17
Худаниң Өз әһдисини бекитиши; әһдә бәлгүси — хәтнә
Абрам тохсән тоққуз яшқа киргәндә, Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп униңға: — Мән Қадир Тәңридурмән. Сән Мениң алдимда меңип, камил болғин. «Қадир Тәңри» — ибраний тилида «Әл-Шатдай». «Шатдай» дегән сөз бәлким «мүрә» дегән мәнидики сөздин чиққан — шуниң билән «шатдай» «мән йөләнгән мүрәм» дегәндәк йеқимлиқ мәнини билдүриду. «Мениң алдимда меңип» — Худаға етиқат қилғучиларға Худаниң тәйярлиған бир йоли бар, улар униңда меңиши керәк. Демәк, етиқатчилар «Худа мени көрүп туриду, виҗданим бойичә меңишим керәк» дегән уқумда яшайду.   Яр. 5:22. Мән Өзүм билән сениң араңда әһдәмни бекитип, сени интайин зор көпәйтимән, — деди. Яр. 12:2; 13:16; 15:5, 18; Мис. 2:24; 6:4; Лав. 26:42.
Абрам өзини ташлап йүзини йәргә йеқип ятти; Худа униң билән йәнә сөзлишип мундақ деди: —
Өзүмгә кәлсәм, мана, Мениң әһдәм сән билән түзүлгәндур: — Сән нурғун әл-милләтләрниң атиси болисән. «мана, Мениң әһдәм сән билән түзүлгәндур: —» — яки «мана, Мән сән билән түзгән әһдәм шудур: -».   Рим. 4:17. Шуниң үчүн сениң исмиң буниңдин кейин Абрам аталмайду, бәлки исмиң Ибраһим болиду; чүнки Мән сени нурғун әл-милләтләрниң атиси қилдим. «Ибраһим» — ибраний тилида «Авраһам». Буниң мәнаси «нурғун әвлатлириниң атиси» яки «көплигән хәлиқләрниң атиси». Мән сени интайин зор көпәйтимән; шуниң билән сәндин көп әл-қовмларни пәйда қилимән, пуштуңдин падишалар чиқиду. Мат. 1:6. Мән сән вә сәндин кейинки нәслиңниң Худаси болуш үчүн Өзүм сән вә сәндин кейинки нәслиңниң арисида әбәдий әһдә сүпитидә бу әһдәмни тикләймән; Яр. 13:15. Мән саңа вә сәндин кейинки нәслиңгә сән һазир мусапир болуп турған бу зиминни, йәни пүткүл Қанаан зиминини әбәдий бир мүлүк сүпитидә ата қилимән; вә Мән уларниң Худаси болимән, — деди. Яр. 15:18; Қан. 1:8.
Андин Худа Ибраһимға йәнә: — Сән өзүң Мениң әһдәмни тутқин, өзүң вә сәндин кейинки нәслиңму әвлаттин-әвлатқа буни тутуши керәк. 10 Мән сән билән вә сәндин кейинки нәслиң билән түзгән, силәрниң тутушуңлар керәк болған әһдәм шуки, араңлардики һәр бир әркәк хәтнә қилинсун. «Мән сән билән...» — ибраний тилида «Мән силәр билән...». Бу «силәр» Ибраһим вә барлиқ өйидики адәмләрни көрситиши керәк. 11 Шуниң билән силәр хәтнилигиңларни кесиветишиңлар керәк; бу Мән билән силәрниң араңлардики әһдиниң бәлгүси болиду. Рос. 7:8; Рим. 4:11. 12 Барлиқ әвлатлириңлар, нәсилдин-нәсилгә араңларда, мәйли өйдә туғулғанлар болсун, яки әвладиңлардин болмай ятлардин пулға сетивелинғанлар болсун, һәммә әркәк сәккиз күнлүк болғанда хәтнә қилинсун. Лав. 12:3; Луқа 2:21. 13 Өйүңдә туғулғанлар билән пулуңға сетивалғанларниң һәммиси хәтнә қилиниши керәк. Шундақ қилғанда, Мениң әһдәм тәнлириңларда орнап, әбәдий бир әһдә болиду. 14 Лекин хәтнилиги туруп, техи хәтнә қилинмиған һәр бир әркәк Мениң әһдәмни бузған һесаплинип, үзүп ташлиниду, — деди.
