□3:1 «Қанлиқ шәһәргә вай!» — «қанлиқ шәһәр» Нинәвә шәһирини көрситиду, әлвәттә; 1-3-айәтләрдә, бөсүп киргән қошунлири, шундақла уларниң қирғинчилиғи тәсвирлиниду.
□3:4 «Сеһирләрниң пири у» — «у» бу йәрдә Нинәвә шәһирини көрситиду. «у... әлләрни паһишивазлиғи, җәмәтләрни сеһирлири билән сетиветиду; сән шеринсухән паһишиниң нурғун паһишиликлири түпәйлидин,...» — Нинәвәдикиләр рәһимсизлик, зораванлиқтин һәвәс алған болупла қалмай, йәнә көп әлләргә көп җадугәрлик һәм хурапатлиқ өрп-адәтлирини һәм өзлириниң паскина бутпәрәслигини тарқатқан еди.
□3:7 «Мән саңа тәсәлли бәргүчиләрни нәдин тепип беримән?» — Наһум пәйғәмбәр мошу йәрдә сөз ойини қилип өзиниң исми («тәсәлли бәргүчи» дегән мәнидә) үстидә кинайилик, һәҗвий гәп қилиду. У өзиниң Йәһуда хәлқигә бешарәтлири билән тәсәлли бәргән еди. Бирақ «Нинәвә шәһири үчүн «Наһум»лар нәдин тепилиду?».
□3:9 «Пут һәм Ливийәликләр униңға ярдәмчи еди» — «Пут» дегән жут һазирқи Сомалийә. «Ливийә», йәни «Либя»ниң қедимки исми «Куш».
□3:10 «Уму (Но-Амонму, 8-айәтни көрүң) елип кетилип, әсирликкә чүшкән; барлиқ коча бешида бовақлири чөрүп ташливетилди,....» — Мисирдики чоң шәһәр «Но-Амон» интайин мустәһкәм, һәтта Асурийә шәһиридин техиму «йеңилмәс» еди. У Нил (деңиздәк кәң болған) дәриясиниң төрт еқими арисиға җайлашқан болуп, 20000 җәң һарвуси, 100 дәрвазилиқ зор егиз сепили бар, төрт мәмликәт билән иттипақдаш еди. Шуңа у «йеңилмәс бир шәһәр» дәп һесапланған. Бирақ у Асурийә падишаси Ашурбанипал тәрипидин миладийәдин илгәрки 665-жили рәһимсизлик билән битчит қилинди.
□3:11 «Сәнму мәс болисән; сән мөкүнүвалисән,...» — «сәнму мәс болисән» — тарихта көп күчлүк шәһәрләр өзидә турғучиларниң бехәстилик қилиши вә өзлиридин мәғрурлинип һарақ ичип мәс болуши билән, дүшмәнләр бөсүп киргән. Но-Амонниң әһвалиму бәлким шундақ болған, Нинәвәниң ақивити җәзмән шундақ болиду.
□3:13 «хәлқиң шәһириңдә қиз-аяллардәк болуп қалди» — бу икки бислиқ гәп. Биринчидин Нинәвә шәһиридики көп әрләр шу дәвирдики падишаси Сардонополисқа әгишип бәччиваз болуп кәтти. Сардонополис өзи аялчә кийинип жүрәтти. Бу ишлар Худа алдида өзлиригә җаза елип келидиған еғир гуна еди. Иккинчидин, җәңгә кәлгәндә, Асурийә хәлқи қиз-аяллардәк қорқуп кетип қачидиғанлиғини көрситиду.
□3:16 «чекәткә личинкиси қанат чиқирип, учуп кетиду!» — «чекәткә личинкиси ... учуп кетиду» дегәнниң мәнаси бәлким Нинәвәниң көп содигәрлири бешиға еғир күн чүшкәндә униңға һеч ярдәм бәрмәй, «бекар тәләп» чекәткидәк қечип кетиду; 17-айәтниму көрүң.
□3:17 «Сениң әрбаблириң чекәткиләрдәк, сәрдарлириң миҗир-миҗир чақчиқизлардәк болиду; мана улар соғ күнидә читлар ичигә киривелип макан қилиду» — чекәткиләр соғ вақитларда «тоңлап қетип қалиду», һеч мидирлимас болуп қалиду. Асурийәниң әскәрлири охшашла җәңгә киргәндә һеч һәрикәт қилмай, бәлким қорқунучтин «қетип қалиду». Андин улар қечип «учуп кетиду».
□3:18 «Чопанлириң үгдәп қалди, и Асурийәниң падишаси.... хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, һеч ким уларни жиғмайду...» — «чопанлириң» йәни «хәлиқ падичилириң», «хәлиқ баққучилириң» бәлким мәмликәтниң бехәтәрлигигә мәсъул болғанларни, йәни падишаниң ордисидики вәзир-вузралирини көрситиду. Һеч ким тарқилип кәткән Асурийә хәлқидин хәвәр елип уларни жиғмайду, бақмайду. «Хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, һеч ким уларни жиғмайду...» — Асурийә хәлқи тарқитилғандин кейин һәргиз қайтидин бир әл-жут болмиған.