Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду. 17 Лекин Әйса уларға:
□5:3 «паләчләр» — яки «йиглигәнләр».
□5:4 «чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз.
■5:8 Мат. 9:6; Мар. 2:11; Луқа 5:24.
□5:9 «шабат күни» — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң.
■5:10 Мис. 20:10; Қан. 5:13; Йәр. 17:21; Мат. 12:2; Мар. 2:24; Луқа 6:2.
□5:16 «Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди» — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин. Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду.
□5:17 «Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!» — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт).
■5:19 Йәш. 54:5; Юһ. 3:30; 8:38; 9:4; 10:30; 14:9; 17:5.
□5:20 «...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду» — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар.
■5:20 Юһ. 1:2; 3:35; 7:16; 8:28; 14:24.
□5:21 «Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду» — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду.
■5:24 Луқа 23:43; Юһ. 3:18; 6:40, 47; 8:51.
□5:25 «... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду» — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду.
□5:26 «Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди» — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...».
■5:29 Дан. 12:2; Мат. 25:34,46.
□5:31 «Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду» — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс».
□5:32 «Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән» — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»).
■5:32 Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5.
□5:34 «әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ» — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду» — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр.
□5:36 «мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду» — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт.
■5:37 Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 6:27; 8:18; 1Тим. 6:16; 2Пет. 1:17; 1Юһа. 4:12.
■5:39 Қан. 18:18; Йәш. 34:16; Луқа 16:29; 24:27; Юһ. 1:46; Рос. 17:11.
□5:42 «ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ» — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ».
□5:43 «Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр» — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған.
■5:46 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 28:14; Қан. 18:18.