15 Худа Ибраһимға йәнә сөз қилип: — Аялиң Сарайни әнди Сарай дәп атимиғин, бәлки исми Сараһ болсун. «Сарай» — мәнаси «мениң мәликәм». Лекин «Сараһ» болса пәқәт «мәликә» дегән мәнидә. Буниң әһмийити бәлким шуки, шу чағдин башлап Сараһ пәқәт Ибраһим өзигила «мәликә» болупла қалмай, бәлки Худа алдидиму етиқати түпәйлидин «мәликә» дәп һесаплиниду («Ибр.» 11:11ни көрүң). 16 Мән униңға бәхит-бәрикәт берип, униңдинму саңа бир оғул беримән. Мән дәрвәқә уни бәрикәтләймән; шуниң билән у әл-милләтләрниң аниси болиду; хәлиқләрниң падишалириму униңдин чиқиду, — деди. «... у әл-милләтләрниң аниси болиду» — Сараһдин болған шу әл-милләтләр «Йәһуда», «Исраил» (он қәбилә) вә «Едом» болиду. Он қәбилә сүргүн болғандин кейин улардин һазирқи бир нәччә милләт шәкилләнгән болуши мүмкин.
17 Ибраһим йәнә өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти вә көңлидә: «Йүз яшқа киргән адәмму балилиқ болаларму? Тохсән яшқа киргән Сараһму бала туғарму?!», — деди. «Ибраһим ... күлүп кәтти» — Ибраһим йәнә өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти ибраһимниң күлгәнлиги бәлким йерим ишәш, йерим ишәшсизликтин, йерим гумандин, йерим хошаллиқтин болса керәк. Лекин «Рим.» 4:17-21дә дейилгәнләр бойичә, Ибраһим тезла толуқ ишәшкә кәлди. Униң болғуси оғли «Исһақ»ниң исминиң мәнаси «күлкә»дур.
18 Ибраһим Худаға: — Аһ, Исмаил алдиңда яшиса еди! деди. «Исмаил Сениң алдиңда яшиса еди!» — Мәнаси, бәлким, «Исмаил сән Худаниң бәхит-бәрикитигә еришсун!» дегәндәктур. Хелә рошәнки, Ибраһим мошу вақитқичә Исмаилни Худа вәдә қилған оғлум, дәп үмүт қилип кәлгән еди.
19 Худа униңға: — Яқ, аялиң Сараһ җәзмән саңа бир оғул туғуп бериду. Сән униңға «Исһақ» дәп ат қойғин. Мән униң билән өз әһдәмни түзимән; бу униңдин кейин келидиған нәсли билән бағлиған әбәдий бир әһдә сүпитидә болиду. «Исһақ» — мәнаси «күлкә».   Яр. 18:10; 21:2. 20 Исмаилға кәлсәк, униң тоғрисидики дуайиңни аңлидим. Мана, Мән уни бәрикәтләп, нәслини көпәйтип, интайин зор көпәйтимән. Униң пуштидин он икки әмир чиқиду; Мән уни улуқ бир хәлиқ қилимән. «улуқ бир хәлиқ» — бу әрәбләрдур.   Яр. 16:10; 25:12,16. 21 Бирақ әһдәмни болса Мән келәр жили дәл мошу вақитта Сараһ саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән түзимән, — деди. Яр. 21:2.
22 Худа Ибраһим билән сөзлишип болуп, униң йенидин жуқуриға чиқип кәтти.
23 Шуниң билән шу күнила Ибраһим өз оғли Исмаилни, өз өйидә туғулғанлар вә пулға сетивалғанларниң һәммисини, йәни униң өйидики барлиқ әркәкләрни елип, Худа униңға ейтқандәк уларниң хәтнилигини кесип хәтнә қилди.
24 Ибраһимниң хәтнилиги кесилип, хәтнә қилинғанда, тохсән тоққуз яшқа киргән еди. 25 Униң оғли Исмаилниң хәтнилиги кесилип, хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди. 26-27 Ибраһим билән униң оғли Исмаил дәл шу күнниң өзидә хәтнә қилинди вә шундақла униң өйидики һәммә әр кишиләр, мәйли өйидә туғулған болсун яки яттин пулға сетивелинғанлар болсун, һәммиси униң билән биллә хәтнә қилинди.
 
