4
Әйсаниң чөл-баяванда синилиши
Мат. 4:1-11; Мар. 1:12-13
Андин Әйса Муқәддәс Роһқа толуп, Иордан дәриясидин қайтип келип, Роһ тәрипидин чөл-баяванға елип берилди. Мат. 4:1; Мар. 1:12. У у йәрдә қириқ күн Иблис тәрипидин синалди. У бу күнләрдә һеч нәрсә йемиди. Күнләр аяқлашқанда, униң қосиғи таза ачқан еди. Мис. 34:28; 1Пад. 19:8.
Әнди Иблис униңға:
— Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң, мошу ташқа: «Нанға айлан!» дәп буйруғин — деди. «Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң...» — грек тилида бу 3- вә 9-айәтләрдики «әгәр» адәттә «әгәр ...болсаң» (әгәр болсаң вә дәрвәқә шундақ болисән)» дегән мәнини пуритиду.
«Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду, әлвәттә.
Әйса униңға җававән:
Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дәп йезилған, — деди. «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» — «Қан.» 8:3.
«...бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дегән сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду («Мат.» 4:4ни көрүң).
   Қан. 8:3; Мат. 4:4.
Иблис йәнә уни егиз бир таққа башлап чиқип, бир дәқиқә ичидә дуниядики барлиқ дөләтләрни униңға көрсәтти. Иблис униңға: — Мән бу һакимийәтниң һәммисини вә униңға тәвә барлиқ шанушәвкәтләрни саңа тәқдим қилимән; чүнки булар маңа тапшурулған, мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән. Әгәр баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду, — деди.
Әйса униңға җавап берип:
Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» дәп йезилған, — деди. «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» — Тәврат, «Қан.» 6:13.   Қан. 6:13; 10:20; 1Сам. 7:3.
Андин Иблис уни Йерусалимға елип барди вә уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп:
— Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! «уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп...» — яки «уни ибадәтханиниң егиз җайиға турғузуп...».
«Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.
10 Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сени қоғдаш һәққидә әмир қилиду»; 11 вә, «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп йезилған, — деди. «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» — «Зәб.» 90:11, 12. Шәйтанниң бу айәтни ишләткини тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.   Зәб. 90:11,12.
12 Әйса униңға: — «Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму йезилған, — деди. «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» — «Қан.» 6:16.   Қан. 6:16.
13 Иблис барлиқ синашларни ишлитип чиққандин кейин, уни вақтинчә ташлап кетип қалди.
 
Әйса Галилийә өлкисидә
Мат. 4:12-17; Мар. 1:14-15
14 Әйса Роһниң күч-қудрити ичидә Галилийә өлкисигә қайтип кәлди. Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди. «Роһниң күч-қудрити ичидә...» — Муқәддәс Роһниң күч-қудритидә, әлвәттә.   Мат. 4:12; Мар. 1:14; Юһ. 4:43; Рос. 10:37. 15 У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди вә уларниң улуқлашлириға сазавәр болди. «У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди» — «синагог»лар тоғрилиқ «тәбирләр»имизни көрүң.
 
Насарәттә чәткә қеқилиш
Мат. 13:53-58; Мар. 6:1-6
16 У өзи беқип чоң қилинған жути Насарәткә келип, шабат күни адәттикидәк синагогқа кирди вә шундақла муқәддәс язмиларни оқушқа өрә турди Нәһ. 8:4, 5; Мат. 13:54; Мар. 6:1; Юһ. 4:43. 17 вә Тәвраттики «Йәшая» дегән қисим униңға тапшурулди. У орам язмини ечип, муну сөзләр йезилған йәрни тепип оқуди:
18-19 — «Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда,
Чүнки У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди.
Тутқунларға азатлиқни,
Вә корларға көрүш шипасини җакалашқа,
Езилгәнләрни халас қилишқа,
Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти». «У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди» — «мәсиһ қилиш» (яки «мәсиһләш») тоғрилиқ «Йәш.» 61:1дики изаһат вә «Тәбирләр»имизни көрүң. Бәзи кона көчүрмиләрдә «У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа» дегән сөзләр мошу айәттә қошулиду. «У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди. Тутқунларға азатлиқни вә корларға көрүш шипасини җакалашқа, езилгәнләрни халас қилишқа, Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти» — бу сөзләр «Йәш.» 61:1 һәм 58:6дин елинған.   Йәш. 42:7; 61:1, 2; Мат. 11:5.
 
