24
Дағлишип кәткән қазан
1 Тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, бу күнни, дәл мошу күнниң числасини йезивалғин; чүнки дәл мошу күндә Бабилниң падишаси Йерусалимни муһасиригә алди.
3 Асий җәмәтниң алдиға бир тәмсилни қоюп мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қазанни отниң үстигә қоюңлар, от үстигә қоюңлар, униңға су қоюңлар;
■ 4 гөш парчилири, һәр бир есил гөш парчилирини, пут вә қолини униңға жиғип селиңлар; есил устиханларниму қошуңлар;
5 қой падисидин әң есиллирини елиңлар; устиханларни пиширишқа униң астиға отун топлап қоюңлар; уни қаттиқ қайнитиңлар, униңдики устиханлар убдан қайнисун.
6 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға, йәни дат басқан қазанға, һеч дети кәтмәйдиған қазанға вай! Униңдики һәммини бирдин-бирдин ал; униңға несивә чеки ташланмисун!
□ ■ 7 Чүнки у төккән қан униң оттурисида туриду; у қанни топа билән көмгили болғидәк йәргә әмәс, бәлки тақир таш үстигә төкти.
□ 8 Қәһримни қозғаш, интиқам елиш үчүн, у төккән қанниң йепилмаслиғи үчүн тақир таш үстигә қалдурдум.
9 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға вай! Мәнму униң отун догисини йоған қилимән!
■ 10 Отунни догилаңлар, отни йиқип чухчулаңлар, гөш убдан пишсун, дора-дәрмәкләрни қошуңлар, устиханлар көйүп кәтсун!
11 Андин қазанни қизитип, униңдики мисни қип-қизил қилиңлар, ичидики дағ-кирлар еритилип, униң дети чиқириветилиш үчүн уни қуруқ пети чоғлар үстигә қоюңлар!
12 Униң қилған аваричиликлири Мени упратти;
Лекин униң қелин дети униңдин кәтмиди;
Шуңа униң дети отта туривәрсун!
13 Сениң паскиничилигиңдә бузуқ паһишилик бардур; Мән сени пакизлимақчи болдум, лекин сән паскиничилиқтин пакизландурулмаймән дедиң; әнди қәһримни үстүңгә төкүп тохтатмиғичә сән паскиничилиқтин пакизландурулмайсән.
14 Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим; у әмәлгә ашурулиду, Мән уни ада қилимән; Мән нә буниңдин янмаймән, нә һеч саңа ичимни ағритмаймән, нә униңдин өкүнмәймән; улар сениң йоллириң вә қилмишлириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалайду — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
■
Әзакиялниң сөйүмлүк аялиниң өлүми
15 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
16 «И инсан оғли, Мән сениң сөйүмлүк көз қаричуқуңни бир уруш билән сәндин елип кетимән; бирақ сән һеч матәм тутма, һеч жиғлима, һеч көз йеши қилма; 17 сүкүт ичидә уһ-зар тартисән; өлгүчи үчүн һеч һаза тутма; сәлләңни бешиңға орап, кәшлириңни путуңға бағлиғин; йүзүңниң төвинини йепивәтмә, адәмләр епбәргән нандин йемә».
18 Шуниң билән Мән әтигәндә хәлиқкә сөз қилдим; кәчқурунда аялим өлди. Иккинчи күни әтигәндә мән буйрулғини бойичә иш қилдим. 19 Әнди халайиқ маңа: «Сениң бу қилған ишлириңниң немини көрсәткәнлигини демәмсән?» деди.
20 Мән уларға мундақ дедим: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
21 Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән Өз муқәддәс җайимни, йәни сән пәхирләнгән күч-таянчиңни, көзүңларни хошал қилғучи, җениңлар тәшна болған нәрсини булғай дәватимән; силәрниң кәйниңларда қалған қиз-оғуллар қилич билән йоқилиду.
22 Шу тапта силәр Мән
Әзакиял һазир қилғинимдәк қилисиләр; силәр йүзүңларниң төвинини япмайсиләр, адәмләр епбәргән нандин йемәйсиләр;
23 сәлләңлар бешиңларда, кәшиңлар аяқлириңда боливериду; силәр һеч матәм тутмайсиләр яки һеч жиғлимайсиләр; силәр қәбиһликлириңлар ичидә солишип, бир-бириңларға қаришип уһ-зар тартисиләр.
□ ■ 24 Шундақ қилип Әзакиялниң өзи силәргә бешарәт болиду; у қандақ қилған болса, силәр шундақ қилисиләр; бу иш әмәлгә ашурулғанда, силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
■ 25 — Вә сән, и инсан оғли, Мән улардин күч-истиһкамини, улар пәхриләнгән гүзәк гөһрини, сөйүмлүк көз қаричуқлирини, җан-җегири болған қиз-оғуллирини улардин мәһрум қилидиған күнидә,
26 — йәни шу күнидә, саңа бу хәвәрни қулиқиңға йәткүзүш үчүн бир қачқун йениңға кәлмәмду?
27 Шу күнидә ағзиң ечилған болиду, сән бу қачқун билән сөзлишисән, йәнә һеч гача болмайсән; шундақ қилип улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
□