Демәк, «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди» — қиямәт күни Аюп уларниң тирилдүрүлүши биләнла йәнила хошаллиқ билән улар билән җәм болуп, он төрт оғли, алтә қизи билән дидарлишип, «йеңи асман, йеңи зимин»да биллә олтирип ғизалиниду. 14 У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди. □ «Йемимаһ» — «пахтәк» дегән мәнидә.
«Кәзийә» — «дарчин» (хушпурақлиқ бир хил әтир) дегән мәнидә.
«Кәрән-хапуқ» — «сүрмә мүңгүз» (сүрмигә толған бир мүңгүз) дегән мәнидә. 15 Пүткүл зиминда Аюпниң қизлиридәк шунчә гөзәл қизларни тапқили болмайтти; атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди.□ «атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди» — бәлким йеңи аилиси үчүн миннәтдарлиғини билдүрүш, яки униң һазирқи байлиқлириниң моллуғини билдүрүш үчүн шундақ қилған.
□42:3 ««Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» Бәрһәқ, мән өзүм чүшәнмигән ишларни дедим...» — Аюп Худаниң (38:2) сориған соалиға җавап бәргинидә, Худаниң Өзигә әсли тәнбиһ бәргән сөзлирини қобул қилип хаталиқини иқрар қилип, җавап берип: — «Мән!» дегәндәк, өзигә бу җавапкарлиқни алиду. Бирақ жуқурида дегинимиздәк, униң үч дости һәм Елихуму охшашла «несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән» еди, дәп қараймиз.
■42:3 Аюп 38:2; Зәб. 39:6; 130:1; 137:6; 138:6
□42:5 «Аңлап баққайсән, сөзләп берәй; мән Сәндин сорай, Сән мени хәвәрдар қилғайсән» — бәзи шәрһчиләр бу сөзләрни Худаниңки (38:3, 40:7), Аюп пәқәт уларни нәқил кәлтүрүп әслитиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә Аюп уларни өзиниң чин көңлидики гепи қилип ишлитиду.
□42:6 «Топа-чаңлар вә күлләр арисида товва қилдим» — қедимдә қаттиқ товва қилиш, пушайман қилиш, матәм тутушлар «топа-чаңлар вә күлләр арисида» олтириш арқилиқ билдүрүләтти.
□42:7 «Мениң ғәзивим ... қозғалди; чүнки силәр Мениң тоғрамда Өз қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк сөзлимидиңлар» — Худаниң бу сөзи, болупму «Мениң қулум Аюп Мениң тоғрамда тоғра сөзлигән» дегини, бизгә ачқуч болуп, үч достниң вә Аюпниң баянлиридин тоғра вә натоғра йәрлирини пәриқ етиш үчүн һалқилиқ роль ойниғуси.
□42:8 «Қулум Аюп силәр үчүн дуа қилиду» — рошәнки, Худа Аюпқа ишиниду, көзи Аюпниң дости үчүн дуа қилишқа рази болидиғанлиғиға йетиду.
□42:10 «Пәрвәрдигар уни азап-қийинчилиқлиридин қайтуруп, әслигә кәлтүрди» — ибраний тилида: «Пәрвәрдигар Аюпни әсирлигидин әслигә кәлтүрди».
□42:11 «һәр бир адәм униңға бир тәңгидин көмүш, бирдин алтун һалқа беришти» — әшу вақитта бәлким тәңгә-тилладәк пул йоқ, пәқәт алтун-күмүч парчилири болуши мүмкин.
□42:13 «Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди» — Пәрвәрдигар Аюпқа «тирилиш» тоғрилиқ беваситә һеч қандақ гәп қилмиди. Бирақ тексттә (10-айәт) мундақ дейилиду: — «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди». Һайванларниң сани болса икки һәссә дәриҗидә көпәйтилди. Мәсилән, әслидә униң йәттә миң қойи бар еди; һазир униң он төрт миң қойи бар болди, қатарлиқлар. Бирақ әслидә униң «он балиси, йәни йәттә оғли, үч қизи» бар еди; һазир болса униң он төрт оғли, алтә қизи бар болуш керәкқу? Әмәлийәттә у қиямәт күнидә қайтидин әслидики йәттә оғли, үч қизи билән җәм болиду. Шу чағда у һәқиқәтән он балилиқла әмәс, бәлки жигирмә балилиқ болиду. Аюп йеңи балилириниң онинчиси билән тохтап қелиши билән, бәлким бу «икки һәссә» дегән иш кәлгүсидә чоқум бир тирилишни көрситиду, мән әслидики он сөйүмлүк баламдин пәқәт вақитлиқ айрилдим, дәп ойлашқа башлиған болса керәк. Шуңа бизниңчә тирилиш тоғрилиқ бу ишлардин бешарәт алди. Демәк, «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди» — қиямәт күни Аюп уларниң тирилдүрүлүши биләнла йәнила хошаллиқ билән улар билән җәм болуп, он төрт оғли, алтә қизи билән дидарлишип, «йеңи асман, йеңи зимин»да биллә олтирип ғизалиниду.
□42:14 «Йемимаһ» — «пахтәк» дегән мәнидә. «Кәзийә» — «дарчин» (хушпурақлиқ бир хил әтир) дегән мәнидә. «Кәрән-хапуқ» — «сүрмә мүңгүз» (сүрмигә толған бир мүңгүз) дегән мәнидә.
□42:15 «атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди» — бәлким йеңи аилиси үчүн миннәтдарлиғини билдүрүш, яки униң һазирқи байлиқлириниң моллуғини билдүрүш үчүн шундақ қилған.