 

17:1 «Қадир Тәңри» — ибраний тилида «Әл-Шатдай». «Шатдай» дегән сөз бәлким «мүрә» дегән мәнидики сөздин чиққан — шуниң билән «шатдай» «мән йөләнгән мүрәм» дегәндәк йеқимлиқ мәнини билдүриду. «Мениң алдимда меңип» — Худаға етиқат қилғучиларға Худаниң тәйярлиған бир йоли бар, улар униңда меңиши керәк. Демәк, етиқатчилар «Худа мени көрүп туриду, виҗданим бойичә меңишим керәк» дегән уқумда яшайду.

17:1 Яр. 5:22.

17:2 Яр. 12:2; 13:16; 15:5, 18; Мис. 2:24; 6:4; Лав. 26:42.

17:4 «мана, Мениң әһдәм сән билән түзүлгәндур: —» — яки «мана, Мән сән билән түзгән әһдәм шудур: -».

17:4 Рим. 4:17.

17:5 «Ибраһим» — ибраний тилида «Авраһам». Буниң мәнаси «нурғун әвлатлириниң атиси» яки «көплигән хәлиқләрниң атиси».

17:6 Мат. 1:6.

17:7 Яр. 13:15.

17:8 Яр. 15:18; Қан. 1:8.

17:10 «Мән сән билән...» — ибраний тилида «Мән силәр билән...». Бу «силәр» Ибраһим вә барлиқ өйидики адәмләрни көрситиши керәк.

17:11 Рос. 7:8; Рим. 4:11.

17:12 Лав. 12:3; Луқа 2:21.

17:15 «Сарай» — мәнаси «мениң мәликәм». Лекин «Сараһ» болса пәқәт «мәликә» дегән мәнидә. Буниң әһмийити бәлким шуки, шу чағдин башлап Сараһ пәқәт Ибраһим өзигила «мәликә» болупла қалмай, бәлки Худа алдидиму етиқати түпәйлидин «мәликә» дәп һесаплиниду («Ибр.» 11:11ни көрүң).

17:16 «... у әл-милләтләрниң аниси болиду» — Сараһдин болған шу әл-милләтләр «Йәһуда», «Исраил» (он қәбилә) вә «Едом» болиду. Он қәбилә сүргүн болғандин кейин улардин һазирқи бир нәччә милләт шәкилләнгән болуши мүмкин.

17:17 «Ибраһим ... күлүп кәтти» — Ибраһим йәнә өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти ибраһимниң күлгәнлиги бәлким йерим ишәш, йерим ишәшсизликтин, йерим гумандин, йерим хошаллиқтин болса керәк. Лекин «Рим.» 4:17-21дә дейилгәнләр бойичә, Ибраһим тезла толуқ ишәшкә кәлди. Униң болғуси оғли «Исһақ»ниң исминиң мәнаси «күлкә»дур.

17:18 «Исмаил Сениң алдиңда яшиса еди!» — Мәнаси, бәлким, «Исмаил сән Худаниң бәхит-бәрикитигә еришсун!» дегәндәктур. Хелә рошәнки, Ибраһим мошу вақитқичә Исмаилни Худа вәдә қилған оғлум, дәп үмүт қилип кәлгән еди.

17:19 «Исһақ» — мәнаси «күлкә».

17:19 Яр. 18:10; 21:2.

17:20 «улуқ бир хәлиқ» — бу әрәбләрдур.

17:20 Яр. 16:10; 25:12,16.

17:21 Яр. 21:2.