□2:2 «У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди» — «Роһ», мошу йәрдә шүбһисизки, Худаниң Роһини көрситиду.
□2:3 «Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»» — мошу йәрдә «ят әлләр» кинайилик гәп болуп, шүбһисизки «Исраил» (шималий падишалиқ) вә Йәһуда (җәнубий падишалиқ) дегән икки әлни көситиду. Улар Худаға «ят», улар чәтәлликләрдәк бутқа чоқунди. «Исраил» (шималий падишалиқ) 125 жил илгири Асурийә империйәси тәрипидин сүргүн болған еди. Асурийә империйәси ғулиғандин кейин, бәлким сүргүн болған көп Исраиллар Бабилда қелип, сүргүн болған «Йәһуда»дикиләр билән арилишип бир болуп кәткән.
□2:6 «гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму,...» — «тикән-җиғанлар» вә «чаянлар» дегәнләр шүбһисизки, Исраилларни көрситиду.
■2:6 Йәр. 1:8, 17; Әз. 3:9; Луқа 12:4; 1Пет. 3:1
□2:10 «У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди» — адәттә, «орам язмилар»да пәқәт ичидила хәт йезиқлиқ болатти. Алимларниң бу орам язминиң «алди-кәйни»гә хәт йезилғанлиғи тоғрилиқ һәр хил пикри бар. Шүбһисизки, униң бир әһмийити шуки, Худаниң сап сөзлиригә һеч кимниң қошумчә сөзләрни йезиш мүмкинчилиги йоқ еди; бизниңчә, бу иш йәнә Худаниң уларни әйипләйдиған сөзлириниң нурғунлиғини тәкитләйду.