Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири; (1) «Бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмәслик керәк!» (улар дәйду) «Әнди ар-номус (биздин) һәргиз кәтмәйду!» (Микаһ дәйду); (2) «Дәрвәқә улар (пәйғәмбәрләр) бу ишлар тоғрилиқ бешарәт беришкә тохтайду! Әнди ар-номус биздин кәтмәйду!». ■ Йәш. 30:10; Ам. 7:16
Башқа бир хил тәрҗимиси: «И «Яқуп җәмәти» дәп аталғучи, Пәрвәрдигар сәвир-тақәтсизму? Булар (бу яман ишлар) униң қилғанлириму?».
«Қошумчә сөз»имиздә биз у тоғрилиқ йәнә азрақ шәрһләймиз. ■ Йәш. 32:4-5; 52:12; Һош..1:11; Зәк.12:8; Мат.3:5; 11:11-14; Юһ. 10:2-4
□2:2 «.. батур кишиниму җәмәти» — яки «... батур кишиниму өйи».
□2:4 «У (Пәрвәрдигар) етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!» — «мунапиқ» бәлким өз әһдисидә һеч турмайдиған Асурийә падишасини көрситиду.
■2:5 Қан. 32:8, 9
□2:6 «Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду! Әгәр пәйғәмбәрләр бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!» — бу айәттә «бешарәт бериш» дегән пеилниң йәнә бир тәрҗимиси: «шал чечиш» (кинайилик гәп). Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири; (1) «Бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмәслик керәк!» (улар дәйду) «Әнди ар-номус (биздин) һәргиз кәтмәйду!» (Микаһ дәйду); (2) «Дәрвәқә улар (пәйғәмбәрләр) бу ишлар тоғрилиқ бешарәт беришкә тохтайду! Әнди ар-номус биздин кәтмәйду!».
□2:7 «И Яқуп җәмәти, «Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму? Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду?» — демәк, Исраил (шүбуһисизки, сахта пәйғәмбәрләрниң тәлимлири билән): «Худа бизни сөйиду, биз Худаниң алаһидә хәлқи, У бизгә һәргиз яманлиқни йәткүзмәйду» — дәвериду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «И «Яқуп җәмәти» дәп аталғучи, Пәрвәрдигар сәвир-тақәтсизму? Булар (бу яман ишлар) униң қилғанлириму?».
□2:8 «... силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки, уларни худди уруштин қайтқанлардәк кийимсиз қалдурисиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... худди уруштин қайтиватқанлардин алғандәк силәр уларниң тонини ич кийимлири билән елип булисиләр» (уруштин қайтқанлар болса хатирҗәмликтә маңиду, әлвәттә).
□2:9 «Мениң гөзәл гөһирим» — (яки «Мениң зибузиннитимдин») — бәлким Қанаан зимининиң өзини көрситиду.
□2:11 «Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бириси «шарап һәм һарақниң көп болидиғанлиғи тоғрисида бешарәт беримән» десә, у мошу хәлиққә таза мувапиқ бир пәйғәмбәр болиду».
□2:12 «Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән; улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду» — бәзи алимлар «адәмләрниң көплүги»ни дүшмәнләрниң көплүги, дәп қарайду. Бирақ бир пада қойлар җәм қилинғинида, бәрибир чоң «вараң-чуруң» көтирилиду.
□2:13 «Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду; улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; улар бөсүп чиқти, ... уларниң падишаси уларниң алдида, Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду» — бу улуқ бешарәт Худаниң Йәһудани Асурийә империйәсидин қутқузидиғанлиғини көрситиду; бизниңчә бешарәт йәнә икки қетим әмәлгә ашурулиду. «Қошумчә сөз»имиздә биз у тоғрилиқ йәнә азрақ шәрһләймиз.
■2:13 Йәш. 32:4-5; 52:12; Һош..1:11; Зәк.12:8; Мат.3:5; 11:11-14; Юһ. 10:2-4