20 У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди. Синагогта олтарғанларниң һәммисиниң көзлири униңға тикилип туратти. «У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди» — синагогларда тәлим бәргүчиләр авал муқәддәс язмиларни оқушқа туратти, андин тәлим беришкә олтиратти. 21 У көпчиликкә:
— Мана бу айәт бүгүн қулиқиңларға аңланғинида әмәлгә ашурулмақта, — деди.
22 Һәммиси униң яхши гепини қилишип, униң ағзидин чиқиватқан шапаәтлик сөзлиригә һәйран қелишип:
— Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти. Йәш. 50:4; Мат. 13:54; Мар. 6:2; Луқа 2:47; Юһ. 6:42.
23 У уларға:
— Шүбһисизки, силәр маңа «Әй тевип, авал өзүңни сақайт!» дегән тәмсилни кәлтүрүп, «Хәвәр тапқинимиздәк, Кәпәрнаһум шәһиридә немә ишлар йүз бәргән болса, мошу йәрдиму, өз жутуңдиму шуларни көрсәтмәмсән?» дәватисиләр, — деди. Мат. 4:13.
24 — Бирақ шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жути тәрипидин қобул қилинған әмәс. Мат. 13:57; Мар. 6:4; Юһ. 4:44. 25 Мән силәргә шу һәқиқәтни әслитимәнки, Иляс пәйғәмбәрниң вақтида, асман уда үч жил алтә ай етилип, дәһшәтлик бир қәһәтчилик барлиқ зиминни басқанда, Исраилда нурғун тул аяллар бар еди; 26 бирақ Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән. «Зарәфат» — грек тилида «Сарәпта». «Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән» — бу вақиә «1Пад.» 17:9-24дә хатириләнгән. Иляс пәйғәмбәр Зидон райони (Йәһудий әмәсләрниң зимини)дики шу тул хотунниң өйигә әвәтилип, униң өйидә турған вә ачарчилиқ ахирлашқичә тул хотун, оғли вә өзи үчүн озуқ-түлүк тәминлигән. Демәк, Худаниң Өз хәлқи — Йәһудийлар арисида Илиясниң шундақ мөҗизилик ярдимигә еришкидәк ихласмәнлик мәвҗут болмиған еди, әксичә, итаәтсизлик вә асийлиқ очуқ-ашкарә көрүнәтти. 27 Вә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс! — деди. «Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс!» — Сурийәлик Нааман Йәһудий әмәс еди, әлвәттә. Бу вақиә «2Пад.» 5:1-14дә хатириләнгән. Мәсиһниң уларға «Силәр Худаниң шапаитини вә ниҗатини рәт қилғачқа, У әнди Йәһудий әмәсләргә меһри-шәпқәт көрситиду!» дегәндәк еди.   2Пад. 5:14.
28 Синагогдикиләр бу сөзләрни аңлап, һәммиси қаттиқ ғәзәпләнди; 29 орнидин турушуп, уни шәһәрдин һайдап чиқирип, шу шәһәр җайлашқан тағниң левигә әчиқип, тик ярдин ташливәтмәкчи болушти. «уни шәһәрдин һайдап чиқирип...» — грек тилида «уни шәһәрдин ташлап...». 30 Лекин у уларниң арисидин бемалал өтүп, өз йолиға чиқип кәтти.
 
