38
Қурбангаһни ясаш
У көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини акатсийә яғичидин ясиди. Қурбангаһ төрт часа болуп, узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинди. Мис. 27:1 У униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиди; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинди. Қурбангаһни мис билән қаплиди. Мис. 27:2 У қурбангаһниң барлиқ әсваплирини — униңға хас болған дасларни, гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиди; униң барлиқ әсваплирини мистин ясиди. Мис. 27:3 Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиди; шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилди; шала қурбангаһниң дәл оттурисида еди. Мис. 27:4, 5 У шаланиң төрт бүҗигигә балдақлар өткүзүлидиған төрт мис һалқини қуюп ясиди. У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, уларни мис билән қаплиди. Андин у қурбангаһни көтириш үчүн балдақларни қурбангаһниң икки йенидики һалқиларға өткүзүп қойди. У қурбангаһни тахтайлардин, ичини бош қилип ясиди. Мис. 27:8  


Ибадәт чедириниң әсваплири
 
Жуюнуш десини ясаш
У йәнә жуюнуш десини мистин, униң тәглигиниму мистин ясиди; у буларни «көрүшүш чедири»ниң кириш еғизиниң алдида хизмәттә болған аялларниң мис әйнәклиридин ясиди. Мис. 30:18  


Ибадәт чедири вә сиртқи һойлиси
 
Ибадәт җайиниң һойлиси
Андин у чедирниң һойлисиниму ясиди. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни ясиди; униң узунлуғи йүз гәз еди. Мис. 27:9 10 Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
11 Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә бар еди. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
12 Шуниңға охшаш ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә бар еди; пәрдиләрни есишқа он хада вә хадиларниң он тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди.
13 Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз еди. 14 Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди. 15 Йәнә бир тәрипидиму он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди. 16 Һойлиниң чөрисидики пәрдиләрниң һәммиси непиз тоқулған ақ канап рәхттин тикилгән еди.
17 Һойлиниң чөрисидики һәммә хадиларниң тәглиги мистин, уларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди; хадиларниң башлириму күмүчтин қапланған еди. Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилди.
18 Һойлиниң кириш еғизидики пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичиләр тәрипидин кәштиләнди; униң узунлуғи жигирмә гәз, егизлиги һойлидики пәрдиләрниң егизлигигә охшаш болуп бәш гәз еди. 19 Униң төрт хадиси билән мистин ясалған төрт тәглиги бар еди; хадиларниң илмәклири күмүчтин ясалди, уларниң башлири күмүч билән қапланди вә балдақлири күмүчтин ясалди.
20 Муқәддәс чедирниң һәм чөрисидики һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин ясалди.
 
Ибадәт чедири үчүн аталған материяллар
21 Муқәддәс чедир, йәни «һөкүм-гувалиғи чедири» үчүн аталған материялларниң сани төвәндә хатириләнгән (улар Мусаниң буйруғи билән, каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астидики Лавийлар мәсъул болуп санақтин өткүзүлүп, Худаға аталған еди): —
22 Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл Пәрвәрдигар Мусаға буйруғанниң һәммисини ада қилди; 23 Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолияб униң ярдәмчиси еди; у болса нәққашлиқ-оймичилиқ устиси, лайиһилигүчи һәмдә көк, сөсүн, қизил жиптин ақ канап рәхткә кәштә тикәләйдиған уста еди.
24 Муқәддәс чедирни ясашқа ишлитилгән алтун, йәни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән алтунниң һәммиси муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә жигирмә тоққуз талант йәттә йүз оттуз шәкәл еди. «жигирмә тоққуз талант йәттә йүз оттуз шәкәл...» — бир «талант» 3000 шәкәл еди. «муқәддәс җайдики шәкәл»ниң бирлиги (алтун) 224 грам болған болса, ундақта бу алтунларниң еғирлиғи тәхминән 2 тонна болған болиду. 25 Җамаәт арисидин санақтин өткүзүлгән адәмләр тәрипидин кәлтүрүлгән күмүч болса муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә бир йүз талант бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл еди. «җамаәт арисидин санақтин өткүзүлгән адәмләр...» — бу «адәмләр» әркәк кишиләрни көрситиду («Чөл.» 1:2-46ни көрүң). «бир йүз талант бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл ...» — күмүчкә нисбәтән «талант» вә «шәкәл»ниң бирлиги алтунниңкигә охшаш болса, бу күмүчләрниң еғирлиғи тәхминән 6.7 тонна болған болиду. 26 Бу күмүч нопуси ройхәткә елинған кишиләрдин елинған еди — демәк, кимки жигирмә яш я униңдин чоң, санақтин өткүзүлгәнләрниң һәр бири бир бека, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл күмүч бәрди. Санақтин өткән киши алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши еди.
27 Муқәддәс җайниң тәгликлирини һәм оттурисидики пәрдиниң тәгликлирини қуюшқа йүз талант күмүч кәтти; йүз талант күмүчтин йүз тәглик ясилип, һәр бир тәглик үчүн бир талант ишлитилди. 28 У қалған бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл күмүчтин хадиларниң илмәклирини ясиди, уларниң башлирини қаплиди, шуниңдәк уларни бир-биригә чатидиған балдақларни ясиди.
29 «Пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән мис болса йәтмиш талант, икки миң төрт йүз шәкәл чиқти. «йәтмиш талант, икки миң төрт йүз шәкәл...» — бир «талант» мис 1500 шәкәл яки бәзидә 3000 шәкәл һесаплиниду; бир шәкәл мис 224 грам яки 540 грам болуши мүмкин. Ундақта бу мисниң еғирлиғи 23-92 тонна оттурисида болса керәк. 30 Буниңдин у җамаәт чедириниң кириш еғизиниң тәгликлирини, мис қурбангаһни, униң мис шаласи вә қурбангаһниң барлиқ әсваплирини, 31 һойлиниң чөрисидики хада тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики тәгликләрни, чедирниң барлиқ қозуқлирини вә һойлиниң чөрисидики қозуқларниң һәммисини ясиди.
 
 

38:1 Мис. 27:1

38:2 Мис. 27:2

38:3 Мис. 27:3

38:4 Мис. 27:4, 5

38:7 Мис. 27:8

38:8 Мис. 30:18

38:9 Мис. 27:9

38:24 «жигирмә тоққуз талант йәттә йүз оттуз шәкәл...» — бир «талант» 3000 шәкәл еди. «муқәддәс җайдики шәкәл»ниң бирлиги (алтун) 224 грам болған болса, ундақта бу алтунларниң еғирлиғи тәхминән 2 тонна болған болиду.

38:25 «җамаәт арисидин санақтин өткүзүлгән адәмләр...» — бу «адәмләр» әркәк кишиләрни көрситиду («Чөл.» 1:2-46ни көрүң). «бир йүз талант бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл ...» — күмүчкә нисбәтән «талант» вә «шәкәл»ниң бирлиги алтунниңкигә охшаш болса, бу күмүчләрниң еғирлиғи тәхминән 6.7 тонна болған болиду.

38:29 «йәтмиш талант, икки миң төрт йүз шәкәл...» — бир «талант» мис 1500 шәкәл яки бәзидә 3000 шәкәл һесаплиниду; бир шәкәл мис 224 грам яки 540 грам болуши мүмкин. Ундақта бу мисниң еғирлиғи 23-92 тонна оттурисида болса керәк.