47
Һаятлиқ дәрияси
Һелиқи киши мени өйниң дәрвазисиға қайта апарди. Мана, ибадәтханиниң босуғисидин сулар шәриққә қарап еқип чиқивататти; чүнки өйниң алди шәриққә қарайтти. Сулар өйниң астидин, оң тәрипидин, қурбангаһниң җәнубий тәрипидин еқип чүшәтти. «өйниң дәрвазиси» — «өй» мошу йәрдә пүткүл ибадәтханини көрситиду.   Зәк. 14:8 У мени шималға қарайдиған дәрвазисидин чиқарди; у мени айландуруп шәриққә қарайдиған дәрвазиниң сиртиға апарди; мана, сулар оң тәрипидин еқип туратти.
Һелиқи киши қолида өлчигүч танини тутуп, шәриққә қарап маңди; у миң гәз өлчиди, андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң ошуғиға чиқатти.
У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң тизлириға йәтти. У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң белигә чиқатти. У йәнә миң гәз өлчиди; у мән өтәлмәйдиған дәрия болуп чиқти; чүнки сулар өрләп кәтти; униңда су үзгили болатти, у өткили болмайдиған дәрия болуп чиқти. У мәндин: «Инсан оғли, буни көргәнсән?» дәп сориди; андин мени дәрияниң қирғиқиға қайтуруп апарди.
Қирғаққа қайттим, мана, дәрияниң қирғиқида, у вә бу қетида, интайин көп дәрәқләр бар еди. Вәһ. 22:2
У маңа мундақ деди: «Бу сулар жутниң шәрқигә чиқиду; шу йәрдин улар Арабаһ түзләңлигигә чүшүп, андин деңизға кириду. Улар деңизға еқип кириши билән, деңиз сулири сақайтилиду. «Арабаһ түзләңлиги» — хәритини көрүң. «Арабаһ» дегән Иордан дәриясиниң җилғиси. «деңиз» — «Өлүк деңиз» — бүгүнгә қәдәр у деңиз интайин тузлуқ болғачқа, униңда һеч қандақ җанивар яшимайду. Бирақ бу сулар билән униң сулири ақар су болуп, нурғун белиқ-һайванлар уларда яшайду. Вә шундақ болидуки, бу «җүп дәрия» қайси йәргә еқип кәлсә, шу йәрдики барлиқ су үзидиған җаниварлар яшайду; деңизда нурғун белиқлар болиду; чүнки сулар шу йәргә еқип келиду, вә деңиз сулири сақайтилиду; дәрия нәгә ақса, шу йәрниң һәммиси һаятқа егә болиду. «җүп дәрия» — жуқуриқи айәтләрдә «бир дәрия» тәсвирләнгәндин кейин, немишкә «җүп дәрия» дейилиду? Буниң сирлиқ мәнаси пәқәт Тәвраттики «Зәк.» 14:8-айәттә йешилиду. Чүнки йәнә бир дәрия ибадәтханидин чиқип ғәрбий тәрәпкиму еқип «Оттура деңиз»ға кириду. «Йо.» 3:18нимй көрүң. 10 Вә шундақ болидуки, белиқчилар деңиз бойида туриду; Ән-Гәдидин Ән-Әглаимгичә уларниң торлири йейилидиған җайлири болиду; деңиз белиқлириниң «Оттура деңиз»дикидәк бәк көп сортлири болиду; 11 бирақ униң зәй-сазлиқлири сақайтилмайду; улар шорлуқ болушқа тапшурулиду.
12 Дәрия бойида, у вә бу қетида, озуқ болидиған һәр хил дәрәқләр өсиду. Уларниң йопурмақлири солашмайду, улар мевисиз қалмайду; улар һәр айда йеңидин мевиләйду; чүнки уни суғиридиған сулар муқәддәс җайдин чиқиду; уларниң мевиси озуқ, уларниң йопурмақлири дора-дәрманлар болиду. Вәһ. 22:2
 
