Тәврат календари бойичә «петир нан һейти»ниңму биринчи күни («Нисан», йәни 1-айниң -15-күни) «шабат күни» дәп һесаплиниши керәк еди («Лав.» 23:6-7). Шуңа униң һарпа күниму «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Бу «Нисан» айниң 14-күни еди.
Шабат күни Йәһудийлар арисида һәптиниң барлиқ күнлиригә охшашла кәчқурун башлиниду. 55 Вә униң билән Галилийәдин кәлгән аяллар Йүсүпкә әгишип, қәбирни вә униң җәсәтиниң қандақ қоюлғинини көрди. ■ Луқа 8:2. 56 Андин йенип берип әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди вә Тәвраттики әмир бойичә шабат күни арам елишти.□ «аяллар әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди» — «буюмлар» — яки «мәлһәмләр». Бу буюмларниң ишлитилишиниң мәхсити җәсәтниң үстигә чечип униң чирип кетишини астилитиштин ибарәт еди.
■23:1 Мат. 27:2; Мар. 15:1; Юһ. 18:28.
□23:2 «Қәйсәр» — Рим императори. «...хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ» — «(у) Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан» дегән шикайәт ялған, әлвәттә. 20:20-26ни көрүң. Шикайәт «сиясий җәһәттики» болуп, үч қисимни өз ичигә алиду: (1) у хәлиқни қутритиватиду, «аммивий тәртип»ни бузди; (2) хәлиқниң баҗ-селиқ беришигә йол қоймиди; (3) өзини падиша дәп елан қилди (демәк, Рим императориға қарши чиққан).
■23:2 Мат. 17:25; 22:21; Мар. 12:17; Луқа 20:25; Рос. 17:7; Рим. 13:7.
□23:3 «Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди» — «Ейтқиниңдәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
■23:3 Мат. 27:11; Мар. 15:2; Юһ. 18:33.
■23:13 Мат. 27:23; Мар. 15:14; Юһ. 18:38; 19:4.
□23:15 «Һеродму тапмиди» — яки «Һерод уни (бизгә) қайтуруветипту».
□23:16 «Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән» — бу «җазалаш» бәлким қамчилаш болатти. Бу сөзләр оқурмәнләргә ғәлитә туюлиши мүмкин. Бирәвда җинайәт болмиса, немишкә уни җазалайду? Мундақ адаләтсизлик Рим империйәси түзүмидә бәк көп еди. Улар делони сүрүштә қилғандиму адәмни қамчилайтти («Рос.» 22:24ни көрүң). Лекин мошу йәрдә Пилатусниң Әйсани мундақ «қамчилаймән» дейишиниң мәхсити пәқәт Йәһудий чоңларни бир аз рази қилиштин ибарәт еди, халас.
■23:17 Мат. 27:15; Мар. 15:6; Юһ. 18:39.
□23:22 «шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән» — 16-айәттики изаһатни көрүң.
■23:24 Мат. 27:26; Мар. 15:15; Юһ. 19:16.
□23:26 «Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди» — башқа Инҗил баянлиридин билимизки, буниң сәвәви Әйсаниң һалсирап кәткәнлигидин еди «Мат.» 27:32, «Мар.» 15:21 вә изаһатларни көрүң.
□23:30 «Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду» — Худаниң ғәзиви шунчә дәһшәтлик болидуки, кишиләр униңдин қечиш үчүн һәр қанчә қорқунучлиқ амал-чарә болсиму, халайду. «Һош.» 10:8 вә «Вәһий» 6:16ни көрүң.
■23:30 Йәш. 2:19; Һош. 10:8; Вәһ. 6:16; 9:6.
□23:31 «Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?!» — бу сирлиқ бешарәт бәлким: «Мән гунасиз, меһриван болуп Худаниң җаза қураллири болған чәтәлликләрниң қолида шунчә көп азап тартқан йәрдә, кәлгүсидә силәрдәк гунаға патқанларни улар қандақ җазалар?» дегәндәк.
■23:31 Йәр. 25:29; 1Пет. 4:17.
□23:33 ««баш сүйәк» дәп аталған җай» — «баш сүйәк» грек тилида «Калварий», ибраний тилида «Голгота».
■23:33 Мат. 27:33,38; Мар. 15:22; Юһ. 19:18.
■23:34 Зәб. 21:19; Мат. 27:35; Мар. 15:24; Юһ. 19:23; Рос. 7:60; 1Кор. 4:12.
□23:38 «Униң үстидики тахтайға грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди» — римлиқлар бу сөзләрни Әйсани мәсқирә қилиш үчүн язған, әлвәттә. Шүбһисизки, Пилатус бу арқилиқ Йәһудийларниму мәсқирә қилмақчи яки әйиплимәкчи болған; бирақ Худа болса бу арқилиқ һәқиқий әһвални көрсәткән («Юһ.» 19:19-22ни, «Зәб.» 75:11ни көрүң).
■23:38 Мат. 27:37; Мар. 15:26; Юһ. 19:19.
□23:43 «Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән» — Рәбниң: «сән «бүгүн» мән билән биллә җәннәттә болисән» дегән мошу сөзи бәзиләрниң: «Әйса өлгәндин кейин дозаққа чүшкән» дегән бидъәт тәлиминиң толиму хата екәнлигини көрситиду. Биз «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз.
□23:44 «алтинчи саат... тоққузинчи саат» — «алтинчи саат» чүш болуп, «тоққузинчи саат» чүштин кейин саат үч. Йәһудийлар вақитни әтигән саат алтидин башлап һесаплайтти (мәсилән, уларда «биринчи саат» биздә саат йәттә болатти).
■23:44 Мат. 27:45; Мар. 15:33.
□23:45 «ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти» — «Мат.» 27:51дики изаһатни көрүң.
■23:45 Мат. 27:51; Мар. 15:38.
□23:46 «Әйса... тиниқи тохтап, җан үзди» — яки «Әйса... роһини чиқарди». Грек тилида «роһ» вә «тиниқ» бир сөз билән ипадилиниду. «Зәб.» 30:6ни көрүң. Мошу айәттики биринчи «қаттиқ аваз билән нида қилиш»и бәлким «Юһ.» 19:30дә хатириләнгән.
■23:46 Зәб. 30:6; Мат. 27:50; Мар. 15:37; Юһ. 19:30; Рос. 7:59.
■23:47 Мат. 27:54; Мар. 15:39.
■23:50-51 Мат. 27:57; Мар. 15:43; Юһ. 19:38.
■23:53 Мат. 12:40; 26:12; 27:59; Мар. 15:46; Йәш.53:9
□23:54 «Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди» — «тәйярлиқ күни» шабат күни (дәм елиш күни, шәнбә күни)ниң һарпа күнидур. Дәм елиш күнидә кишиләрниң «иш қилмаслиқ»и үчүн һарпа күнидә тамақ етилиши вә башқа керәклик хизмәтләрни алдин-ала қиливелиши керәк еди — шуңа алдинқи күни «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Тәврат календари бойичә «петир нан һейти»ниңму биринчи күни («Нисан», йәни 1-айниң -15-күни) «шабат күни» дәп һесаплиниши керәк еди («Лав.» 23:6-7). Шуңа униң һарпа күниму «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Бу «Нисан» айниң 14-күни еди. Шабат күни Йәһудийлар арисида һәптиниң барлиқ күнлиригә охшашла кәчқурун башлиниду.
□23:56 «аяллар әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди» — «буюмлар» — яки «мәлһәмләр». Бу буюмларниң ишлитилишиниң мәхсити җәсәтниң үстигә чечип униң чирип кетишини астилитиштин ибарәт еди.