13
Аммонийлар билән Моабийларниң муқәддәс өйгә киришигә рухсәт қилинмаслиғи
1 Шу күндә Мусаниң китави җамаәт алдида оқуп берилди, китапта: Аммонийлар билән Моабийлар мәңгү Худаниң җамаитигә кирмисун,
■ 2 Чүнки улар Исраилларни озуқлуқ вә су әкилип қарши алмай, әксичә уларни қарғашқа Балаамни ялливалған; һалбуки, Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән, дәп йезилған сөзләр чиқти.
□ ■ 3 Шундақ болдики, җамаәт бу қанун сөзлирини аңлап барлиқ шалғут кишиләрни илғап чиқиривәтти.
Тобияниң өй сайманлириниң чиқирип ташлиниши
4 Бу иштин авал, Худайимизниң өйиниң ғәзнисини башқурушқа мәсъул каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп,
□ 5 униңға кәңри бир өйни тәйярлап бәргән еди. Шу өйдә илгири ашлиқ һәдийәләр, мәстики, қача-қуча, шуниңдәк Лавийлар, ғәзәлкәшләр вә дәрвазивәнләргә беришкә буйрулған ашлиқ өшриләр, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейи, шундақла каһинларға аталған «көтәрмә қурбанлиқ»лар сақлинатти.
6 Бу вақитларда мән Йерусалимда әмәс едим; чүнки Бабил падишаси Артахшаштаниң оттуз иккинчи жили мән падишаниң йениға қайтип кәткән едим; бир мәзгилдин кейин мән йәнә падишадин рухсәт елип
7 Йерусалимға қайтип барсам, Әлияшибниң Худаниң өйидики һойлиларда Тобияға өй һазирлап бәргәнлигидәк рәзил ишни уқтум.
8 Бу иш мени қаттиқ азаплиди, мән Тобияниң өйидики барлиқ өй җаһазлирини қоймай талаға ташлатқузивәттим.
9 Мән йәнә әмир қилип, у өйләрни паклатқузуп, андин Худаниң өйидики қача-қуча, ашлиқ һәдийәләр билән мәстикни у йәргә әкиргүзүп қойдум.
Лавийларға һәдийә қилинидиған өшриләрниң яңливаштин бекитилиши
10 Мән йәнә хәқләрниң Лавийларниң елишқа тегишлик үлүшлирини бәрмигәнлигини, һәтта вәзипигә қоюлған Лавийлар билән ғәзәлкәшләрниң һәр бириниң өз йәр-етизлиғиға қечип кәткәнлигини байқидим;
11 шуңа мән әмәлдарлар билән соқушуп, уларни әйипләп: — Немишкә Худаниң өйи шундақ ташливетилди?! — дәп,
Лавийларни жиғип уларни илгәрки орниға яңливаштин турғуздум.
□ 12 Андин барлиқ Йәһудийә хәлқи ашлиқ өшрисини, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейини ғәзнә-амбарлириға елип келип тапшурди.
13 Мән ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа ғәзничи-амбарчиларни тайинлидим; улар каһин Шәләмия, тәвратшунас Задок билән Лавийлардин болған Пидая еди; уларниң қол астида Маттанияниң нәвриси, Заккурниң оғли Һанан бар еди; чүнки буларниң һәммиси садиқ, ишәшлик дәп һесаплинатти; уларниң вәзиписи қериндашлириға тегишлик үлүшләрни үләштүрүп бериш еди.
14 — «Аһ Худайим, мошу иш йүзисидин мени яд әйлигәйсән, Худайимниң өйи вә униңға аит хизмәтләр үчүн көрсәткән меһримни өчүрүвәтмигәйсән!»
□
Хәлиққә шабат күнини һөрмәтләшни җекиләш
15 Шу күнләрдиму мән Йәһудийәдә бәзиләрниң шабат күнлиридә шарап көлчәклирини чәйләватқинини, өнчиләрни бағлап, буларни вә шуниңдәк шарап, үзүм, әнҗир вә һәр хил жүкләрни ешәкләргә артип, тошуп жүргәнлигини көрдүм; улар буларни Йерусалимға шабат күнидә елип кирди; уларниң мошу аш-түлүкләрни сетип жүргән күни мән уларни гувалиқ берип агаһландуруп қойдум.