Әйсаниң җинни һайдиветиши
Мар. 1:21-28
31 У Галилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум дегән бир шәһиригә чүшти, у йәрдә шабат күнлиридә хәлиққә тәлим берәтти. Мат. 4:13; Мар. 1:21. 32 Улар униң тәлимигә һәйран қелишти, чүнки униң сөзи толиму нопузлуқ еди. Мат. 7:29; Мар. 1:22. 33 Әнди синагогта напак җинниң роһи чаплашқан бир киши болуп, униңдики җин қаттиқ авазда: «напак җинниң роһи» — бу дегәнлик сөз бәлким бу җинниң интайин напак екәнлигини тәкитлимәкчи.   Мар. 1:23.
34 — Әй Насарәтлик Әйса, сениң биз билән немә кариң?! Бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, Худаниң Муқәддәс Болғучисисән! — дәп товлап кәтти.
35 Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип:
— Ағзиңни юм! Униңдин чиқ! — девиди, җин һелиқи адәмни халайиқ оттурисида жиқитиветип, униңдин чиқип кәтти. Лекин униңға һеч зәрәр йәткүзмиди. 36 Һәммәйлән буниңдин қаттиқ һәйран болушуп, бир-биригә:
— Бу зади қандақ иш! У дәрвәқә һоқуқ вә қудрәт билән напак роһларға әмир қилсила, улар чиқип кетидикән, — дейишти. «Бу зади қандақ иш!» — яки «Бу зади қандақ тәлим?». 37 Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
 
Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
Мат. 8:14-17; Мар. 1:29-34
38 Әйса синагогтин чиқип, Симонниң өйигә кирди. Лекин Симонниң қейинаниси еғир тәп кесили болуп қалған еди; улар Әйсадин униң һаҗитидин чиқишини өтүнди. Мат. 8:14; Мар. 1:29. 39 У аялниң бешида туруп, тәпкә тәнбиһ беривиди, тәп шуан униңдин кәтти. У дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40 Күн петиши биләнла, кишиләр һәр хил кесәлләргә гириптар болған йеқинлири болсила, уларни униң алдиға елип келишти. У уларға бир-бирләп қолини тәккүзүп, уларни сақайтти. «күн петиши биләнла,...» — шабат күни түгигәндә (кәчтә), «иш қилиш» яки «хизмәт қилиш»қа болатти (мәсилән, кесәл адәмни көтириш қатарлиқ).   Мат. 8:16; Мар. 1:32; 7:32; 8:23,25. 41 Кишиләргә чаплашқан нурғун җинлар улардин чиқип: «Сән Худаниң Оғли!» дәп товлап кетәтти. Лекин у уларға тәнбиһ берип, сөз қилишиға йол қоймиди; чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти. Мар. 1:34; 3:11.
42 Күн чиқиши билән, у шәһәрдин чиқип, пинһан бир җайға кәтти. Бирақ топ-топ халайиқ уни издәп жүрәтти; улар уни тапқанда алдиға келип, уни аримизда қалсун дәп кетишидин тосмақчи болушти. Мар. 1:35. 43 Лекин у уларға:
— Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини башқа шәһәр-йезиларғиму йәткүзүшүм керәк; чүнки мән дәл бу ишқа әвәтилгәнмән, — деди.
44 Шуниң билән у Галилийәдики синагогларда тәлим берип жүривәрди. «Галилийәдики синагогларда» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «Йәһудийәдики синагогларда» дейилиду.
 
 

4:1 Мат. 4:1; Мар. 1:12.

4:2 Мис. 34:28; 1Пад. 19:8.

4:3 «Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң...» — грек тилида бу 3- вә 9-айәтләрдики «әгәр» адәттә «әгәр ...болсаң» (әгәр болсаң вә дәрвәқә шундақ болисән)» дегән мәнини пуритиду. «Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду, әлвәттә.

4:4 «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» — «Қан.» 8:3. «...бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дегән сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду («Мат.» 4:4ни көрүң).

4:4 Қан. 8:3; Мат. 4:4.

4:8 «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» — Тәврат, «Қан.» 6:13.

4:8 Қан. 6:13; 10:20; 1Сам. 7:3.

4:9 «уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп...» — яки «уни ибадәтханиниң егиз җайиға турғузуп...». «Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.