Зиминни қәбилиләр үчүн бөлүш
13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Төвәндә Исраилниң он икки қәбилисигә зимин мирас сүпитидә бөлүнүп тәқсим қилинип чегаралар айрилиду; Йүсүпниң қәбилисигә икки үлүш бөлүниду. «Йүсүпниң қәбилисигә икки үлүш бөлүниду» — Лавий қәбилиси зиминға егә болмайду. Йүсүпниң икки оғли, Әфраим вә Манассәһ, икки қәбилә һесаплиниду («Яр.» 48:17-20ни көрүң). 14 Мән қолумни көтирип ата-бовилириңларға қәсәм ичкәндәк, силәр бир-бириңларға баравәрлик билән зиминни мирас болушқа бөлисиләр; у силәргә мирас болиду. Яр. 12:7; 17:8; 26:3; 28:13
15 Зиминниң төрт тәрипиниң чегараси мундақ: Шималий тәрипи, «Оттура деңиз»дин башлинип Хәтлонниң йолини бойлап, Зәдад шәһириниң кириш еғизиғичә болиду; 16 у Хамат, Беротаһ, Сибраим (Дәмәшқ билән Хаматниң чегарисиниң оттурисида), Һавранниң чегарисида болған Хазар-Һаттикон шәһәрлирини өз ичигә алиду; 17 шуниңдәк «Оттура деңиз»дин башланған чегара Һазар-Енанғичә созулиду; у Дәмәшқниң чегарисини бойлап, Хаматниң шималий райониниң чегарасиға тутишиду; бу болса шималий тәрипи болиду.
18 Шәриқ тәрипиниң чегариси, Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин башлинип, Гилеад вә Исраил зиминини бөлүп туридиған Иордан дәрияси болиду. Силәр буниңдин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр. Бу болса шәриқ тәрипи болиду. «Өлүк деңиз» — ибраний тилида «шәрқий деңиз». «Шәриқ тәрипиниң чегариси, Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин башлинип, Гилеад вә Исраил зиминини бөлүп туридиған Иордан дәрияси болиду. Силәр буниңдин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр шәрқий чегарисидин, йәни Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин, Гилеад вә Исраил зиминидин вә Иордан дәриясидин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр». 19 Җәнубий тәрипи болса, Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин Мисир вадисидин «Оттура деңиз»ғичә созулиду. Бу җәнубий чегара болиду. 20 Ғәрбий тәрипи болса «Оттура деңиз»ниң өзи, Хамат райониға кириш еғизиғичә болиду; бу ғәрбий чегариси болиду.
21 Силәр бу зиминни Исраилниң қәбилиси бойичә өз-араңларда үлүшүшүңлар керәк. 22 Шундақ болуш керәкки, силәр өз-араңлар вә араңларда олтирақлашқан, араңларда балилиқ болған мусапирларға уни мирас болушқа чәк ташлап бөлисиләр; улар силәргә нисбәтән вәтинидә туғулған Исраилларға охшаш болуши керәк. Улар силәр билән тәң чәк ташлап Исраил қәбилилири арисидин мирас алсун.
23 Мусапир қайси қәбилә арисида олтирақлашқан болса, силәр шу йәрдин униңға мирас тәқсим қилисиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
 

47:1 «өйниң дәрвазиси» — «өй» мошу йәрдә пүткүл ибадәтханини көрситиду.

47:1 Зәк. 14:8

47:7 Вәһ. 22:2

47:8 «Арабаһ түзләңлиги» — хәритини көрүң. «Арабаһ» дегән Иордан дәриясиниң җилғиси. «деңиз» — «Өлүк деңиз» — бүгүнгә қәдәр у деңиз интайин тузлуқ болғачқа, униңда һеч қандақ җанивар яшимайду. Бирақ бу сулар билән униң сулири ақар су болуп, нурғун белиқ-һайванлар уларда яшайду.

47:9 «җүп дәрия» — жуқуриқи айәтләрдә «бир дәрия» тәсвирләнгәндин кейин, немишкә «җүп дәрия» дейилиду? Буниң сирлиқ мәнаси пәқәт Тәвраттики «Зәк.» 14:8-айәттә йешилиду. Чүнки йәнә бир дәрия ибадәтханидин чиқип ғәрбий тәрәпкиму еқип «Оттура деңиз»ға кириду. «Йо.» 3:18нимй көрүң.

47:12 Вәһ. 22:2

47:13 «Йүсүпниң қәбилисигә икки үлүш бөлүниду» — Лавий қәбилиси зиминға егә болмайду. Йүсүпниң икки оғли, Әфраим вә Манассәһ, икки қәбилә һесаплиниду («Яр.» 48:17-20ни көрүң).

47:14 Яр. 12:7; 17:8; 26:3; 28:13

47:18 «Өлүк деңиз» — ибраний тилида «шәрқий деңиз». «Шәриқ тәрипиниң чегариси, Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин башлинип, Гилеад вә Исраил зиминини бөлүп туридиған Иордан дәрияси болиду. Силәр буниңдин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр шәрқий чегарисидин, йәни Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин, Гилеад вә Исраил зиминидин вә Иордан дәриясидин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр».