«Худани қарға!» — Ибраний тилида «баруқ» дегән сөз билән ипадилиниду, «Худа билән хошлишиш», «Худадин ваз кечиш» дегәндәк мәниләрдә. 1:5дики изаһатни көрүң. «өлүпла түгәш!» — ибраний тилида «өлүвәргин!».
□2:1 «Худаниң оғуллири» — 1:6, 38:7 вә изаһатларни йәнә көрүң.
□2:4 «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн терисини беришкиму рази болиду» — ибраний тилида: «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн териниң орниға терә беришкиму рази болиду» дегән ибарә ишлитилгән — мәнаси бәлким биз тәрҗимә қилғинимиздәк болуши керәк.
□2:7 «интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар» — бу кесәлниң қайси кесәл екәнлигини ениқ дәп бериш қийин. Бәзи дохтурлар уни «явайи чечәк кесили» дәп қарайду.
□2:8 «күллүккә кирип олтириш» — қедимки заманларда матәм тутуш яки қаттиқ қайғуни билдүрүш үчүн адәмләр күл догисида олтиратти. Қедимки шәһәрләрниң сиртида адәттә чоң бир «күл догиси» болиду, Аюп шу күл догиси үстигә олтарған болуши мүмкин.
□2:9 «Худани қарға!» — Аюпниң аялиниң униңға Худани қарға дәп бу несиһәт қилиши, мошу арқилиқ Худа тәрипидин җениң елинсун дегән мәнидә. «Худани қарға!» — Ибраний тилида «баруқ» дегән сөз билән ипадилиниду, «Худа билән хошлишиш», «Худадин ваз кечиш» дегәндәк мәниләрдә. 1:5дики изаһатни көрүң. «өлүпла түгәш!» — ибраний тилида «өлүвәргин!».