4:11 «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» — «Зәб.» 90:11, 12. Шәйтанниң бу айәтни ишләткини тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

4:11 Зәб. 90:11,12.

4:12 «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» — «Қан.» 6:16.

4:12 Қан. 6:16.

4:14 «Роһниң күч-қудрити ичидә...» — Муқәддәс Роһниң күч-қудритидә, әлвәттә.

4:14 Мат. 4:12; Мар. 1:14; Юһ. 4:43; Рос. 10:37.

4:15 «У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди» — «синагог»лар тоғрилиқ «тәбирләр»имизни көрүң.

4:16 Нәһ. 8:4, 5; Мат. 13:54; Мар. 6:1; Юһ. 4:43.

4:18-19 «У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди» — «мәсиһ қилиш» (яки «мәсиһләш») тоғрилиқ «Йәш.» 61:1дики изаһат вә «Тәбирләр»имизни көрүң. Бәзи кона көчүрмиләрдә «У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа» дегән сөзләр мошу айәттә қошулиду. «У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди. Тутқунларға азатлиқни вә корларға көрүш шипасини җакалашқа, езилгәнләрни халас қилишқа, Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти» — бу сөзләр «Йәш.» 61:1 һәм 58:6дин елинған.

4:18-19 Йәш. 42:7; 61:1, 2; Мат. 11:5.

4:20 «У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди» — синагогларда тәлим бәргүчиләр авал муқәддәс язмиларни оқушқа туратти, андин тәлим беришкә олтиратти.

4:22 Йәш. 50:4; Мат. 13:54; Мар. 6:2; Луқа 2:47; Юһ. 6:42.

4:23 Мат. 4:13.

4:24 Мат. 13:57; Мар. 6:4; Юһ. 4:44.

4:26 «Зарәфат» — грек тилида «Сарәпта». «Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән» — бу вақиә «1Пад.» 17:9-24дә хатириләнгән. Иляс пәйғәмбәр Зидон райони (Йәһудий әмәсләрниң зимини)дики шу тул хотунниң өйигә әвәтилип, униң өйидә турған вә ачарчилиқ ахирлашқичә тул хотун, оғли вә өзи үчүн озуқ-түлүк тәминлигән. Демәк, Худаниң Өз хәлқи — Йәһудийлар арисида Илиясниң шундақ мөҗизилик ярдимигә еришкидәк ихласмәнлик мәвҗут болмиған еди, әксичә, итаәтсизлик вә асийлиқ очуқ-ашкарә көрүнәтти.

4:27 «Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс!» — Сурийәлик Нааман Йәһудий әмәс еди, әлвәттә. Бу вақиә «2Пад.» 5:1-14дә хатириләнгән. Мәсиһниң уларға «Силәр Худаниң шапаитини вә ниҗатини рәт қилғачқа, У әнди Йәһудий әмәсләргә меһри-шәпқәт көрситиду!» дегәндәк еди.

4:27 2Пад. 5:14.

4:29 «уни шәһәрдин һайдап чиқирип...» — грек тилида «уни шәһәрдин ташлап...».

4:31 Мат. 4:13; Мар. 1:21.

4:32 Мат. 7:29; Мар. 1:22.

4:33 «напак җинниң роһи» — бу дегәнлик сөз бәлким бу җинниң интайин напак екәнлигини тәкитлимәкчи.

4:33 Мар. 1:23.

4:36 «Бу зади қандақ иш!» — яки «Бу зади қандақ тәлим?».

4:38 Мат. 8:14; Мар. 1:29.

4:40 «күн петиши биләнла,...» — шабат күни түгигәндә (кәчтә), «иш қилиш» яки «хизмәт қилиш»қа болатти (мәсилән, кесәл адәмни көтириш қатарлиқ).

4:40 Мат. 8:16; Мар. 1:32; 7:32; 8:23,25.

4:41 Мар. 1:34; 3:11.

4:42 Мар. 1:35.

4:44 «Галилийәдики синагогларда» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «Йәһудийәдики синагогларда» дейилиду.