16 Йәнә Йәһудийәдә туруватқан бәзи Турлуқлар белиқ вә һәр хил мал-таварларни тошуп келип шабат күни Йәһудийәликләргә сатидикән, йәнә келип буларни Йерусалимда сатидикән!
□ 17 Шу сәвәптин мән Йәһудийә әмирлири билән соқушуп, уларни әйипләп: — Силәрниң шабат күнини булғап, рәзил иш қилғиниңлар немиси?
■ 18 Илгири ата-боваңлар охшаш ишни қилған әмәсму, шуниң билән Худайимиз бизниң бешимизға вә бу шәһәргә һазирқи бу балаю-апәтни яғдурған әмәсму? Әнди силәр шабат күнини булғап, Исраилниң бешиға Худаниң ғәзивини техиму яғдуридиған болдуңлар, дедим.
19 Шуңа, шундақ болдики, шабат күнидин илгири, гугум сайиси Йерусалим қовуқлириға чүшкән вақтида, мән шәһәр қовуқлирини етишни буйрудум вә шуниңдәк шабат күни өтүп кәткичә қовуқларни ачмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрдум. Мән йәнә һеч қандақ жүкниң тошулуп қовуқлардин киргүзүлмәслиги үчүн хизмәткарлиримниң бәзилирини шәһәр қовуқлириға күзәтчи қилип турғузуп қойдум.
□ 20 Шундақ болсиму содигәрләр вә һәр хил мал-тавар сатидиғанлар бир-икки қетим Йерусалимниң сиртида түниди.
21 Мән уларни агаһландуруп: — Силәр немишкә сепилниң алдида түнәйсиләр? Йәнә шундақ қилидиған болсаңлар, мән үстүңларға қол салимән, девидим, улар шуниңдин башлап шабат күнидә кәлмиди.
□ 22 Андин шабат күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, мән Лавийларға: — Өзүңларни паклаңлар; андин келип сепил дәрвазилирини беқиңлар, дедим.
— «И Худайим, мошу иш йүзисидинму мени яд әйлигәйсән, Өзүңниң зор өзгәрмәс муһәббитиң билән мени айиғайсән!»
Ят әлликләр билән никаһлинишниң мәнъи қилиниши
23 Шу күнләрдә мән йәнә Ашдод, Аммон вә Моаб қизлирини хотунлуққа алған бәзи Йәһудаларни байқидим.
24 Уларниң пәрзәнтлириниң йерими Ашдодчә сөзләйдикән (вә яки жуқуриқи әлләрниң бириниң тилида сөзләйдиған) вә Йәһудий тилида шөзләлмәйдикән.
25 Мән уларни
соқушуп әйиплидим, уларни қарғидим, бир нәччисини уруп чач-сақаллирини юлдум, Худаниң нами билән қәсәм ичкүзүп: — Силәрниң қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәйсиләр, оғуллириңларғиму, өзүңларғиму улардин қиз алмайсиләр!
26 Исраил падишаси Сулайман мошундақ ишларда гуна садир қилған әмәсму? Нурғун әлләр арисида униңға охшаш һеч қандақ падиша йоқ еди; у өз Худаси тәрипидин сөйүлгән, Худа уни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тиклигән болсиму, лекин һәтта униму ят әллик аяллар аздуруп гунаға патқузған.
■ 27 Әнди силәрниң гепиңларға кирип бундақ чоң рәзиллик қилип, ят әллик қизларни елип Худайимизға вапасизлиқ қилимизму? — дедим.
28 Баш каһин Әлияшибниң нәвриси, Йояданиң оғуллиридин бири Һоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди; мән уни йенимдин қоғливәттим.
29 — «И Худайим, Сән уларни ядиңда тутқайсән, чүнки улар каһинлиққа дағ тәккүгүчиләр, каһинлиқ һәм Лавийларға тәвә әһдиниму булғиғучилардур!».
30 Шуниң билән мән уларни ят әлликләрниң булғашлиридин нери қилип пакландурдум вә каһинлар билән Лавийларниң вәзипилириниму яңливаштин бәлгүләп, һәр кимни өзиниң ишиға егә қилдим. 31 Мән йәнә өз вақтида отун-яғач елип келиниши вә дәсләпки һосулни йәткүзүп турушқиму адәм орунлаштурдум.
«Аһ Худайим, мени ядиңда тутуп, маңа шапаәт көрсәткәйсән!».