ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.■ Зәб. 105:24-26 28 Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!■ Чөл. 26:65; 32:11 29 Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә■ Қан. 1:35; Ибр. 3:17 30 Силәргә қол көтирип қәсәм қилип, туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.■ Йә. 14:6 31 Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду. 32 Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду. 33 Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.□ «бузуқлуқ-вапасизлиғиңлар» — ибраний тилида «паһишивазлиқлириңлар». Худадин езип кетиш Тәврат-Инҗилда «паһишивазлиқ» дәп һесаплиниду. 34 Силәрниң шу зиминни чарлиған күнлириңларниң сани бойичә, қириқ күнниң һәр бир күнини бир жил һесаплап, қәбиһликлириңларни қириқ жил өз үстүңларға елип жүрисиләр; шу чағда Мениң өзүңлардин ятлашқинимниң немә екәнлигини билип йетисиләр» — дегин.■ Зәб. 94:8-11 35 Мән Пәрвәрдигар шундақ дегән екәнмән, жиғилип Маңа қарши чиққан бу рәзил хәлиқ җамаитигә Мән чоқум шундақ қилимән; улар мошу чөл-җәзиридә йәветилиду, шу йәрдә өлиду.
36 Муса у зиминни чарлап келишкә әвәткәнләр қайтип кәлгәндә, у зимин тоғрилиқ яман хәвәр елип келиш билән пүтүн җамаәтни ғотулдитип, Мусаниң яман гепини қилғузғанлар, 37 йәни у зимин тоғрилиқ яман хәвәр әкәлгән бу кишиләрниң һәммиси ваба кесили тегип Пәрвәрдигарниң алдида өлди.■ 1Кор. 10:10; Йәһ. 5 38 Зиминни чарлап келишкә барған адәмләр ичидин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләбла һаят қалди.
Өз мәйличә һуҗумға өтүп мәғлуп болуп қечиш
39 Муса бу гәпләрни пүткүл Исраил җамаитигә ейтивиди, һәммиси бәк һәсрәт чәкти. 40 Улар әтигән таң атқанда туруп таққа чиқип: — Мана биз кәлдуқ! Пәрвәрдигар ейтқан жутқа чиқип һуҗум қилайли; чүнки биз гуна қилдуқ, — дейишти.
41 — Силәр йәнә немишкә Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? — деди Муса, — Бу иш ғәлибилик болмайду!■ Қан. 1:41 42 Пәрвәрдигар араңларда болмиғачқа, дүшмәнниң қиличи астида өлүп, мәғлуп болмаслиғиңлар үчүн һуҗумға чиқмаңлар. 43 Чүнки Амаләкләр билән Ⱪананийлар у жутта, силәрниң алдиңларда туриду; силәр қилич астида өлүп кетисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигардин тенип кәттиңлар, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болмайду.
44 Лекин, гәрчә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи вә Муса баргаһтин қозғалмиған болсиму, улар йәнила өз мәйличә таққа чиқип һуҗумға өтти. 45 Шуниң билән Амаләкләр билән шу тағда турушлуқ Ⱪананийлар чүшүп уларни таки Хормаһғичә қоғлап, битчит қилип қирғин қилди.
□14:18 «атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» — бу муһим сөз тоғрилиқ «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.
■14:18 Мис. 20:5; 34:6; Қан. 5:9; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8; Юн. 4:2
■14:23 Қан. 1:35, 36
□14:33 «бузуқлуқ-вапасизлиғиңлар» — ибраний тилида «паһишивазлиқлириңлар». Худадин езип кетиш Тәврат-Инҗилда «паһишивазлиқ» дәп һесаплиниду.
■14:37 1Кор. 10:10; Йәһ. 5